Архип
2016-10-14
Уйғур аптоном районлуқ маарип тармақлири чаршәнбә күни бәлгилимә чиқирип, пәрзәнтлирини диний сәвәбләр билән толуқ оттуридин чиқиривалған ата-аниларни җазалайдиғанлиқини җакарлиған. Чаршәнбә күни елан қилинған мәзкур бәлгилимә 11-ноябирдин башлап рәсмий йолға қоюлидикән.
2016-10-14
Хитай рәиси ши җинпиңниң һиндистан зиярити тибәт мусапирлириниң қаршилиқиға учриди. Җүмә күни, онлиған тибәтлик ши җинпиң қонақлиған йеңи деһлидики таҗ сарийи меһманханисиниң алдида намайиш қилип, униң һиндистан зияритигә наразилиқ билдүрди.
2016-10-14
Хитайниң мисирда турушлуқ әлчиханиси йеқинда уқтуруш чиқирип, мисирға саяһәт визиси яки қисқа муддәтлик виза билән кәлгән һәрқандақ хитай пуқрасиға мисирда оқуши, туруши вә иқамәт елиши үчүн гуваһнамә беҗирип бәрмәйдиғанлиқини билдүргән.
2016-10-14
Алматада қазақистан җумһурийити мустәқиллиқиниң 25 йиллиқи вә р. Сүлейменоф намидики шәрқшунаслиқ институтиниң 20 йиллиқиға беғишланған илмий муһакимә йиғинлири болуп өтти.
2016-10-14
“уйғурлар авази” интернет телевизийәсиниң йеңи программисида уйғурларниң қурбан һейт байрими вә хитайдики террор мәсилилири тоғрисида тохталған.
2016-10-13
Уйғур аптоном райони даирилири интернет вә учур ториға қаратқан қамални йәниму күчәйтиш һәққидә қарар алған.
2016-10-13
11-Өктәбир күни 2016-йиллиқ мартин әнналист кишилик һоқуқ мукапатиниң уйғур өктичиси илһам тохтиға берилгәнлики елан қилинди.
2016-10-13
Хитайниң хефей шәһиридики мәлум бир кәспий техника институтиниң 2 нәпәр қиз оқуғучиси радикаллиқ, террорлуқ тәшвиқат материяллирини сақлиған, дәп қолға елинған һәм улардин бири оттура сотта сотланған.
2016-10-13
Хитайниң мәдәнийәт министирлиқи вә уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт қатарлиқ органларниң тәшкиллиши билән шәрқий җәнубий асия дөлити болған лаоста “җуңго шинҗаң мәдәнийәт һәптилики” өткүзүлгән.
2016-10-13
Тәңритағ торида берилгән хәвәрдин қариғанда, 12-өктәбир күни уйғур елидә “шинҗаң синиплириниң әхлақ вә сиясий идийә маарипи тәрбийиләш курси” башланған.
2016-10-13
Хитайниң хебей өлкиси хеңшүй бихәтәрлик тармақлири “ли лияң” путбол кулубиға қобул қилинған 9 нәпәр уйғур өсмүрниң мәктәптә нормал дәрс башлишиға тосқунлуқ қилған.
2016-10-13
Кейинки әвладларниң ана тил мәсилиси шәк-шүбһисизки, муһаҗирәттики уйғур сәрхиллирини әң зор дәриҗидә ойландуруватқан вә бу җәһәттә әмәлий тиришчанлиқ көрситишкә үндәватқан реал мәсилиләрниң бири болмақта.
2016-10-13
Британийә ташқи ишлар министири борис җонсон алдинқи күни бейҗиң һөкүмитиниң хоңкоңдики тәсирини ашуруватқанлиқиға қарита әндишисини баян қилиши хитайни нарази қилди.
2016-10-13
Уйғурлар ичидин чиққан тонулған диний зат, җамаәт әрбаби вә уйғур паалийәтчи абдуқадир япчан 8-айниң 30-күни түркийә җ. Х идариси тәрипидин тутуп кетилгән иди.
2016-10-13
Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң уюштуруши билән “шәрқий түркистан яшлириниң мәсулийәтлири” дегән темида йиғин өткүзүлди.