Архип
2012-09-30
“тарих вә бүгүн” сәһипимизниң бу йәкшәнбилик қисимида диққитиңлар 1930 - йилларда совет иттипақи тәрипидин уйғур елиға әвәтилгән абдуқадир һаҗиниң қилмишлири һәм тәқдири, түркийидики қәдимий уйғур йезилиридин бири“әркиләт” һәққидики мәлуматлар шуниңдәк кучардики "ваң"ларниң тәқдири қатарлиқ мәзмунларда болиду.
2012-09-23
“тарих вә бүгүн” сәһпимизниң бүгүнки қисимда силәр 1945 - йили, 18 - сентәбир күни ақсу шәһиридә лутпулла мутәллип билән биргә гоминдаң тәрипидин өлтүрүлгән шаир билал әзизиниң һаят паалийәтлири һәққидики мәлумат, 1945 - йили, ақсу вә учтурпан шәһәрлиридики л.Мутәллип вә сейит аббас башчилиқидики учқунлар иттипақиниң паалийәтлири һәмдә тәшкилат әзалириниң икки җайда қирғин қилиниш әһвалиға аит тарихий учурлар шуниңдәк 1934 - йили, қәшқәрдә йүз бәргән феврал қирғинчилиқи һәққидики тарихий мәлумат һәм башқа мәлуматларни аңлайсиләр.
2012-09-09
“тарих вә бүгүн” программамизниң бу йәкшәнбилик қисмида силәр русийиниң владивосток шәһиридә өткүзүлгән асия - тинч окян райони иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғини шуниңдәк мәзкур тәшкилатниң тарихи келип чиқиши вә хизмәтлири һәққидики сөһбәт, мәрһум хәлқ шаири рози сайит вапатиниң 10 йиллиқи мунасивити билән униң һаят мусапилири һәққидики тонуштуруш қатарлиқларни аңлайсиләр.