Архип
2015-02-04
Хитай ташқи ишлар баянатчиси хуң лей бүгүн, норвегийәниң ослода оқуватқан пост доктор хитай оқуғучини университеттин һәйдигәнликигә наразилиқ билдүргән.
2015-02-04
Америкида паалийәт елип бериватқан җәнубий моңғулийә кишилик һоқуқ җәмийитиниң торида хәвәр қилинишичә, җәнубий моңғулийәдә давам қиливатқан моңғулларниң хитай һакимийитигә қарши наразилиқ һәрикәтлири барғансери улғаймақта.
2015-02-04
Хитайниң чәтәлгә қечиватқан уйғурлар һәққидики сәлбий тәшвиқатлири бир қисим мәшһур хәлқара ахбарат васитилириниң уйғур муһаҗирларға қарита диққәт-етибарини күчәйтти.
2015-02-04
Хитай тәңритағ торида бүгүн елан қилинған “сиясий интизам вә сиясий қаидә һалқип өтүшкә болмайдиған қизил сизиқ” намлиқ обзорида, рәһбири кадирлирини агаһландуруп, уйғур районида сиясий җәһәттин хаталишишниң җәмийәткә нисбәтән ейтқанда чирикликтинму хәтәрлик икәнлики оттуриға қоюлди.
2015-02-03
5-Феврал ғулҗа вәқәси уйғурларниң һаяти, күрәш ирадиси вә чәтәлләрдики уйғур давасиға көрсәткән тәсирлириниң, әһмийитиниң зор болуши билән дуняниң һәр қайси җайлирида һәр йили охшимиған шәкилләрдә хатирилинип кәлмәктә.
2015-02-03
Шаһитларниң уйғур елида өз көзи билән көргәнлири вә уларниң шу йәрдики шәхсий кәчүрмишлири йоқири бесимлиқ сиясәт күнлүки астида яшаватқан уйғур хәлқиниң нөвәттики реаллиқини ашкара қилмақта.
2015-02-03
20-Әсирниң 30-йиллирида совет иттипақи уйғур дияриға әвәткән һәрбий-сиясий хадимлириниң бир қисими кейинки вақитларда совет иттипақиниң мәшһур һәрбий, сиясий вә дипломатийә рәһбәрлиригә айланған иди.
2015-02-03
28-январ күни чира наһийисиниң тағлиқ кәнтидә йүз бәргән қанлиқ тоқунуш һәққидә тәкшүрүш елип барған хитай сақчилири вәқәгә четишлиқ пидаийлар тәрипидин тағ бағриға йошурулған 3 тағар һуҗум тәйярлиқ материяллирини қолға чүшүргән.
2015-02-03
1 - Феврал токйода японийә уйғур җәмийитиниң даимий һәйәт йиғини ечилди. Токйода ечилған японийә уйғур җәмийитиниң бу қетимқи даимий һәйәт йиғиниға японийәдә зиярәттә болуватқан рабийә қадир ханим башчилиқидики дуня уйғур қурултийиниң вәкиллириму иштирак қилди.
2015-02-03
“явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” дә җәм болған уйғурлар “айлиқ сөһбәт паалийити”, “йиллиқ хизмәтләрдин доклат бериш паалийити”, путбол һәвәскарлириға “лоңқа тәқдим қилиш паалийити” вә “5- феврал вәқәси” ни әсләш паалийити қатарлиқ мол-мәзмунлуқ бир паалийәт өткүзди.
2015-02-03
Бир нәччә күн илгири, йәни 22-январда германийә пайтәхти берлинда өткән “норманди төртлүки” ниң йәни русийә, украина, фирансийә вә германийә ташқи ишлар министирлириниң нөвәттики учришишида украинаниң шәрқидики вәзийәт муһакимә қилинған иди.
2015-02-03
Америкида чиқидиған лос - анҗелис вақти гезити бүгүнки хәвиридә, 600 нәпәр уйғурниң йеқинда түркийигә келип орунлашқанлиқини билдүрди. Игилинишичә, көпинчилири бир аилә кишилиридин тәркип тапқан вә кичик балиларниму өз ичигә бу 600 киши түркийиниң қәйсири шәһиригә орунлаштурулған.
2015-02-03
Хитайдики 74 шәһәрдә елип берилған һава сүпәт тәкшүрүш нәтиҗисидә, 66 шәһәрниң һавасиниң өлчәмгә тошмайдиғанлиқи мәлум болди. Хитай муһит министирлиқи елан қилған рәқәмләрдин қариғанда, 2014 - йили юқиридики шәһәрләрниң һава сүпити инсанлар нәпәс елишқа тегишлик әң асасий өлчәмгиму йәтмигән болуп, муһит министирлиқи бу, инсанларниң саламәтлики үчүн зор тәһдит шәкилләндүргәнликини етирап қилған.
2015-02-03
Уйғур америка бирләшмиси 5 - феврал ғулҗа вәқәсиниң 18 йиллиқ хатирә күни мунасивити билән мәхсус баянат елан қилип, хитай һөкүмитини шу күни уйғур намайишчилар үстидин дөләт зораванлиқи йүргүзгәнликини етирап қилишқа чақирди.
2015-02-03
Америка мудапиә исــтихбарат идариси башлиқи винсент стиварт америкиниң һәрбий техникилириниң хитайниң тор җасуслуқи тәһдитигә учраватқанлиқини билдүрди. У пәйшәнбә күни америка дөләт мәҗлисидики йиғинда қилған сөзидә, хитайниң америкиниң мудапиә техникисиға аит нурғун мәхпийәтликлирини оғрилап болғанлиқини вә һелиһәм оғрилашни давам қиливатқанлиқини билдүрди.