Архип
2016-03-31
Хитай рәиси ши җинпиң америка пайтәхти вашингтонға йетип кәлгән күндә “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” америка дөләт мәҗлиси қешидики капитол хил сарийида долқун әйсаға 2016-йиллиқ “труман-реган әркинлик медали” тәқдим қилди.
2016-03-31
Америкиға кәлгән хитай рәиси ши җинпиң хитайға қарши гуруһ вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири уюштурған қаршилиқ паалийәтләргә дуч кәлди.
2016-03-31
“милләтләр иттипақлиқи-тәрәққият йили” сәпәрвәрлик йиғини милләтләр иттипақи темисини мәркәз қилған тәшвиқат паалийәтлириниң бундин кейин техиму юқири пәллигә чиқидиғанлиқидин очуқ бешарәт бәрмәктә.
2016-03-31
Пакистан равалпинди шәһиридики хитай муһаҗирлар җәмийитиниң мәсуллиридин бири абдурәһим бир қисим уйғур яшларға қол телефон вә башқа совғатларни тәқдим қилған.
2016-03-31
31-Мартта алматадики язғучилар өйидә қазақистан язғучилар иттипақи йенидики уйғур әдәбияти кеңишиниң кеңәйтилгән мәҗлиси болуп өтти.
2016-03-31
Ғәрб ахбарат васитилири нөвәттә хитайдики мухбирлар вә қәләмкәшләр әркинликиниң қаттиқ тәқибгә учрапла қалмай, әркин дунядики өктичиләрниңму еғир бесимларға йолуқуватқанлиқини илгири сүрүшмәктә.
2016-03-31
Хитай һөкүмити уйғур районида “милләтләр иттипақлиқини алға сүрүш йили” һәрикити қозғап, аз санлиқ милләтләр мәдәнийитигә һөрмәт қилишни тәкитлигән. Бу пикирни уйғур аптоном районлуқ партком секретари җаң чүншйән 28-март ечилған “милләтләр иттипақлиқини алға сүрүш йили” сәпәрвәрлик йиғинида оттуриға қойған.
2016-03-31
Америкидики “пуқралар күчи” намлиқ хитай өктичи тәшкилати баянат елан қилип, президент обаманиң пәйшәнбә күни хитай рәиси ши җинпиң билән көрүшкәндә униңдин 4 һалқилиқ соални сорашни тәләп қилди.
2016-03-31
Америка һөкүмитиниң “хәлқара җәсур аяллар мукапати” ға еришкән мейип хитай кишилик һоқуқ адвокати ни йүлән, хитай сақчилириниң америкиға берип мукапат тапшурувелишиға тосқунлуқ қилғанлиқини тәнқид қилған.
2016-03-31
Америкидики кишилик һоқуқ тәтқиқат орни- уйғур кишилик һоқуқ программиси 30-март баянат елан қилип, хитайни террорлуққа қарши күрәштики ишәнчлик ортақ әмәс, дәп агаһландурди.
2016-03-31
Хоңкоң һөкүмити йеңи қурулған мустәқиллиқ партийәси - хоңкоң миллий партийәсигә “тәдбир қоллинимиз” дәп тәһдит салған һәм у партийәни тизимға елишни рәт қилған. Хоңкоң миллий партийәси 50 тәк хоңкоңлуқ студент вә яш кәспий хадимлар тәрипидин дүшәнбә күни қурулған иди. У хоңкоң мустәқиллиқини өзиниң сиясий нишани, дәп җакарлиған. Әмма хоңкоң һөкүмити пәйшәнбә күни мәзкур партийәни әйибләп, мустәқиллиқ хоңкоң түп қануниға хилап, хоңкоңниң муқимлиқи вә гүллинишигә бузғунчилиқ қилиду, дегән.
2016-03-30
Д у қ обама һөкүмитини ши җинпиң билән көрүшкәндә кишилик һоқуқ мәсилисини хусусән уйғур кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қоюшқа чақирди.
2016-03-30
5-Июл ғайиблиридин имаммәмәт елиниң аниси патигүл ғулам ханимниң людаван түрмисигә қамалғанлиқи мәлум болди.
2016-03-30
Хитайда дөләт рәиси ши җинпиң истепаға чақирилған намсиз хәт елан қилинғандин кейин, тутқун қилиш һәрикити башлинип кәткән.
2016-03-30
29-Март сәйшәнбә күни түркийәдики әң чоң карханичилар уюшмилиридин бири болған мустәқил сода-санаәтчиләр уюшмиси қәйсәри шөбисидә уйғур мәсилиси тоғрисида доклат бериш йиғини өткүзүлди.