Архип
2025-03-13
Хитай даирилири хитайниң уйғурларға қаритиватқан юқири техникалиқ тәқиб вә назарәт камера системилирини паш қилишта муһим рол ойниған “IPVM” тәтқиқат ширкитини җаза тизимликигә киргүзгән.
2025-03-13
Америка авам палатасиниң җумһурийәтчи әзалири хитай оқуғучилириниң америкаға оқушқа келишини чәкләйдиған қанун чиқириш үчүн һәрикәт башлиған.
2025-03-12
Өткән һәптә иҗтимаий таратқулардин дойинда чиққан бир хәвәрдә қәшқәр пәйзиватта бир аһалиниң чүштә ғизалиниватқанлиқини видийоға елип, өзигә мәсул кадирға йоллиғанлиқи мәлум болған иди.
2025-03-12
Америка авам палатаси 10-март күни мутләқ көп авазниң қоллиши билән хитайниң америка ички ишлириға арилишишини тосуш, чәкләш вә униңға тақабил турушта америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқиға вәзипә бериш һәққидики бир қанун лайиһәсини мақуллиди.
2025-03-12
Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй американиң уйғур елигә қарита йүргүзгән ембаргоси райондики 144 дин артуқ карханиға тәсир қилғанлиқини вә бу районниң тәрәққиятидики “әң чоң тосалғу” ға айланғанлиқини бейҗиңда өткүзүлүватқан хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийи йиғинида очуқ ашкара тилға алған.
2025-03-12
Хитайниң “шинхуа” агентлиқи 4-март хәвиридә, хитай дөләтлик мәдәнийәт мираслирини башқуруш идарисиниң, америка тәрипидин қайтурулған 41 парчә мәдәнийәт ядикарлиқлири вә сәнәт әсәрлирини тапшуруп алғанлиқи хәвәр қилинған.
2025-03-12
12-Март, фирансийә пайтәхти парижниң еверий шәһири сот мәһкимисидә дилнур рәйһанниң “еверий инсанийәт фестивали” да хитай тәшвиқатлириға ирқий қирғинчилиққа символ қилинған қизил сир чечиветиш вәқәсигә қарита сот ечилиши керәк иди.
2025-03-12
Американиң даңлиқ телевизийә риясәтчиси, “дөләт хәвәрлири” қанили риясәтчиси кристофер кумо (Christopher Cuomo) 11-март америка университетлирида пәләстиндики ғәззәликләр үчүн наразилиқ намайишлири йүз бәрсиму, әмма немишқа алавилар вә уйғурлар үчүн бундақ намайишларниң болмайдиғанлиқини тәнқид қилған.
2025-03-12
Австралийәниң йеңи җәнубий валес иштат қуллар әмгикини чәкләш комиссари җеймис какейин (James Kockayne) иштатлиқ һөкүмәтниң хитайдин импорт қилған токлуқ аптобуслириниң батарейәсини өз ичигә алған запчаслириниң уйғур мәҗбурий әмгики билән болған бағлинишини тәкшүрүшкә башлиған.
2025-03-12
Йеқинда тайланд даирилириниң 40 уйғурни хитайға қайтурушидин кейин, тайландта қелип қалған 8 уйғурниң тәқдири йәнила ениқсиз әһвалда турмақтикән. Хәвәрләрдә қәйт қилинишичә, нөвәттә кишилик һоқуқ паалийәтчилири уларниңму 27-феврал күни хитайға қайтурулған 40 уйғурға охшаш тәқдиргә қелишидин әндишә қилмақта икән.
2025-03-11
26-Феврал үрүмчидә “җәнубий шинҗаң хизмәт йиғини” ечилған болуп, йиғинға уйғур аптоном районлуқ партком, биңтүән вә һөкүмәт каттибашлириниң һәммиси дегүдәк қатнашқан.
2025-03-11
Йеқинда әнглийәдә чиқидиған борнемос күндилик хәвәрләр тори (BOURNEMOUTH) да “борнемос айропорти инсанийәткә қарши җинайәт бәдилигә ишләпчиқирилған мәһсулатларниң импорт мәркизигә айланғанлиқи” һәққидә бир хәвәр тарқитилди.
2025-03-11
10-Март, фирансийә пайтәхти парижда явропа уйғур институти мудири доктор дилнур рәйһан, фирансийәдики лагер шаһити гүлбаһар җелиловалар хитай һөкүмитиниң чегра һалқип бастурушини фирансийә сотиға қайта әрз қилди.
2025-03-11
Тәклимакан қумлуқида көчәт тикип, орман бәрпа қилиштин зади кимниң мәнпәәтлинидиғанлиқиму кишини ойландуридиған мәсилиләрниң биридур