Архип
2024-01-15
15-январ күни америка ташқи ишлар министирлиқи баянат елан қилип, хитай һөкүмити муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилған уйғур зиялийси илһам тохтини тездин вә шәртсиз қоюп беришкә чақирди.
2024-01-15
Йеза игилик саһәсиниң җан томури болуватқан су байлиқи бирдәк хитай һөкүмитиниң контроллуқида болуп кәлгән иди.
2024-01-15
Тәйвәнниң муавин пирезиденти болуп хизмәт қиливатқан ләй чиңде (Lai Ching-te) “демократик тәрәққият партийәси” гә вакалитән сайламға чүшүп ахирқи ғәлибини қолға кәлтүргән.
2024-01-15
У бу һәқтә тохтилип һәрқайси даңлиқ марка саһиблири вә топ тарқитиш ширкәтлириниң өз тәминләш зәнҗиридики мәҗбурий әмгәк амиллирини әң төвән чәккә чүшүрүшкә тиришиватқанлиқини әскәрткән.
2024-01-14
“уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” америкада илгири көрүлүп бақмиған күчлүк қанун болуп, бу қанун иҗра қилинған бир йерим йилдин буян хитайниң 6300 мал тошуш парахоти тосуп қелинған
2024-01-13
Д у қ ниң 11-январдики баянатидин мәлум болушичә, д у қ рәһбәрлири бу йил 5-айда д у қ қурулғанлиқиниң 20 йиллиқини хатириләшни қарар қилған.
2024-01-12
Или областниң қорғас наһийәсидики сүйдүң базири вә униң әтрапида илгири 40-50 чә лагер барлиқи, нөвәттә булардин аз дегәндә иккисиниң давамлиқ һалда маңдурулуватқанлиқи дәлилләнди.
2024-01-12
Профессор рәйчил харрис ханим уйғур уссулиниң уйғур дияри вә муһаҗирәттики уйғур мәдәнийитини илгири сүрүш вә қоғдаштики әмәлий тәсири һәққидә көзқарашлирини сөзләп бәрди.
2024-01-12
Филимда филим ишләш җәрянида уйғур елидә елип берилған зиярәт вә паалийәтләрниң хитай һөкүмитиниң биртуташ орунлаштуруши вә қаттиқ назарити астида елип берилғанлиқи ашкара тилға елинған.
2024-01-12
Дуня уйғур қурултийи муһаҗирәттики уйғурларға 2024-йили 1-айниң 23-күни әтигәндә җәнвәдики б д т баш штаби алдида кәң көләмлик бирләшмә намайиш өткүзүшкә чақириқ қилған.
2024-01-12
Уйғур балиларниң хитайчә маарип вә тәрбийә арқилиқ хитайлаштурулуватқанлиқи, бу һәқтә иҗтимаий таратқуларда син көрүнүшләрниң ашкариланғанлиқи баян қилинған.
2024-01-12
Шуңа мениңчә бу әһвал өзиниң мустәбит һөкүмранлиқини мустәһкәмләшни нишан қилған ши җинпиң билән башқа юқири дәриҗилик әмәлдарлар оттурисидики зиддийәтни күчәйтиши мумкин.
2024-01-12
Белгийә даирилири хитай тәрипидин лагер тәтқиқатчиси адриян зензниң абруйини чүшүрүшкә вәзипиләндүрүлгән белгийәлик оң қанат сиясийон франк крейелман үстидин хитай истихбарати үчүн җасуслуқ қилиш гумани билән җинайи тәкшүрүш башлиған.
2024-01-12
Уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиватқанлиқи ашкариланған хитай деңиз мәһсулатлири ширкәтлирини “магнитсики қануни” бойичә җазалаш һәққидә тәләп сунулған.
2024-01-12
Америка ташқи ишла министирлиқи 11-январ күни “наһәқ тутқун қилинған сиясий мәһбуслар һәрикити” ниң бир йиллиқи мунасивити билән баянат елан қилип, хитай даирилирини уйғур сиясий мәһбуслиридин гүлшән аббас, әкбәр әсәт қатарлиқларни қоюп беришкә чақирған.