Архип
2022-11-21
Хитай башқурушидики “тәңритағ” ториниң 21-ноябирдики хәвиридә ейтилишичә, уйғур аптоном районлуқ баш ишчилар уюшмиси “вирус вабаси түпәйлидин турмуш вә хизмәттә қийинчилиқта қалғанларға ғәмхорлуқ қилиш” һәққидики хизмәтни башлиған һәмдә 36 миңдин артуқ кишигә 600 сом (83 доллар) дин “қутқузуш пули” тарқатқан.
2022-11-19
Хитай һөкүмитиниң сиясий бастурушиниң аллиқачан хитай чегрисидин һалқип кетиватқанлиқи, бу хил бастурушниң уйғур болғанларни “ов нишани” қиливатқанлиқи, йеқинқи мәзгилләрдә мутәхәсссләрниң диққитини қозғашқа башлиған.
2022-11-18
Америка федиратсийә тәкшүрүш идарисиниң тик-ток һәққидики агаһландуруши, америка вә дуня мәтбуатлирида күчлүк деққәт қозғиди. Буниң шиддәт билән зорийиватқан тик- ток абоутлириниму әндишиләндүриватқанлиқи мәлум.
2022-11-18
Корладики 150-200 кишилик бир мәсчиттә 4 ла кишиниң намаз оқуватқанлиқи; ғулҗа наһийәсидики бир уйғур мәсчитидә тәвәликтин уйғур “диний зат” тепилмиғанлиқи үчүн, тунган имамниң хатиплиқ қиливатқанлиқи ашкариланди.
2022-11-18
Д у қ рәиси долқун әйса “халифакис хәлқара бихәтәрлик мунбири”ниң 2022-йиллиқ йиғинида сөз қилип, хәлқара җәмийәтниң хитайниң ирқий қирғинчилиқ җинайитини җавабкарлиққа тартишта һечқандақ һәрикәт қилмиғанлиқини тәнқид қилған.
2022-11-18
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң йеңи доклатида көрситилишичә, хитай һөкүмити уйғур аяллирини хитай әрлири билән тойлаштуруш сияситини дөләт сиясити сүпитидә системилиқ елип барған.
2022-11-18
Явропа парламенти қарап чиқиватқан “мәҗбурий әмгәк қануни” һәққидә тохталған рафаил глуксман, бу қанунниң уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш функсийисәгә капаләтлик қилидиғанлиқини ейтти.
2022-11-18
Японийәниң чиба шәһәрлик һөкүмәт вә маарип идарисиниң қоллап-қуввәтлиши билән уйғурларниң мәдәнийити вә уйғур елиниң һазирқи еғир вәзийити тонуштурулған көргәзмә өткүзүлгән.
2022-11-18
Әнгилийә кеңәш палата әзаси давид лортон уйғур мәҗбурий әмгики һәмдә тайландики уйғур мусапирлириниң панаһлиқ ишлири тоғрулуқ әнгилийә һөкүмитигә соал қойған
2022-11-18
Америка дөләт хәвпсизлики министирликиниң муавин минситири роберт силверс хитайниң мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини қаттиқ тәкшүридиғанлиқини вә тосқунлуқ қилмақчи болғанларға зәрбә беридиғанлиқини билдүргән.
2022-11-18
Америка федератсийә тәкшүрүш идарисиниң башлиқи кристофир врай 17-ноябир парламент әзалириға қилған сөзидә, хитай һөкүмитиниң америкада қанунсиз ‛сақчи понкити‚ қурушидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.
2022-11-18
Америка “бөсүш тәтқиқат институти елан қилған йеңи доклатта, уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириниң типик намайәндиси болған күнтахта ишләпчиқириши муһим тема қилинған.
2022-11-18
Хитай таратқулири хәвәр қилған, бир күнниң ичидә уйғур районидин миңға йеқин юқумдарниң көпийиши, диққәт қозғимақта.
2022-11-17
Уйғур ирқий қирғинчилиқиға 5 йилдин ашқан бүгүнки күндә, дунядики бәзи таратқулар хитайниң буни күнтәртиптә тутуштин совуп қалған, һәтта хитай таратқулириниң тәшвиқатиға билип-билмәй маслишип кәткән әһвалму көрүлмәктикән.
2022-11-17
“вашингтон почтиси” гезитиниң обзорчиси җош рогенниң ейтишичә, байден билән ши җинпиңниң учришиши, икки дәриҗидин ташқири чоң дөләтниң кәлгүсидә техиму көп қаршилишишқа қарап йүзлинишидәк реаллиқни көрситип бәргән.