Архип
2015-09-03
Игилишимизчә, уйғур елида, болупму уйғур елиниң җәнубидики шәһәр, базарларда даириләрниң пичақ, қиңрақ, палта - кәркә қатарлиқ аилиләрдә ишлитилидиған тиғлиқ сайманларға болған чәклимисиниң һелиһәм давам қиливатқанлиқи мәлум болмақта.
2015-09-03
27 - Авғуст шинхуа агентлиқида,хитай мәркизий комитет тәшвиқат бөлүми, маарип министирлиқи бирләшмә уқтуруш тарқитип бу йил күзлүк оқуш мәвсуми башланғанда, оттура, башланғуч мәктәп оқуғучилирини“оқуш башланғандики тунҗи дәрс” паалийитигә тәшкилләп, япон басқунчилириға қарши уруш тарихи, япон басқунчилириға қарши уруш роһи тәрбийисини омумйүзлүк қанат яйдурушни тәкитлигәнлики хәвәр қилинған иди.
2015-09-03
Хитай һөкүмити 3 - сентәбир бейҗиңда зор көләмлик һәрбий мурасим өткүзүп, японға қарши урушниң 70 йиллиқини хатирилиди. Мурасимға 12 миң әскәр, 500 һәрбий җабдуқ, 200 гә йеқин һәрбий айропилан қатнаштурулди.
2015-09-03
Хитай һөкүмити японға қарши урушниң 70 йиллиқиға беғишланған паратини бейҗиңда өткүзди. Әмма пүтүн хитай миқясида 3 күнлүк дәм елиш елан қилинип, җай - җайларда қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири елиниши, аммиви тәшвиқатниң күчәйтилиши қатарлиқлар хәлқараниң диққитини қозғиди.
2015-09-03
Исмайилҗан иминоф оттура асиядики қазақистан уйғурлири арисида уйғурларниң ана вәтини, уйғурларниң мәдәнийити - тарихи вә башқа әһваллири һәққидә әдәбий ахбарат жанирида көплигән әсәрләрни рус тилида йезип нәшир қилдуруп, оқурмәнләрниң етирап қилишиға еришкән язғучидур.
2015-09-03
1-Сентәбирдә барлиқ қазақистан мәктәплири йеңи 2015-вә 2016-оқуш йилини башлиди. Һөкүмәт тәрипидин “билим күни” дәп рәсмий җакарланған бу күни мәктәпләрдә шу мунасивәт билән тәнтәнилик йиғинлар өткүзүш әнәнигә айланған.
2015-09-03
Америкида әнгилиз вә хитай тиллирида нәшрдин чиқидиған, дуняниң һәр қайси җайлирида тарқитилидиған фалуңгуңчиларниң әпкари болған улуқ ера вақти гезитидә уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим рәсимлири билән тонуштурулди.
2015-09-03
Японийә һөкүмәт баянатчиси йоши хиде суга пәйшәнбә күни мухбирларға қилған сөзидә, бейҗиңдики һәрбий паратта, японийә - хитай мунасивәтлириниң иҗабий тәрәққиятлириниң гәвдиләндүрүлмигәнликидин әпсусланғанлиқини билдүргән. У мундақ дегән : “биз парат алдида хитай тәрәпни әскәртип, паратта японийигә қарши кәйпият яритилип қалмаслиқиға капаләтлик қилишни, буниң орниға икки дөләт мунасивәтлириниң кейинки йиллардики тәрәққиятиниң йорутулушини тәләп қилған идуқ. Әпсуски, ши җинпиңниң нутқида бундақ бир мәзмун йоқ иди. Биз буниңдин әпсусландуқ.”
2015-09-03
3 - Синтәбир пәйшәнбә күни хитай һөкүмити нурғун тәйярлиқ көргән һәрбий парат ахири өткүзүлди. японға қарши урушниң вә 2 - дуня уруши ғәлибисиниң 70 йиллиқини хатириләш намида өткүзүлгән һәрбий паратта хитай армийисиниң күчи көз - көз қилинди. Хитай армийиси өзиниң нурғун йеңи типлиқ һәрбий қораллирини, күрәшчи айропиланлирини, ядро бомбисини тунҗи қетим мәйданға чиқирип, бу қирғучи һәрбий қоралларниң “тинчлиқ қоғдиғучилири” икәнликини илгири сүрди.
2015-09-03
Түркийә ташқи ишлар министирлиқи мухбирларға, тайландтики партлашта түркийә пуқралириға четилидиғанлиқиға аиـт хәвәрләрниң наһайити муҗимәлликини, тайланд даирилириниң буни дәрһал айдиңлаштуруши керәкликини билдүргән.
2015-09-03
Суда тунҗуқуп өлүп қалған 3 яшлиқ сүрийилик балиниң сөрити мәтбуатларда ашкариланғандин кейин, дуняда күчлүк инкас қозғиди. Бу бәхитсиз бала сүрийидики уруштин җенини елип қечип, яврупаға қачмақчи болған бир сүрийилик аилиниң балиси иди.
2015-09-02
Уйғур деһқан мәмтимин мәттохтини уруп мейип қилип қойғандин кейин, секретарлиқтин керийә наһийилик бирликсәп идарисиниң башлиқлиқиға өстүрүлгән лү руң бу йил йәнә өстүрүлүп, хотән вилайәтлик бирлик сәп идарисиниң башлиқлиқиға тәйинләнгән.
2015-09-02
Хитай һөкүмити 3-сентәбир пәйшәнбә күни өткүзүшкә тәйярлиниватқан һәрбий парат йеқинқи йиллардин буян хитай өткүзгән әң зор бир қетимлиқ һәрбий парат болуп һесаблиниду.
2015-09-02
Тайланд һөкүмити камбоджа чеграсида қолға елинған гумандарниң бармақ изи, сақчилар баңкоктики бир бина өйдин байқиған бомба материяллиридики бармақ изи билән охшаш икәнликини елан қилди.
2015-09-02
Радиомиз зияритини қобул қилған бир нәпәр уйғур яшниң баянлири нөвәттә уйғур билим қатлимидикиләрниң еғир сиясий бесим вә роһий сиқилиш ичидә яшаватқанлиқини ашкара қилмақта.