Архип
2020-12-31
Йеқиндин буян җиддилишиватқан америка-хитай мунасивитидики бир муһим тема американиң бейҗиңдики баш әлчиханисини чөридигән һалда давам қиливатқан болуп, 30-декабир күни бу һал алҗерийәдики америка әлчиханисидиму өз әксини тапти.
2020-12-31
Явропа иттипақи билән хитай 7 йилдин бери сөһбәт елип бериватқан мәбләғ селиш келишимидә 30-декабир куни ортақ пикир һасил қилди.
2020-12-31
Америка ташқий ишлар министирлиқи 30-декабир күни лагррға қамалған уйғур дохтур гүлшән аббасниң 20 йиллиқ муддәтлик қамаққа һөкүм қилинғанлиқи мунасивити билән мәхсус гуваһлиқ бериш йиғини өткүзгән һәмдә өзлириниң һәрқачан из-дерәксиз ғайип болуватқан уйғурлар билән һәмнәпәс болидиғанлиқини билдүргән иди.
2020-12-31
Үрүмчи достлуқ дохтурханисиниң дохтури сәйярә ниҗат 2017 -йили 5-айда тутқун қилинған.
2020-12-31
Йеңи зеландийәниң “Newsroom” гезитиниң хәвәр қилишичә, йеңи зилландийә вә австиралийәдики кариват кирлики парчә сатқучилири мәһсулатини уйғур елиниң пахтиси билән ясалған, дәп базарға салған тәминләш зәнҗири билән болған мунасивитини көздин кәчүрмәктикән.
2020-12-31
Профессор табинниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики сиясий тәдбирлири 2009-йилидики “5-июл вәқәси” дин кейин зор бурулуш һасил қилған.
2020-12-31
Мәвлут чавушоғлу “җинайәтчиләрни өз-ара өткүзүп бериш келишими” ниң мақуллиниш яки мақулланмаслиқиға түркийә парламентиниң қарар беридиғанлиқини ейитти.
2020-12-31
Чәт әлләрдики бир қисим тәтқиқатчи вә көзәткүчиләр хитай һөкүмитиниң таҗисиман вирус ваксинисини козер қилип туруп түркийәни уйғурларни хитайға қайтуруп беришкә йол ачидиған келишимнамини мақуллашқа қиставатқанлиқини билдүргән.
2020-12-31
Бүгүн, йәни 31-декабир лагер қурбанлири аилә тавабиатлириниң истанбулдики хитай консулханиси алдидики наразилиқ паалийитиниң 10-күнидур.
2020-12-31
31-Декабир CNN торида елан қилинған бир мақалидә ейтилишичә, президент доналд трамп 12-айниң 17-күни тапшурувалған күндилик ахбаратта хитайниң адәм сетивелип, американиң афғанистандики армийәсигә һуҗум қилмақчи болғанлиқи тоғрулуқ мәлумат алған. Һалбуки, бу ахбарат техи һазирғичә рәсмий испатланмиған.
2020-12-31
Корона вируси пүтүн дуняға ямриғандин тартип һазирғичә 1 милйон 700 миң адәм өлгән болсиму, бу вирусниң мәнбәси та бүгүнгичә ениқланғини йоқ.
2020-12-31
Кейинки йилларда дуня уйғур қурултийи башлиқ уйғур тәшкилатлириниң миллий дава йолида көплигән утуқларни қолға кәлтүргәнлики илгири сүрүлмәктә.
2020-12-30
Корона вируси вабаси мунасивити билән пәйда болуватқан қийинчилиқларға қаримай, қазақистандики уйғур җамаәтчилики хәйр-сахавәт ишлирини йәниму давам қилип кәлгәниди.
2020-12-30
Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитетиниң әзалири хитай һөкүмитиниң гүлшән аббасни қанунсиз һалда 20 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқини қаттиқ әйиблиди.
2020-12-30
Хитай “йәр шари вақит гезити” ниң 30-декабирдики хәвиригә қариғанда, хитай хәлқ қурултийи ташқий ишлар комитети сәйшәнбә күни баянат елан қилип, американиң уйғур райони, тибәт, хоңкоң, тәйвән ишлириға мунасивәтлик хам чот лайиһәсини әйблигән һәмдә униңға қарши туридиғанлиқини билдүргән.