Архип
2016-06-21
Нуриманхан ана ялаң кәнтидә деһқанларниң һазирғичә һашарға қатнишиватқанлиқини вә шундақла кәнттики йәттә мәсчитниң алтиси тақилип, пәқәт бирла мәсчитниң очуқлуқини баян қилди.
2016-06-21
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хоңкоң район башлиқи йеқинда бейҗиң даирилиригә мәктуп йоллап, хоңкоңлуқ бәш китаб содигириниң тутуп кетилиши вә уларниң чоң қуруқлуқта сорақ қилинишиниң “бир дөләттә, икки хил түзүм болуш” сияситигә хилап икәнликини билдүргән вә хоңкоң пуқралириниң қануний һәқ-һоқуқлириға капаләтлик тәләп қилған.
2016-06-21
Гуаңҗу 75 -оттура мәктәптики 10 уйғур оқуғучиниң террорлуқ гумани билән тутқун қилинғанлиқи вә нөвәттә гуаңҗу 1 -қамақханисида икәнлики тасадипий ахбаратқа ашкарилинип қалғандин кейин, дуня уйғур қурултийи бу 10 уйғур өсмүрниң тәқдири һәққидә җиддий һәрикәткә өтти.
2016-06-21
Түркийәниң бәнгутүрк телевизийә қанилида 20-июн дүшәнбә күни кәчтә “уйғур алими илһам тохти вә шәрқий түркистан” дегән темида бир телевизийә программиси нәқ мәйдандин биваситә тарқитилди.
2016-06-21
Көзәткүчиләр хитай һөкүмитиниң 2016-йили рамзанда уйғур диярида йүргүзгән сияситиниң 2015-йилидикидин пәрқи йоқлуқини, әксичә техиму қаттиқлашқанлиқини илгири сүрмәктә.
2016-06-21
17-Июнда алмута шәһириниң достлуқ мәһәллисигә орунлашқан абдулла розибақийеф намидики 153-мәктәп-гимназийәдә униң учумкарлириға шаһадәтнамә тапшуруш мурасими болуп өтти.
2016-06-20
Онсу наһийисиниң чағрақ йезисидики 49 яшлиқ ели ясинниң аилисидә уруқ-туғқанлири билән бирликтә диний үн-син буюмлирини көргәнлики үчүн 7 йиллиқ кесилгәнлики ениқланған иди.
2016-06-20
Бу йиллиқ алий мәктәпкә кириш емтиһани ахирлишип аридин икки күн өткәндә, йәни 6-айниң 9-күни даириләр гуаңҗу шәһәрлик 75-оттура мәктәпниң “шинҗаң синипи” да оқуйдиған 10 нәпәр уйғур оқуғучисини тутқун қилғанлиқи мәлум.
2016-06-20
16-17-Июн күнлири или вадисида яққан қаттиқ ямғур сәвәбидин ғулҗа, тоққуз тара, күнәс, нилқа, моңғулкүрә қатарлиқ наһийәләрдә еғир кәлкүн апити вә мөлдүр апити йүз бәргән.
2016-06-20
Уйғур аптоном районлуқ маарип назарити бүгүн райондики “қош тиллиқ маарип” һәққидә баянат елан қилип, аталмиш “қош тиллиқ маарип” тәрбийәси еливатқан оқуғучиларниң 2 милйондин ашқанлиқини, йәслиләрдики “қош тиллиқ тәрбийә” ниң омумлишиш нисбитиниң 90% кә йеқинлашқанлиқини, башланғуч, оттура мәктәпләрдә “қош тиллиқ маарип” ниң қаплаш нисбитиниң 70% кә йәткәнликини елан қилған.
2016-06-20
Гуаңҗу шәһәрлик 75-оттура мәктәп “шинҗаң синипи”ниң 133 нәпәр оқуғучиси бар болуп, уларниң 10 нәпири 6-айниң 9-күни тутқун қилинған. Мәктәп вә йәрлик даириләр қаттиқ мәхпий тутқан вәқә йеқинда тасадипий ашкарилинип қалди.
2016-06-20
Игилинишичә, 16-июндин буян хитай һөкүмәт таратқулири америка президенти обаманиң ақсарайда тибәтләрниң роһаний даһийси далай лама билән көрүшкәнликигә күчлүк инкас қайтурған.
2016-06-20
“түркийә авази” радийосиниң хәвиригә қариғанда, түркийәдә тәсис қилинған уйғур тилидики “шәрқий түркистан мусулманлири” журнилиниң тунҗи (синақ) сани йеқинда нәшр қилинип, оқурмәнләр билән йүз көрүшкән.
2016-06-20
Түркийәдики әң чоң гезитләрдин болған “заман” гезити билән “йеңи сөз” гезитидә хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесими, болупму диний бесими баян қилинған икки чоң мақалигә орун берилгән.
2016-06-20
19-Июн японийә уйғур бирлики тәшкилати токйодики отсука мәсчитиниң иптарлиқ паалийитигә қатнашқан вә иптардин кейин тәшкилатиниң хуласә йиғини чақирған.