Архип
2016-07-21
Қазақистан хәлқ язғучиси, дөләт вә җәмийәт әрбаби зия сәмәдиниң ярқин хатирисигә беғишланған “мәзкур вәқәләрниң тирик гуваһчиси” намлиқ китаб йоруққа чиқти.
2016-07-20
Д у қ 5-нөвәтлик омумий вәкилләр қурултийида вәкил вә йиғин әһлиниң асаслиқ тәклип-пикирлиридә оттуриға қоюлған һәр хил мәсилиләр қатарида “бирлик вә иттипақлиқ” көп тилға елинған вә тәкитләнгән нуқта болди.
2016-07-20
Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, әнглийә ички ишлар министирлиқи өткән җүмә күни “шәрқий түркистан ислам һәрикити” ни “ислами террорчи вә бөлгүнчи тәшкилат” дәп тизимға алған. Әнглийәниң бу қарари дуня уйғур қурултийиниң әйиблишигә учриған.
2016-07-20
20-Июл шаңхәйдә бир кичик типтики айропилан тунҗи синақ учушида чүшүп кетип 5 адәмниң җениға замин болған. “сумурғ” торида хәвәр қилишичә, әйни чағда айропиланда икки айропилан хадими вә 8 баһалиғучи бар икән.
2016-07-20
Бу йилниң башлирида ислам дөлитидин қачқан бир ғазатчи ирақ вә сүрийәгә келип ислам дөлитигә қатнашқан 20 миң чәтәл ғазатчисиниң архипини ашкариливәткән.
2016-07-20
Бүгүн америкидики уйғур кишилик һоқуқ программиси “земин болмай туруп, һаятлиқ болмайду-хитай һөкүмитиниң уйғур елидики екологийилик муһитни қоғдаш һәрикитини бастуруши” мавзулуқ йеңи доклатини елан қилди.
2016-07-20
Хоңкоңдики нәшриятчилар чаршәнбә күни башланған китаб йәрмәнкисидә бейҗиң даирилиригә соал қойидиған китабларни сетиш арқилиқ хитайни биарам қилидиғанлиқини билдүргән.
2016-07-20
Шу җай вақти 18-июл кәчтә германийәниң баварийә өлкисидә бир террорлуқ һуҗуми йүз берип, 5 адәм яриланған, әсли афғанистан нәслидин болған һуҗумчи нәқ мәйданда етип ташланған. Ислам дөлити-даиш һуҗумда мәсулийити барлиқини билдүргән.
2016-07-20
Түркийәдики 278 аммиви тәшкилатниң бирлишиши билән түркийәдики һәрбий өзгириш исяниға қарши баянат елан қилиш йиғини уюштурулди.
2016-07-20
Парижда чақирилған д у қ 5-нөвәтлик вәкилләр қурултийи уйғурлар арисидила тәсир қозғап қалмастин, бәлки японийә җәмийитидиму бир қисим японийәлик әрбабларниң күчлүк диққитини чәккән.
2016-07-20
Түркийәдики 15-июл қозғалған сиясий-һәрбий өзгириш мәғлуп болғандин кейинки тутқун қилиш вә тазилаш һәрикәтлири ғәрб әллирини әндишигә салмақта.
2016-07-19
Хитай һөкүмәт таратқулириниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, уйғур аптоном райони даирилири җайларда компартийә низамнамисини өгиниш долқуни башлиған.
2016-07-19
Түркийәдики һәрбий сиясий өзгиришкә урунуш һәрикити мәғлуп қилинғандин кейин, түркийәдә дөләт аппаратлири вә мәмурий система, һәр қайси министирлиқ вә мәһкимилиридә тазилаш башланди.
2016-07-19
Уйғурларниң диний һоқуқлири хитай һөкүмитиниң тосқунлуқиға учраватқанлиқи хәлқарадики кишилик һоқуқ органлири тәрипидин бирдәк тилға елинип кәлгән.
2016-07-19
Мәркизи америкиниң нюйорк шәһиридики мухбирларни қоғдаш җәмийити йәни 2016-йиллиқ әркин хәвәр мукапати берилидиған мухбирларниң дөләт тәвәлики вә исмини елан қилди.