Архип
2015-05-31
Йәкшәнбә күни хоңкоң пуқралири көлими бир қәдәр кәң намайиш өткүзүп, 4 - июн тйәнәнмен вәқәсини хатирилиди. Намайишчилар өзлириниң бу һәрикитини “ 4 - июн вәтәнпәрвәрлик демократик намайиши” дәп атиған болуп, әнглийә б б с агентлиқиниң намайиш һәққидики хәвиридә ейтилишичә, намайишчилар хитай мәркизий һөкүмитиниң хоңкоңдики башқуруш оргини алдиға берип, мәркизий һөкүмәттин тйәнәнмен вәқәсини ақлашни һәмдә хитайдики демократик һәрикәтләрни қоллашни тәләп қилған.
2015-05-31
Америка дөләт мудапиә министири әштон картер җәнубий хитай деңиздики талаш - тартиш районида һәр қандақ паалийәтләрни тохтитишни,чүнки бу һәрикәтләрниң район вәзийитини миқимсизлаштуридиғанлиқини билдүрди. Әштон картер бу сөзини сингапурда ечиливатқан асия - тинч окян райони бихәтәрлик йиғинида қилған һәмдә у хитайниң райондики һәрикитиниң хәлқара өлчәмләргә мувапиқ әмәсликини илгири сүргән иди.
2015-05-31
Йеқинда қазақистан уйғур әдәбияшунаслиридин бири профессор алимҗан тиливалдиниң “мустәқил қазақстан уйғур поизийиси” намлиқ монографияси нәшир қилинди. Мәзкур илмий тәтқиқат қазақистан җумһурийити билим вә пән министирликиниң мәхсус орунлаштуруши бойичә йезилип, униңға қазақ академиклиридин вәлихан қалиҗан рәһбәрлик қилған.Бир қанчә қазақистан алимлири китабқа пикир сөзи язған.
2015-05-31
Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң рәиси шөһрәт закир 28 - 30 - май күнлири тәңри тағлириниң җәнубидики қәшқәр вә қизилсу тәвәсидә мәхсус тәкшүрүштә болуп, бир қисим орунларни зиярәт қилип учришишлар өткүзүп, хитай һокүмитиниң нөвәттики диний әсәбийликкә зәрбә бериш вә милләтләр хизмитигә аит сиясий тәдбирлириниң әмәлийлишиш әһвалини көздин кәчүргән.
2015-05-31
Қәйсәридики шәрқий түркистан тәшкилати башқуруш һәйити вә қәйсәридики уйғур мусапирлардин тәркип тапқан бир гуруппа уйғур қәйсәри шәһәр башлиқи билән қоҗасинан районлуқ һөкүмәтниң башлиқини ишханисида зиярәт қилип уйғурлар намидин рәһмәт ейтти.
2015-05-30
Җигдиликниң сиртидикиләр күтмәктә иди. Күн ғәрбкә қийсайған, кәчки шәпәқниң алтун нурлири егиз җайларда шахларниң учида җимирлайтти. Тақити –тақ болған дарин “ дамоллиларға буйруди” кәчкичә чиқмиса бесип кириду, һәммисини қирип ташлайду. Товла! варқира! чаққанрақ чиқсун.
2015-05-30
Нөвәттә даириләр уйғур районида аталмиш “қош тиллиқ сотчилар” ни көпәйтиш пиланини оттуриға қойған.
2015-05-30
Хәвәрләргә қариғанда, 16 - май уйғур елидә тунҗи нөвәтлик модернизм гүзәл сәнәт көргәзмиси ечилған. Көргәзмә үрүмчидики модернизм гүзәл сәнәт сарийида ечилған болуп, 16 - июнғичә давам қилидикән.
2015-05-30
30 - Май америка дөләт мудапиә министири аштон картер баян елан қилип, хитайни җәнубий деңизда ясаватқан сүний арал қурулушини дәрһал тохтитишқа чақирди.
2015-05-30
27 - Май хитайниң гәнсу өлкисидә бир тибәт ана өзигә от қоюп хитайға наразилиқ билдүргән. Бу вәқәдин хәвәрдар кишиләрниң радиомизға билдүрүшичә, саңйә тсо исимлик 36 яшлиқ тибәт аял гәнсу өлкиси чонә (җони) наһийәлик сақчи алдида намайиш қилған.
2015-05-29
Тарихчи тохти музат 1998-йили 2-ай мәзгилидә тутқун қилинғандин кейин, 1999-йили 3-айда үрүмчи шәһәрлик оттура хәлқ сот мәһкимиси униңға “дөләт мәхпийәтликини оғрилаш” җинайити артип,12 йиллиқ қамақ җазаси бәргән.
2015-05-29
28-Май сәһәрдә шиветсийәдики “шәрқий түркистан тәшвиқат мәркизи” хәвәр берип хотәнниң қарақаш наһийә зава йезисида 6 нәпәр уйғур пидаийниң хитай сақчилири билән тоқунушқанлиқини илгири сүргән иди.
2015-05-29
Ақсуниң тоқсу наһийисидә бу йил 1-айдин башланған вә һазирғичә давам қиливатқан, қачан ахирилишидиғанлиқи һәм мәлум болмиған долқун һашарниң сәвәби мухбиримизниң диққитини тартти.
2015-05-29
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитети йеқинда интернет әркинликини тәшәббус қилиш вә қоғдашқа аит йеңи доклатини елан қилди.
2015-05-29
Японийә хосо университети 2013 - йилидин башлап рәсмий уйғур тилини мәктәп оқутуш пиланиға киргүзүп уйғур тили синипини тәсис қилған.