Архип
2020-12-21
Явропада хитай билән болған иқтисадий һәмкарлиқни бикар қилиш вә хитайни җазалаш садалири барғансери күчәймәктә.
2020-12-21
20-Әсир уйғур тарихидики әң муһим сиясий әрбаблардин бири, пүтүн өмрини уйғурларниң әркинликигә атиған муһим шәхсләрдин әйса йүсүп алиптекинниң вапатиниң 25-йиллиқи мунасивити билән дуняниң һәрқайси җайлирида хатириләш паалийәтлири өткүзүлүп, униң иш-излири, уйғурларниң әркинлик дәвасиға қошқан төһпилири әсләп өтүлди.
2020-12-21
Америка мусулман тәшкилатлар кеңишиниң рәиси оссамә җамал әпәнди уйғурларниң нөвәттә милйонлап лагерларға қамилиш һәмдә еғир иҗтимаий бастурушқа дучар болуши һәққидә омумиййүзлүк әһвал тонуштурди.
2020-12-21
Америка ташқи ишлар министирлиқи 21-декабир өзиниң тор бетидә америка ташқи ишлар министири майк помпейониң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә четишлиқ хитай әмәлдарлириға виза бәрмәслик қошумчә чәклимисини елан қилди.
2020-12-20
Америка уйғур бирләшмиси уйғурларға қаритилған мәҗбурий әмгәкни ахирлаштуруш баш темисида алма мәһсулатлирини мәхсус сетиш орунлириниң алдида тинч йосунда намайиш қилиш һәрикити башлиди.
2020-12-20
Америка тәптиш мәһкимисиниң җүмә күни билдүрүшичә, зум (ZOOM) ширкитиниң бир иҗраийә әмәлдари хитайниң буйруқи билән “тйәнәнмен қирғинчилиқи” тоғрисидики тор йиғинлириға кашила пәйда қилиш үчүн америкилиқ абунтларниң һесабатлирини өчүрүп ташлиған.
2020-12-20
154 Тәшкилатдин тәркиб тапқан паалийәтчиләр гурупписи җүмә күни алма ширкитиниң баш иҗраийә әмәлдари тим кукқа мәктуп йоллап, ширкәтни өзиниң кишилик һоқуқ сияситини қоғдашқа вә иҗра қилишқа чақирди.
2020-12-20
Түркийә инсанпәрвәрлик қутқузуш фонди б д т гә йоллиған мәктупида, турсун калиолла исимлик бу кишиниң “шәрқий түркистанда давам қиливатқан қанунсиз қолға елиш һәрикити тоғрисида мураҗиәтнамә язғандин кейин қолға елинғанлиқини вә униң лагерида өлтүрүлгәнлики” ни оттуриға қойған.
2020-12-18
Америка сода министирлиқи 18-декабир американиң “дөләт бихәтәрлики сәвәблик” хитайниң йәнә бир түркүм һалқилиқ технологийә ширкәтлирини “қара тизимлик” кә киргүзгән.
2020-12-18
Америкадики мусулман тәшкилатлири өзини “дунядики мусулманларниң һәмиси” дәп келиватқан ислам һәмкарлиқ тәшкилатини хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқини қоллаш билән әйиблигән.
2020-12-18
Уйғур елидики йәрлик сақчи орунлириниң чәт әлдики уйғурларниң иҗтимаий таратқу һесаплирини тәқип қилидиғанлиқи ашкарланди.
2020-12-18
Йеқинда доктор адрян зенз уйғур дияридики пахта ишләпчиқириш санаитидә йүргүзүливатқан мәҗбурий әмгәк һәққидә әң йеңи тәтқиқат доклатини елан қилған.
2020-12-18
Уйғур, тибәт, хоңкоң вә хитай кишилик һоқуқ тәшкилатлири хәлқара олимпик комитетиниң рәһбәрлиригә мәктуп йезип, хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини немә үчүн кормәскә салидиғанлиқиға чүшәнчә беришни тәләп қилған.
2020-12-18
Д у қ ниң уюштуриши билән мәшһур “3 әпәндиләр” ниң бири болған әйса йүсүф алиптекин вапатиниң 25 йиллиқини хатириләш тор муһакимә йиғини өткүзүлди.
2020-12-18
Муһаҗирәттики һаятимда уйғурларниң қандақ паалийәткә әң асан вә омумиййүзлүк тәшкиллинидиғанлиқини көзәттим. Ахирида хуласә қилип уйғурларни җәмләшниң әң җәлпкар йолини өлүм дәп қарайдиған болдум.