Архип
2015-02-20
Пакистан талибанлириниң тармақ гуруһи-тәһриқи талибан билән җамаәтул әхрар хитайни агаһландуруп, уйғурларға қаритилған бастурушни тохтитишни, әгәр бастурушни тохтатмиса хитайниң негизлик иқтисадий мәнпәәти һуҗумға учрайдиғанлиқини билдүргән.
2015-02-20
Афғанистан бихәтәрлик әмәлдарлириниң ашкарилишичә, афғанистан һөкүмити өткән айда 15 нәпәр уйғурни қолға елип дәрһал хитайға өткүзүп бәргән.
2015-02-20
Уйғур илиниң бай наһийәсидә 17-феврал һуҗум қилиш вәқәси йүз берип, 17 адәм өлгәнлики мәлум болди. Өлгәнләрниң 4 нәпири сақчи, 9 нәпири һуҗумчи, қалғини пуқралар икән.
2015-02-20
Хитай һөкүмити җүмә күни игилик һоқуқи талаш-тартиштики аруначал штатини зиярәт қилған һиндистан баш министири нарендра модиға наразилиқ билдүрди. Моди җүмә күни җәнубий тибәт яки аруначал штатида бир төмүрйол линийәси билән, бир електр истансисиниң лента кесиш мурасимиға қатнашқан.
2015-02-20
Б д т ниң халиғанчә тутқун қилишқа қарши туруш комитети қарар мақуллап, хитай һөкүмитини қамақтики гуаңдуңлуқ хитай өктичиләрдин таң җиңлиң, ваң чиңйиң, йүән шинтиң қатарлиқ 3 кишини дәрһал қоюп беришкә чақирған.
2015-02-19
Икки күндин буян иҗтимаий таратқуларда қағилиқ наһийисидә тоқунуш йүз бәргәнлики, тоқунушта бир данә сақчи аптомобилиға от қоюлғанлиқи вә бирқанчә кишиниң өлүп-яриланғанлиқи һәққидә учурлар тарқалди.
2015-02-19
Йеқиндин буян чәрчән наһийисигә қарашлиқ идарә, орган ишчи хизмәтчилири вә әтраптики йеза, кәнт деһқанлири даириләр тәрипидин қәһритан қишқа қаримай йол ясаш, қум тосуқи ясаш қурулушиға охшаш әмгәкләргә мәҗбурланған.
2015-02-19
31-январда хитайниң уйғур елидики “ахбарат тори” вә “асия киндики тори” қатарлиқ һөкүмәт таратқулири хәвәр берип, аһалиләрниң шәхсий янфонлирини башқуруш бойичә йеңи бәлгилимә чиқарғанлиқини елан қилған иди.
2015-02-19
Түркийәниң җәнубиға җайлашқан, түркийәниң 5-чоң шәһири адана шәһириниң чуқурова районлуқ һөкүмәтниң залида “ирқий қирғинчилиқниң исми шәрқий түркистан” намлиқ йиғин чақирилди.
2015-02-19
Афғанистан нопуси билән пакистанда яшап келиватқан 3-әвлад уйғурлардин йәнә бириниң баян қилишичә, пакистан һөкүмити йеқинқи йиллардин буян көчмә нопусларни тәртипкә селиш мәқситидә йолға қойған йеңи бәлгилимиләр уларни йеңи мүшкүлатларға дучар қилған.
2015-02-19
Шиветсийәдә яшаватқан уйғурлар өзлириниң әмгики арқилиқ һәр хил кәсип орунлирида өз кәспини җари қилдуруп кәлмәктә.
2015-02-19
Фирансийә парламентиниң алий палата әзаси әнри католин фирансийә уйғур җәмийитиниң нөвәттики җиддийлишиватқан уйғур елиниң вәзийити һәққидә фирансийә парламентида җиддий йиғин чақиришиниң зөрүрлүки тоғрисида тәклип бәргән.
2015-02-19
Дуня уйғур қурултийи уйғур елиниң кишилик һоқуқ вәзийитигә аит йиллиқ доклатини елан қилди. Пәйшәнбә күни елан қилинған доклат 30 бәттин тәркиб тапқан болуп, униңда уйғур елидә өткән йилида елип берилған қаттиқ зәрбә бериш һәрикити, өлүм җазалири, илһам тохти вә униң оқуғучилириниң мәсилиси, диний әркинлик, мәдәнийәт вә маарип әркинлики, мусапирлар мәсилиси вә йүз бәргән қанлиқ вәқәләр бойичә айрим-айрим мәлуматлар берилгән.
2015-02-19
Америка дөләт ишлири министирлиқи чаршәнбә күни, америкиниң әлчихана вә консулханилири арқилиқ шу дөләттики һаваниң булғиниш дәриҗисини өлчәш хизмитини техиму көп дөләтләргә кеңәйтидиғанлиқини елан қилди. Америка бу арқилиқ һәрқайси һөкүмәтләр вә хәлқләрниң муһит мәсилисигә болған диққитини ашурушни мәқсәт қилған.
2015-02-19
Хәлқара қәләмкәшләр җәмийити 21-феврал “дуня ана тил күни” һарписида баянат елан қилип, хитай һөкүмитини илһам тохтини қоюветишкә чақирди.