Архип
2012-12-23
Иссақбек мунуноф һәққидики учурлар йәнила мәхпийәтликтин қалдурулмиди. Нөвәттә, қирғизистанда 1944 - 1949 - йиллиридики шәрқий түркистан җумһурийитиниң һәрбий рәһбири, миллий армийә баш қомандани иссақбек мунунофни хатириләш вә униң һәққидә издинишләр йеңи бир пәллигә чиқмақта.
2012-12-23
Даңлиқ рус түрколог, тарихчи вә шаир лев гумулийевниң дуняға кәлгәнликиниң 100 - йиллиқи мунасивити билән түркийиниң пайтәхти әнқәрәдә “гумулийев вә униң түркологийә саһәсидики мираси” мавзулуқ илмий муһакимә йиғини чақирилди.
2012-12-09
“тарих вә бүгүн” сәһипимизниң 9 - декабир күнидики қисмида диққитиңларда төвәндики программилар болиду.
2012-12-02
“тарих вә бүгүн” сәһипимизниң 2 - декабирдики қисмида силәр адвокат нури түркәлниң дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси долқун әйсаниң америкиға келиш җәрянини чөридигән һалда уйғур мәсилиси һәққидә оттуриға қойған қарашлири, қумулдин тепилған қәдимки уйғур йезиқидики вәсиқиниң тепилиш җәряни һәм мәзмунлири һәққидә тәйярланған мәлумат шуниңдәк әнглийидики уйғур язғучиси әзиз әйсаниң “донай дәрясидин орхун бойлириғичә” мавзулуқ китабиниң мәзмунлирини аңлайсиләр.
2012-12-02
Қумул шәһириниң шималидики тәңритағ йезисиға қарашлиқ нернасу кәнтиниң тоңгуз җилғисидин йеқинда тепилған қәдимки уйғур йезиқидики қолязма парчиси (мәнбә: “чоғлан мунбири”)
2012-11-25
“ тарих вә бүгүн” сәһипимизниң 25- ноябир күнидики қисмида диққитиңларда төвәндики программилар болиду.
2012-11-18
1944 - Йили, 12 - ноябирда ғулҗида шәрқий түркистан җумһурийити қурулғандин кейин, мәзкур җумһурийәт күнсайин күчийип, барғансери такамуллишип, дөләт байриқи, дөләт бәлгиси, мунтизим армийиси, һәр дәриҗилик дөләт аппарати, иқтисадий, пул - муамилә вә баҗ шуниңдәк мәдәний - маарип қатарлиқ һәр саһәләр бойичә системилиқ дөләтчилик түзүлмисигә игә болди.
2012-11-11
“ тарих бүгүн ” сәһипимизниң бу йәкшәнбилик қисими мәхсус 1933-йили, вә 1944-йили икки қетим қурулған шәрқий түркистан җумһурийәтлириниң хатирә күнлиригә беғишланди.
2012-11-04
“тарих вә бүгүн” сәһипимизниң 4-ноябирдики қисмида диққитиңлар уйғур һазирқи заман тарихида тунҗи қетим “уйғур” етник нами астида қурулған аммиви-сиясий җәмийәтниң паалийәтлири тонуштурулиду.
2012-10-30
1937-1938-Йиллири сталин рәһбәрликидики совет коммунист диктатор түзүминиң сиясий тазилаш һәрикити сабиқ совет иттипақи хәлқлири, җүмлидин һазирқи мустәқил җумһурийәт хәлқлиригә унтулмас азаблиқ тарихий әслимиләрни қалдурған иди.
2012-10-28
“тарих вә бүгүн” сәһипимиздә төвәндики программилар берилиду. Совет русийисиниң 1919-1921-йиллири арисида қәшқәрийә вә җуңғарийә җумһурийити қурушни пилан қилип, кейин бу пиланни әмәлдин толдурувәткәнликигә аит мәлуматлар. Атақлиқ язғучи вә тарихчи вә миллий армийә капитани мәсумҗан зулпиқарофниң иҗадий һаяти һәм кимлики тоғрисида тәйярланған инкаслар (авазда) 1934-1937-йиллири арисида ма хушәнниң хотәндә топлиған алтунлириниң тәқдиригә аит тарихи мәлуматлар һәмдә мәрһум язғучи зия сәмәдиниң “истәк вә тиләк” намлиқ әслимисиниң уйғур кона йезиқидики нәшри һәққидики учурлар вә башқилар. 1917-Йили, өктәбир инқилабидин кийин ленин русийиси қәшқәрийә вә җуңғарийә җумһурийити”ни қуруп, миллий азадлиқ һәрикитини уйғур елигә қәдәр кеңәйтишни пилан қилған болсиму, бирақ 1921-йили, гражданлар урушида ғәлибә қилғандин кейин, совет русийисиниң ички-ташқи вәзийитиниң өзгириши һәмдә дипломатийилик мәқсәтлирини әмәлгә ашуруш үчүн уйғур елидә икки җумһурийәт қуруш пиланидин ваз кәчкән һәмдә уйғурларниң азадлиқини қоллимаслиқни қарар қилған иди. Қәшқәрийә вә җуңғарийә совет җумһурийити қуруш лайиһисини рудзутак оттуриға қойған болсиму, бирақ ленин қатарлиқлар тәрипидин рәт қилинған иди. Москваниң бу пилани һәққидә ялқун программа тәйярлиди.
2012-10-21
“тарих вә бүгүн” сәһиписиниң 21-өктәбир күнидики қисмида диққитиңларға 20-әсирниң дәслипидә оттура асияда қурулған уйғур қизил армийә қошунлириниң паалийәтлири вә уйғур елидики җәддичилик һәрикити һәққидики мәлуматлар һәмдә 1970-йиллардики хитай-америка мунасивәтлиригә аит анализ вә башқа мәзмунлар тонуштурулиду.
2012-10-14
“тарих вә бүгүн” (2012-йили 14-өктәбир)
2012-10-07
“тарих вә бүгүн” сәһипимизниң бу йәкшәнбилик қисмида өткән әсирниң 30 - 40 - 50 - йиллиридики уйғур елиниң сиясий һаятиға аит тарихий мәлуматлардин түркийә тарихчиси доктор өмәрқулниң түркийә архиплири асасида елип барған тәтқиқатлири, туңган 36 - дивизийисиниң хотәнгә һөкүмранлиқ қилишиниң алди - кәйнидики вәқәләр шуниңдәк 1962 - йилидики көч - көчниң әһвали вә башқа мәлуматларни диққитиңларға тәқдим қилимиз.
2012-09-30
“тарих вә бүгүн” сәһипимизниң бу йәкшәнбилик қисимида диққитиңлар 1930 - йилларда совет иттипақи тәрипидин уйғур елиға әвәтилгән абдуқадир һаҗиниң қилмишлири һәм тәқдири, түркийидики қәдимий уйғур йезилиридин бири“әркиләт” һәққидики мәлуматлар шуниңдәк кучардики "ваң"ларниң тәқдири қатарлиқ мәзмунларда болиду.