Архип
2022-12-19
Америка һөкүмити уйғурларға қаритилған “ирқий қирғинчилиқ” ни тохтитишни тәләп қиливатқан бир вақитта, уйғур аптоном районлуқ парткомниң муавин секретари җаң чүнлин хотәндә “җуңхуа миллити еңини техиму күчәйтиш” вә “шинҗаңда исламни хитайлаштуруш” ни алға сүрүшни тәләп қилған.
2022-12-19
Нөвәттә, хитайда йеңи типлиқ таҗисиан вирус мисли көрүлүп бақмиған дәриҗидә шиддәтлик кеңийиватқан болуп, хитай сәһийә тармақлири кәлгүси бир қанчә айда 800 милйон адәмниң юқумлиниши мумкинликини билдүргән.
2022-12-19
Американиң җумһурийәтчи авам палата әзалиридин майк галлагер америкалиқларни хитай видийо таратқу суписи тиктокни өзлириниң иҗтимаий алақә васитилиридин өчүрүп ташлашқа чақирған. Майк галлагерниң ейтишичә, тиктокниң абунтлириниң тиктоктин башқа иҗтимаий әпләрдики шәхси санлиқ мәлуматлириниму из қоғлиши мүмкинчиликидин әндишә қилидикән.
2022-12-19
Хитай һөкүмити уйғур елини хитайлаштуруп, уйғурларда “җуңхуа миллити ортақ еңи” ни шәкилләндүрүшкә урунуватқан бир вақитта, хитайниң қәдимий тарихнамилиридин бири болған “үч падишаһлиқ тәзкириси” ниң әң қәдимки қол язма парчилириниң турпандики идиқут харабилиқидин тепилғанлиқини елан қилған.
2022-12-19
1991-Йили “совет иттипақи” йимирилип, униң тәркибидики җумһурийәтләр өз алдиға мустәқил болғаниди.
2022-12-16
Хитайниң кишилик һоқуқ вә қанун бойичә идарә қилиш саһәсидики мәсилиләр һәққидә йиллиқ доклат тәйярлап кәлгәниди.
2022-12-16
Германийәдики уйғур рәссам мәрвайит һапиз уйғурлар һаяти әкс әткән май бояқ рәсимлири билән германийә вә явропадики рәсим сәнити саһәсидә тонулған уйғур сәнәткарлириниң бири.
2022-12-16
Уйғур аптоном райони даирилири һәмдә сода кархана вәкиллиридин тәшкиллигән ташқи сода зиярәт өмики оттура асияни зиярәт қилишқа атланған.
2022-12-16
Ашкарилинишичә корла қараюлғун мәсчитиниң сабиқ хатипи өмәр һүсәйин 2015-йилдики һәҗ сәпири сәвәблик 2017-йили күздә “тәрбийәләш” кә елип кетилгән.
2022-12-16
Хитай-һиндистан чегра қоғдаш қисимлири һималаядики чеграсида бир-биригә қарши таш-тоқмақлар билән тоқунушуп арқидинла б д т хәвпсизлик кеңишидиму бир-биригә қарши ихтилапқа чүшкән.
2022-12-16
12-Айниң 16-күни японийәниң ибараки өлкиси ушику шәһәрлик парламентта парламент әзалириға уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқ аңлитилғандин сирт, мәзкур китаб тоғрисидиму мәлумат берилгән.
2022-12-16
Хоңкоң тәтқиқатчилириниң елан қилған бир йеңи тәтқиқат доклатида, хитай даирилириниң COVID-19 чәклимисини бирақла бикар қилиши, хитайда бир милйон адәмниң юқумдин өлүшини кәлтүрүп чиқириши мүмкинликини оттуриға қойған.
2022-12-16
Явропа парламенти 15-декабир қарар лайиһәси мақуллап, 24-ноябир үрүмчи от апитидә һаятидин айрилған уйғурлар вә уларниң аилә тавабиатлиридин һал сорайдиғанлиқи, хитай һөкүмитиниң апәттә һаятидин айрилғанларниң сани, уларниң қандақ әһвалда өлгәнликини очуқ-ашкара елан қилишни тәләп қилған.
2022-12-16
Америка ташқи ишлар министири блинкен келәр ай хитайни зиярәт қилидиған бир пәйттә америка билән хитайниң өзәк уруши қизишқа башлиди. Мәлум болушичә, байден һөкүмити хитайниң дөләт игиликидики “чаңҗаң сүнчу” ширкити YMTC ни өз ичигә алған 36 техника ширкитини қара тизимликкә киргүзүп, бу ширкәтләрниң америка өзәк техникиси вә алаһидә техника запчаслирини сетивелишини чәкләшни қарар қилған.
2022-12-16
Йеқинда қазақистанниң алмута шәһиридики қазақистан пәнләр академийәсидә уйғуршунас, әдәбиятшунас алим савут моллавутофниң 90-йиллиқиға беғишланған юмилақ үстәл йиғини болуп өтти.