Архип
2022-12-29
“хитай хәвәрләр тори” вә “тәңритағ тори” қатарлиқ хитай һөкүмәт ахбаратлири бүгүн тарқатқан бир хәвиридә, уйғур елидин оттура асия вә явропаға қатнайдиған йүк пойиз линийәсидә алдинқи 11 айда 1317 қетим пойиз қатнап, хитай бойичә әң йоқури рекорт яратқанлиқини баян қилған.
2022-12-29
24-Дикабирда ғулҗадики “аши алтун кани” гүмүрүлүп чүшүп, кан астида хизмәт қиливатқан 40 адәмдин 22 киши қутулуп, 18 кишиниң кан астида қапсилип қалғанлиқи елан қилинди.
2022-12-29
Ғулҗа наһийәсидә бир алтун кан өрүлүп чүшүп, асаслиқи уйғур ишчилардин болған 18 нәпәр киши кан астида қапсилип қалған бир мәзгилдә, уйғур аптоном райониниң рәиси әркин тунияз 28-декабир күнидики һөкүмәт йиғинида сөз қилип: “апәтниң алдини елиш вә апәтни азайтиш тәдбирлирини күчәйтиш, бихәтәр ишләпчиқиришқа капаләтлик қилиш” һәққидә сөз қилған.
2022-12-29
Японийәлик картонист томоми шимизуниң лагер шаһит қәлбинур сидиқ ханимниң кәчмишлирини тәсвирлигән “мениң һаятимда йүз бәргән ишлар” намлиқ тез сизмилири йеқинда картон филим қилип ишләнгән.
2022-12-29
Америка һөкүмити тәйвәнгә 180 милйон доллар қиммитидики қорал сетишни тәстиқлиған. Америка ташқий ишлар министирлиқи байден һөкүмитиниң мәзкур қарарини 28-декабир күни америка дөләт мәҗлисигә йәткүзгәнликини билдүргән.
2022-12-28
Хитай ахбарати ғулҗа наһийәсиниң қараяғач йезисиға җайлашқан хитайниң “ғәрбий дияр алтун кан или чәклик мәсулийәт ширкити” ниң йәр асти канида 24 -дикабир күни кан өрүлүш вәқәси йүз бәргән.
2022-12-28
Бу йил 11-айда хитайниң уйғур елидин америкаға експорт қилған мәһсулатлириниң миқдари, өткән йилниң охшаш мәзгилидикидин 64 пирсәнт азийип, тарихтики әң төвән сәвийәгә чүшкән.
2022-12-28
Уйғур академийәси вәхпи йеқинда уйғурлар көп олтурақлашқан истанбулниң сәфакөй районида ишхана ачқан.
2022-12-28
Қазақистанлиқ тонулған журналист, телевизийә программа риясәтчиси назгүл кәнҗитай ханим оттура асиядики түркий җумһурийәтлирини уйғурларни қоллашқа, хитайниң сиңип киришигә қарши бирликтә тақабил чақирди.
2022-12-28
Америка авам палатаси хәвпсизлик мәсилисини ойлишип, һөкүмәт алақә васитилирида тик-ток ишлитишни чәклигән.
2022-12-28
Америка өткән нәччә он йилда хитайниң сода арқилиқ гүллинишигә пурсәт яритип бәргән болуп, бүгүнки күндә дунядики иккинчи чоң иқтисадий гәвдигә айланған хитайниң тәһдитигә тақабил туруш үчүн илгирики иқтисадий мунасивәтни өзгәртмәкчи болған.
2022-12-28
Хитай мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районлуқ партком секритари ма шиңрүй 28-дикабир күни ечилған даимий һәйәтләр кеңәйтилгән йиғинида сөз қилип, уйғур районидики терилғу йәрни қоғдап, ашлиқ ишләпчиқиришини ашуруп, бу районни хитайниң әң муһим ашлиқ тәминләш базисиға айландурушни тәкитлигән.
2022-12-28
Хитайдин италийәгә икки қетим қатниған айропиланда олтурған йолучиларниң 50 пирсәнти ковид юқумдари чиққан.
2022-12-28
Хитай “қамални бошитиш” сияситини елан қилғандин кейин йүз бәргән юқум кирзисиға тақабил турушта пассип һалға чүшүп қалған.
2022-12-28
Әлисаниң уйғурларға атап сизған “инсанларға әркинлик” намлиқ рәсимий “яшлар мәдәнийәт мукапати” ға еришкән.