Архип
2016-08-23
Радийомиз игилигән әһваллардин мәлум болушичә даириләр бу йил 4-,5 - сентәбир күнлири хитайниң хаңҗу шәһиридә ечилиш қарар қилинған 20 дөләт башлиқлири йиғининиң аманлиқи үчүн үрүмчи шәһиридин бир түркүм сақчилар вә дөләт аманлиқини қоғдаш хадимлирини хаңҗу шәһиригә әвәткән.
2016-08-23
Өткән айда вә мушу һәптә ичидә австралийәдики бир мәсчит вә ресторан алдида уйғур миллий һәрикити рабийә қадир ханимни қарилап йезилған бир йәшик китаб байқалған.
2016-08-23
18-Авғуст күни йәкән наһийисидики “он икки муқам мәйдани” да тәкши һалда хитайчә йосунда кийиндүрүлгән он миңлиған киши тәйҗи гумписи ойнаш паалийитигә селинди.
2016-08-23
Сәйшәнбә күни хәлқара таратқуларда, өткән йили 17-авғуст баңкокта йүз бәргән партлитиш һуҗумиға четишлиқ дәп қолға елинған билал муһәммәд йәни адәм қарадағ вә мирәли йүсүп қатарлиқ икки уйғур үстидин ечиливатқан сотниң тәрҗиман йоқлуқи сәвәбидин кечиктүрүлгәнлики хәвәр қилинди.
2016-08-23
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати тор бекитиниң 22-авғусттики санидин мәлум болушичә, б д т ниң ечиш тәрәққият комитети дүшәнбә күни “хитайниң 2016-йиллиқ инсанийәт тәрәққияти доклати” ни елан қилди.
2016-08-23
Йеқинда хотән шәһиридики мәлум бир сода-санаәт банкисида йүз бәргән бир маҗира иҗтимаий таратқулар арқилиқ авам хәлқниң диққитигә сунулди.
2016-08-23
Хитайниң тәңритағ ториниң 22-авғуст дүшәнбә күнидики хәвиридә үрүмчидики “опера өмики” ниң һошур қари, гүзәлнур қурбан, турғун имир, гүлҗамал мәтнияз қатарлиқ уйғурлар арисида тонулған артислиридин тәшкилләнгән өмәкниң хотәнниң қарақаш наһийәсидә 8-айниң 18-күнидин 20-күнигичә тоққуз мәйдан оюн қойғанлиқи тилға елинған.
2016-08-23
Өткән һәптә хитайниң һөкүмәт таратқулирида, уйғур дияридин 3000 ға йеқин оқутқучиниң хитай өлкилиридики мәктәпләргә әвәтилидиғанлиқи хәвәр қилинған иди.
2016-08-23
Канада баш министири җустин тредуниң бу йил 4-, 5 сентәбир күнлири хитайда өткүзүлидиған санаәтләшкән 20 дөләт башлиқлири алий дәриҗиликләр учришишиға баридиғанлиқи мәлум.
2016-08-23
И һ һ (IHH) инсанпәрвәрлик ярдими фонди һәйити вә пакистан кеңәш палата ички кабинет даимий комитетиниң башлиқи муһәммәд талһа мәһмуд шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитидә зиярәттә болди. 2016-Йили 23-авғуст, истанбул.
2016-08-23
Японийәдики нопузлуқ журналлардин бири болған “шукан шинчо” намлиқ журналда “ши җинпиң биарамчилиқтин сенкаку арилида маҗира териватиду” намлиқ мақалә елан қилинди.
2016-08-22
Канада һөкүмитиниң 18-авғуст елан қилған баянатида илгири сүрүшичә, терейдониң зиярити хитай баш министири ли кечяңниң тәклипигә бинаән орунлаштурулған.
2016-08-22
Хитай дөләтлик диний ишлар идарисиниң ашкарилишичә, 20-авғуст, йәни өткән шәнбә күни хитайдики һөкүмәт тәстиқи билән сәуди әрәбистанға йолға чиққан 11 миң һәҗ тавап қилғучи шу күни мәдинә шәһиригә йетип барған.
2016-08-22
Хитай даирилири йеқинда йеңи бәлгилимә чиқирип компартийәниң хитайдики аммиви тәшкилатларға болған йетәкчилик роли вә контроллуқини йәниму күчәйтидиғанлиқини билдүргән.
2016-08-22
Бүгүн дәйлй дат намлиқ хәвәр торида хитайниң уйғур вә тибәтләргә қарита интернет контроли вә униң җәмийәттә пәйда қилған тәсири һәққидә бир парчә мақалә елан қилинди.