Архип
2022-04-22
Әнглийәдә чиқидиған “сиясәтчи” журнилиниң 21-апрелдики хәвиригә қариғанда, әнглийә сәһийә министири саҗид җәвид (Sajid Javid) әнглийә асасий қануниниң заманиви қуллуққа мунасивәтлик түзитилгән лайиһәси мақуллиниш алдида һәрикәт қоллинип, сәһийә-сағламлиқ мәһсулатлирини тәминләш линийәсидики қул әмгики амиллирини чиқирип ташлимақчи, йәни уйғур районидин келидиған сәһийә-сағламлиқ мәһсулатлириға чәклимә қоймақчи болған.
2022-04-22
Уйғурлар мәсилисиниң муһим сиясий һадисә сүпитидә дуня күнтәртипидин орун елишиға әгишип, уйғурларниң өтмүши вә бүгүнки әһвали, җүмлидин уйғур кризисиға мунасивәтлик илмий әсәрләр американиң даңлиқ университетлирида дәрслик программисиға киргүзүлмәкчи болған.
2022-04-22
“хитай хәвәрлири тори” ниң бәргән хәвиригә қариғанда, уйғур аптоном районлуқ партком тәшвиқат бөлүминиң башлиқи шүй гуйшяң 22-апрел күни бейҗиңда ечилған ахбарат елан қилиш йиғинида американиң алдинқи һәптә елан қилған йиллиқ кишилик һоқуқ доклатини әйиблигән.
2022-04-22
Хитайниң “шинҗаң гезити” дә бәргән хәвиридин мәлум болушичә, 21-апрел күни уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңрүй кеңәйтилгән йиғин чақирип, хитай рәиси ши җинпиңниң ислаһатни чоңқурлаштуруш комитети йиғинида қилған сөзиниң руһини өгинишкә чақириқ қилған.
2022-04-22
Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитети әзалиридин җеф меркли (Jeff Merkley), җәмес мәкгаверн (James McGovern), там малиновиски (Tom Malinowski), томас сөзи (Thomas Suozzi) қатарлиқлар бирләшкән дөләтләр тәшкилати тән җазасини чәкләш комитетиниң рәиси клавуд һиллер (Claud Heller) ға хәт йезип, хитайда болуватқан вәһший қийин-қистақ, тән җазалирини қаттиқ тәкшүрүшни кәйнигә сүрмәсликни тәләп қилған.
2022-04-22
Түркийәдики нопузлуқ әдәбият-сәнәт журналлиридин бири болған “кумру” журнилиниң январ, феврал вә март айлиқ баһар пәсиллик сани уйғур әдәбиятиға беғишланған.
2022-04-21
Бейҗиңниң иҗтимаий таратқулар арқилиқ өзиниң хәлқарадики образини яхшилаш үчүн актип тәшвиқат елип бериватқанлиқи мәлум.
2022-04-21
Хитай хәлқ қурултийиниң торида елан қилинған учурлардин мәлум болушичә, хитай хәлқ қурултийиниң даимий комитети 20-апрел хәлқаралиқ икки муһим әмгәк әһдинамисини рәсмий тәстиқлиған.
2022-04-21
Әнәниви уйғур тибабити дорилириниң кәң истемалчиларниң еһтияҗиға мас келиватқанлиқи һәммигә мәлум. Бу әһвал уйғур тибабити дорилириниң хәлқара базардики парлақ истибақлидин дерәк бәрмәктә.
2022-04-21
Хитай б д т ниң “мәҗбурий әмгәкни әмәлдин қалдуруш әһдинамиси” ни мақуллиған болсиму, униңға риайә қилиши гуманлиқ икән.
2022-04-21
Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секритари ма шиңруй 21-април күни хитай компартийәсиниң орган гезити болған “хәлқ гезити” дә мәхсус мақалә елан қилип, хитайниң уйғур районидики нөвәттики сиясий истратегийәси вә униң конкирет һалқилирини шәрһийлигән.
2022-04-21
Америка мудапийә министири лойид остин (Lloyd Austin) хитай мудапийә министири вей фенге билән тунҗи қетим сөһбәт өткүзгән.
2022-04-21
Әнгилийә һөкүмити қуяш енергийә тахтиси қурулушини кеңәйтиш пиланиниң уйғурларға қаритиливатқан ирқий қирғинчилиқ билән булғанмиған болушиға капаләтлик қилишқа чақирилған.
2022-04-21
Хитайниң б д т да турушлуқ вәкилләр өмики американиң б д т да турушлуқ баш әлчиси линда томас гиринфийлдниң уйғурлар һәққидики сөзлиригә дәрһал инкас қайтуруп, уни әйиблигән.
2022-04-21
Бу йил 4-айниң 11-күни 1933-йили 11-апрел күни хотән шәһиридә рәсмий шәкилдә елан қилинған хотән һөкүмитигә 89 йил тошти.