Архип
2013-10-20
1944 - 1949 - Йиллиридики миллий азадлиқ инқилабниң қатнашқучиси, сабиқ миллий армийә майори хәмит кәнҗибайеф бу йил 91 яшқа кирди. Хәмит кәнҗибайеф әпәнди һазир қирғизистанниң пайтәхти бишкәк шәһиридә яшимақта.
2013-10-20
Пәлсәпә доктори абдуреһим турсунниң “дәсләпки оттура әсир уйғурлириниң пәлсәпиви пикирлири” намлиқ китабидики “уйғур иҗтимаий - пәлсәпиви пикриниң шәкиллинишиниң идийиви мәнбәлири” дәп атилидиған 2 - параграфида дәсләпки оттура әсир уйғурлири маканлашқан земинларниң улуғ йипәк йолиниң сиясий, иқтисадий, мәдәний һаятидики роли, диний етиқадлири, еғиз иҗадийити, календарлиқ әнәнилиридин ташқири йәнә көп әсирлик тарихқа игә миллий тебабити вә язма әдәбияти һәққидиму бай мәлуматлар кәлтүрүлгән.
2013-10-13
“тарих вә бүгүн” программисиниң 13 - өктәбирдики санида диққитиңларға төвәндики программилар тәқдим қилиниду. Уйғур елидин чиққан тунҗи уйғур пәлсәпә доктори абдуреһим турсунниң “дәсләпки оттура әсир уйғурлириниң пәлсәпиви пикирлири” мавзулуқ китабидин арийиләр японийә алиминиң уйғур мазарлири вә базарлири һәққидики баянлири қазақистан кино хадимлириниң түркийигә берип қазақлар һәққидә филим ишлимәкчи болуватқанлиқи.
2013-10-13
Уйғурларниң өтмүш тарихидики муһим дәвирләрниң бири - исламийәттин илгирики, йәни буддизм дәвридики тилини, тарихини, мәдәнийитини, өрп - адәтлирини, еғиз вә язма ядикарлиқлирини, пәлсәпиви көзқарашлирини чоңқур вә кәң даиридә тәтқиқ қилиш муһим әһмийәткә игидур.
2013-10-13
Японийә акаши нәширияти тәрипидин нәшир қилинған “оттура асия” намлиқ оттура асияға аит тәтқиқат мақалилири топлимиға японийилик уйғур тәтқиқатчиси шинмен ясушиниң “шинҗаң уйғур аптоном районидики базарлар вә мазарлар” намлиқ мақалисиму киргүзүлгән. Аптор мақалисидә уйғурларниң мазарға тавап қилиши вә уйғурларниң күндилик турмушиниң бир парчиси болған базарлар һәққидиму қисқичә тохталған.
2013-10-06
“тарих вә бүгүн” сәһипимизниң бүгүнки қисмида түркийидики атақлиқ тибабәт алими, профессор муһәммәд өмәр нәзәр билән өткүзүлгән сөһбәт вә русийиниң даңлиқ түркшунаси сергей клияшторниниң тәтқиқатлири вә русийидә елип бериливатқан уйғур тәтқиқати һәққидики қарашлириға аит программилар аңлитилиду.
2013-10-06
Өз вақтида уйғурлар тарихи көплигән атағлиқ алимларниң диққәт мәркизидә болғанлиқи һәмдә бу һәққидә нурғунлиған әмгәкләрниң йоруқ көргәнлики мәлумдур. Инглиз, немис, франсуз, рус вә башқиму тәтқиқатчилар уйғурларниң узун тарих вә бай мәдәнийәткә игә икәнликини һазирғичә үзлүксиз тәкитләп кәлгән иди.
2013-09-22
“тарих вә бүгүн” сәһиписи бойичә оттура әсирләр уйғур пәлсәпиви пикирлири тарихи бойичә тунҗи қетим докторлуқ унвани алған уйғур алими абдуреһим турсунниң илмий һаяти вә униң “дәсләпки оттура әсир уйғурлириниң пәлсәпиви пикирлири” мавзулуқ китаби һәққидики мәлуматлар, осман батур һәққидики тарихий мәлуматлар вә шаһидларниң инкаслири түркийә билән оттура асияниң тарихи бағлиниш мәсилилири вә башқилар тонуштурулиду.
2013-09-22
Осман ислам оғли (1899 - 1951) өткән әсирниң 40 - йилирида уйғур елиниң шималий қисмида йүз бәргән зор тарихий вәқәләрдә сәһнигә чиққан мурәккәп шәхс. У дәсләп алтай қазақлириниң 1940 - йилидин башланған шеңшисәйгә қарши қозғилаңлириға қатнишип даңқ чиқарған. 1941 - Йилидин кейин тәтриҗий һалда қозғилаңчиларниң йетәкчисигә айланған.
2013-09-15
“ тарих вә бүгүн” сәһипимизниң бүгүнки қисмида 20 - әсирниң 20 - 30 - йиллири арисида алмута шәһиридә паалийәт елип барған тунҗи уйғур оттура мәктипи “сопи зарват мәктипи” ниң өтмүши һәққидики мәлуматлар билән 20 - әсирниң 20 - йиллирида уйғур әлидә қурулуп, совет иттипақи һөкүмитидин ярдәм күткән “яш қәшқәрлиқләр” җәмийитиниң паалийәтлири һәққидә тәйярланған мәлуматлар диққитиңларға сунилиду.
2013-09-15
Совет болшевиклар һөкүмити 1924 - йили уйғурларға қаратқан сияситини түптин өзгәрткәндин кейин, “яш қәшқәрлиқләр” җәмийитиниң инқилабий паалийәтлири бир мәзгил теңирқаш ичидә туруп қалиду.
2013-07-28
“ тарих вә бүгүн” ниң 28 - июлдики қисимида, сталинниң 1934 - йили шең шисәй билән болған алақиси вә сталинниң шең шисәй һәққидә совет иттипақиниң урумчидики баш консули апресевқа язған хети вә башқа мәсилиләр,
2013-07-21
Японийә кейото университетиниң тарих пәнлири профессори сегия масаки әпәнди йеқинда өзиниң “моңғулларниң японийигә һуҗум қилиши вә япон мәдәнийити” намлиқ мақалисини елан қилған.
2013-06-30
“тарих вә бүгүн” программисиниң бу йәкшәнбилик қисимида қазақистан уйғурлириниң тәрәққият мусапилири вә уларниң мәдәнийәт вә миллий кимлик мәсилилири шуниңдәк тарихчи вә язғучи мәрһум мәсүмҗан зулпиқарофниң ахирқи иҗадий паалийәтлири һәққидә сөз болиду.
2013-06-23
“тарих вә бүгүн” ниң 23 - июндики қисмида диққитиңларда болидиған программилар төвәндикичә: сабиқ миллий армийә офитсери, тарихчи, һазир алмутида яшаватқан 87 яшлиқ батур әршидинофниң миллий армийә һәрбий мәктипи һәққидики әслимлири. Түркийиниң гүмүшханә университетиниң оқутқучиси, доктор нурәхмәт қурбанниң ислам дининиң уйғур елиға кириш тарихи һәққидики баянлири вә башқилар.