Архип
2015-09-23
Әркин алиптекин әпәнди уйғур вәтининиң нөвәттики вәзийити һәққидә тохтилип, хитайниң миллий сияситиниң барғансери начарлишиши, уйғур илидики миллий зулумниң артип бериши сәвәблик уйғурларниң миллий ирадә вә ғайисидин тәврәнмәсликини үмид қилди.
2015-09-23
Сабиқ дипломат керәм шәриф уйғур елида һөкүмәт тәрипидин тунҗи қетим тәшкилләнгән һәҗ өмикиниң мәсули, хитай ислам диний җәмийитиниң муавин рәиси абдурәһим иминниң хитай дөләт бихәтәрлик идарисиниң мәхпий хадими икәнликини билдүрди.
2015-09-23
Хитай хәлқ ишлири министирлиқи йеқинда бәзи дөләтләрдики хитай пуқралириға “никаһ әһвали испати” беҗирип бәрмәйдиғанлиқини ашкарилиди.
2015-09-23
Малайшия даирилири баңкок партлаш вәқәсигә алақидарлиқи илгири сүрүлгән 4 нәпәр уйғурни өз ичигә алған 8 кишини сорақ қилиш үчүн тутқан.
2015-09-23
Әнглийә малийә вәзириниң уйғур ели зиярити җәрянида иқтисадий мәнпәәтни кишилик һоқуқниң үстигә қойғанлиқи әйибләшкә учриди.
2015-09-23
23-Сентәбир русийә пайтәхти москвада явропадики әң чоң җами дәп қаралған москва мәркизий җамисиниң ечилиш мурасими өткүзүлди, җаминиң ечилиши пүткүл мусулман дуняси бу йиллиқ қурбан һейтни қутлуқлашқа һазирланған пәйтләргә тоғра кәлди.
2015-09-23
Ақсарай хадимлириниң ейтишичә, америка даирилири хитай рәиси ши җинпиң билән америкиға қаритилған интернет һуҗумлири, сода мәхпийәтлики оғрилиқи вә кишилик һоқуқ мәсилилири үстидә кәскин сөзлишидикән.
2015-09-23
Америкида рәсмий дөләт зияритини башлаштин бурун 22-сентәбир сеатил шәһиригә чүшкән хитай рәиси ши җинпиң зор қаршилиқ намайишлириға дуч кәлди.
2015-09-22
Ақсу бай наһийисидә бир гуруппа пидаийлар 18-сентәбир күни йәни пәйшәнбә күни сәһәр саәт 3 мәзгилидә терәк базарниң тағ бағридики соған көмүр кан сақчилири вә кан хоҗайинлириға һуҗум қилған.
2015-09-22
Бу һәптә вашингтон үчүн алаһидә шундақла җиддий бир һәптә болиду, чүнки ватикан попи фиранчис вә хитай рәиси ши җинпиң пайтәхтни зиярәт қилмақчи.
2015-09-22
Түнүгүн “шинхуа тори”, “җуңго радио тори” қатарлиқ хитай һөкүмәт таратқулири хәвәр берип, өткән йилидин буян 200 миң кадирни төвәнгә әвәтиш арқилиқ уйғур аптоном районида “әбәдий әминлик” кә пухта асас селинғанлиқи илгири сүрүлди.
2015-09-22
Әнглийә малийә министирлиқиниң министири җорҗ осборн хитайда 5 күнлүк зиярәттә болидиған болуп, униң бу қетимлиқ зияритидә тохтап өтидиған орунлириниң бири уйғур елидур.
2015-09-22
1985-Йили тунҗи қәдәмдә уйғурлар һөкүмәтниң тәшкиллиши билән һәҗ паалийитигә қатнашқан болуп, шу қетимқи һәҗгә уйғур елидики мусулманлардин җәмий сәккиз йүз киши барған.
2015-09-22
Түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң паалийәтлирини изчил һалда қоллап кәлгән шәвкәт барутҗу мәрһумниң җиназа мурасими 21-сентәбир күни әнқәрә һаҗи байрам мәсчитидә өткүзүлди.
2015-09-22
18-Сентәбир ақсуниң бай наһийисидә йүз бәргән тоқунушта 40 тин артуқ адәмниң өлгән вә яриланғанлиқи мәлум болди.