Архип
2015-09-30
Д у қ сентәбирниң бешида чақириқ елан қилип “1-өктәбир хитай һөкүмити тәнтәнә билән өткүзмәкчи болған аталмиш ‛уйғур аптоном райони‚ қурулғанлиқиниң 60 йиллиқ той күни болса, шәрқи түркистан хәлқи үчүн бир матәм вә мусибәт күнидур!” дәп җакарлиди.
2015-09-30
Өткән йилидин буян хитай һөкүмәт таратқулирида туюқсиз сәһнигә чиққан бир уйғур фотограф хитай пайтәхти бейҗиңдин һалқип чиқип чәтәлләрдә нутуқ сөзлимәктә.
2015-09-30
Хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң америкиға қилған рәсмий зиярити икки дөләт арисида техника җасуслуқи, пул қиммити вә җәнубий деңиз мәсилиси түпәйлидин сүркилишләр күчәйгән мәзгилгә тоғра кәлди.
2015-09-30
Тайланд сақчи даирилири ераван ибадәтханиси бомба һуҗумниң уйғурларға алақидарлиқини илгири сүргән. Бу һәқтә пикир йүгүргүчиләр уйғурларниң мәзкур вәқә билән мунасивәтсиз болуши мумкинликини билдүрүшмәктә.
2015-09-30
Әнглийәдә паалийәт елип бериватқан түркий милләтләр вә уларниң аммиви тәшкилатлириниң мәсуллири 9-айниң 27-күни йиғин чақирип, түрк дуняси һәмкарлиқ мунбири қурулғанлиқини җакарлиди.
2015-09-30
Игилишимизчә, “уйғуристан мәшрипи” дикиләр оттура асия дөләтлиридин көчмән болуп кәлгән уйғур яшлардин тәшкил тапқан икән. Улар нәччә йилдин буян изчил һалда һәр хил сахавәтлик паалийәтләрни давамлаштуруп кәлмәктә.
2015-09-30
Гуаңши җуаң аптоном райониниң лючең наһийисидә чаршәнбә күни уда 17 қетим зәнҗирсиман партлаш вәқәси йүз берип, йәттә адәм өлүп, он нәччә адәм яриланған.
2015-09-30
Америкиниң с н н телевизийәсиниң, америкиниң юқири дәриҗилик бир әмәлдариниң тәминлигән учури асасида хәвәр қилишичә, русийә һава армийиси чаршәнбә күни сүрийәдә тунҗи қетим һава һуҗуми елип барди.
2015-09-30
Хитай русийә, қазақистан, қирғизистан, өзбекистан қатарлиқ мәмликәтләр билән һәмкарлишиш астида башлиған “йипәк йоли иқтисадий бәлвеқи” лайиһисини җанландуруш үчүн мәдәнийәт паалийәтлириниму күчәйтишкә киришкән болуп, буниң үчүн уйғур мәдәнийити темисиниму оттура асия дөләтлири билән болған бу хил алақә даирисигә киргүзмәктә.
2015-09-30
Хитай мәркизи һөкүмитиниң сиясий кеңәш рәиси йү җеңшең башчилиқидики вәкилләр өмики, уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 60 йиллиқини хатириләш үчүн гуруппиларға бөлинип, һәр қайси вилайәт, наһийә вә йезиларда нуқтилиқ зиярәт паалийәтлирини давамлаштурмақта.
2015-09-30
Тибәтләрниң пайтәхти, тибәт буддизминиң муқәддәс йери дәп қаралған ласадики потала сарийиниң үстигә хитай дөләт байриқи есилған.
2015-09-30
18-Сентәбир күни бай наһийисиниң терәк базирида йүз бәргән соған көмүр кениға һуҗум қилиш вәқәсидә өлгән сақчилардин 4 нәпириниң кимлики ениқланди.
2015-09-29
Ашкарилинишичә, бай наһийисидә 18-сентәбир күни йүз бәргән көмүрканға һуҗум қилиш вәқәсидин кейин вәзийәт күндин-күнгә җиддийләшмәктә, бундақ болуши вәқә йүз бәргинигә 12 күн болғиниға қаримай пидаийлар техичә тутулмиған.
2015-09-29
Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим бүгүн мухбиримизниң зияритини қобул қилип, хитайниң уйғур райони тоғрисидики ялған тәшвиқатлириға қарита өз көз қарашлирини оттуриға қойди вә рәддийә бәрди.
2015-09-29
Игилишимизчә, өткән йилидин буян хитай һөкүмәт таратқулирида “мән шинҗаңдин кәлдим” намлиқ китаби билән даңдар шәхскә айланған қурбанҗан сәмәт бүгүн, йәни 9-айниң 29-күни америка пайтәхти вашингтондики җорҗи тавн университетида бир мәйдан лексийә бәргән.