Архип
2020-12-29
Америкадики “базфед” намлиқ ахбарат орни тәкшүрүш елип берип, хитайниң уйғур елидики аз дегәндә 135 лагерида ишләпчиқириш карханилириниң қурулғанлиқи, уйғурларниң бу орунларда нәзәрбәнт қилинипла қалмай, бәлки йәнә мәҗбурий әмгәккә селинидиғанлиқини билдүргән.
2020-12-29
Уйғур мәҗбурий әмгәк мәсилиси дуняда еғир кишилик һоқуқ мәсилисигә айлинип, хитайни җазалаш һәққидики чақириқлар күнсери күчийиватқан мәзгилдә хитай һөкүмити уйғур елида ишқа орунлаштурушниң давамлиқ кеңийиватқанлиқини илгири сүрди.
2020-12-29
Түркийәдики өктичи партийәләрдин саадәт партийәсиниң рәиси тәмәл қарамоллаоғлу әпәнди мухбирларни күтүвелиш йиғинида шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә тохталди.
2020-12-29
Йәттәсу мәзкур әсиридә хитайниң уйғурларни нахша-уссул билән компартийәни мәдһийәләшкә селип, һөкүмәт ахбарат васитилиридә уларни хушал-хорам вә һөкүмәттин миннәтдар хәлқ сүпитидә көрситип келиватқанлиқидин ибарәт тәтүр тәшвиқат оюнини сүрәтлигән.
2020-12-28
Хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруши һәмдә зор көләмдә тутқун қилиши хәлқараниң қаттиқ әйиблишигә учраватқанда, хитай һөкүмити өзлириниң 2020-йили уйғур диярида иҗра қилған “чегра районни идарә қилиш тәдбирлири вә сиясәтлири” ниң ғайәт зор үнүм вә салмақ тәрәққятқа игә болғанлиқини җакарлиди.
2020-12-28
Хитайниң уйғур райондики лагерлирида хәлқара тиҗарәтниң һәрқайси саһәлиридә илгириләп кетиватқан тәҗрибилик тиҗарәтчиләрниңму барлиқи ашкариланмақта.
2020-12-28
Уйғур диярдики сиясий бастуруш хәлқараниң күчлүк тәнқидигә учраватқанда әнглийәдики бир түркүм паалийәтчиләр “волкисвагин” ширкитиниң хитайдики баш иҗраийә рәиси стефан волленстейнға очуқ мәктуп йоллиди.
2020-12-28
Уйғур язғучиси абдурахман қаһарниң 85 йешида үрүмчидә вапат болғанлиқ хәвири чәт әлләрдики уйғурлар арисида тарқилип, уйғурларни қайғуландурди.
2020-12-28
Хитайниң уйғурларға йүргүзүлүватқан сияситиниң ирқий қирғинчилиқ яки әмәслики американиң дөләт ичидә вә хәлқарада хелидин бери муназирә қилиниватқан мәсилиләрдин бири.
2020-12-28
Хитай ташқий ишлар министирлиқиниң баянатчиси җав лиҗйән 28-декабир күни өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида “бир милйондин артуқ уйғур лагерға қамалди, дегән хәвәр пүтүнләй иғва. Шундақла әсир һалқиған ялғанчилиқ,” деди.
2020-12-28
“һиндистан вақти” гезитиниң 25-декабирдики хәвиридә ейтилишичә, афғанистанда қолға елинған җасуслар пүтүнләй хитай җамаәт хәвпсизлики (җ х) министирликиниң кадирлири болуп, улардин ша хуң исимлик бирәйлән кабул шәһридә рестуран ечиватқан икән.
2020-12-28
Тутқундики уйғур сәрхилләрниң әһвалидин уларниң муһаҗирәттики пәрзәнтлири арқилиқ хәвәрдар болуш вә буларни ахбаратларға йәткүзүш һәқиқәтән тәс болуватиду.
2020-12-28
Йеқинда алмута шәһиридә “уйғурлар: енсиклопедийәлик мәлуматнамә” намлиқ китаб йоруқ көрди.
2020-12-28
Хитай һөкүмити башқурушидики шинхуа агентлиқиниң 26-декабирдики хәвиридә 2020-йили уйғур дияридики һәрқайси алий мәктәпләрдин оқуш пүттүргән оқуғучиларниң 89 пирсәнтиниң ишқа орунлашқанлиқи алаһидә йәр алди.