Архип
2013-06-18
“ тарих вә бүгүн” ниң бу йәкшәнбилик қисимида совет иттипақиниң уйғур диярида елип барған мәхсус җасуслуқ паалийәтлири мәсилилири һәққидә баянлар болиду.
2013-06-09
“тарих вә бүгүн” программисиниң 9 - июндики қисимида төвәндики программилар болиду: гәнсудики серқ уйғурларниң тили вә мәдәнийити тоғрисида мәлумат. Чар русийә вә совет иттипақиниң уйғур елидә елип барған җасуслуқ һәрикәтлири һәққидә сөһбәт шуниңдәк уйғур таамлириниң түркийидә зор қизиқиш қозғаватқанлиқи һәм уйғур йемәк - ичмәк мәдәнийити һәққидики сөһбәт.
2013-06-09
Бүгүнки күндә нопуси аран 13 миңдин ашидиған сериқ уйғурлар тарихий, сиясий вә иҗтимаий сәвәбләр түпәйлидин түркий вә моңғул тилида сөзлишидиған икки гуруппиға айрилған. Моңғул тилида сөзлишидиған шәрқий сериқ уйғурларниң сани 4 миңдин артуқ болуп, улар моңғул тилиниң 13 - әсирдики әң қәдимий диалекти һесабланған еңгар тилини сақлап кәлгән.
2013-06-09
Мәркизий асияниң сиясий, иқтисадий вә мәдәний һаятида муһим рол ойниған уйғур елиниң әнглийә, германийә, русийә сияһәтчилири тәрипидин өгинилишиниң болупму 19 - әсирниң иккинчи йеримида әвҗ алғанлиқи яхши мәлум. Униң әсли мәқсиди вә вәзипилири бүгүнки күндиму тәтқиқатчиларни қизиқтуруп кәлмәктә.
2013-06-05
Тәйвәнлик гүзәл - сәнәт тарих тәтқиқатчиси җу әпәндиниң хитай тилида язған“хитайниң турмуш, мәдәнийәт өрп - адәтлири” намлиқ хитай тилидики китаби японийидә япон тилида нәшир қилинған болуп, җу әпәндим мәзкур китабидики “хитайдики хулар” намлиқ мақалисидә хитай тарихидики “ху” дәп аталған милләтниң һонларниң әвлади болған уйғурлар икәнлики,хуларниң өз заманисида хитайниң таң дәври мәдәнийитигә қошқан төһписини гәвдиләндүрүш билән биргә хуларниң яратқан гүзәл - сәнәтлириниң та һазирғичә хитай мәдәнийитниң тәркибидә сақлиниватқанлиқини йорутуп бәргән.
2013-05-19
Уйғур аптоном райониға қошна болған гәнсу өлкисиниң ғәрбий - шималий қисмидики чилйән тағлирида қәдимки уйғурлар билән биваситә бағланған бир хәлқ һелиһәм яшимақта.
2013-05-19
Японийидә тонулған атағлиқ түркий милләтләр тәтқиқатчиси,кәйо университетиниң профессори сакамото,ислам тарихи,түркий милләтләр тәтқиқатида бәлгилик тәтқиқат нәтиҗилиригә еришкән, япон тәтқиқатчилиридин бири.Униң вәкил характерлик әсәрлиридин “парис гелиминиң йоли” , “ислам вә ибадәт” “түркий милләтләр тарихий” қатарлиқ китаблири бар.
2013-05-14
Хитайда тепилған уйғур шаһзадиси қоричурниң мазар теши теши дуняниң һәрқайси җайлиридики тилчи вә тарихчиларниң алаһидә диққитини қозғиди. Йеқинда бу мазар тешини әнқәрә университети тил вә тарих җуғрапийә факултети қәдимқи уйғур тили мутәхәссиси проф. Др. Сәма барутҗу өзөндәр ханим билән қәдимқи түрк тарихи мутәхәссиси др. Әркин әкрәм оқуп чиқти.
2013-05-14
Доктор абләт сәмәт тунҗи болуп оқуп чиққан қуричор текинниң қәбрә тешидики қәдимки түрк - руник йезиқи билән йезилған текист вә униң һазирқи йәшмиси
2013-05-05
Йеқинда японийилик тәтқиқатчи умимура әпәндим өзиниң “қәшқәрниң хизмәтчиләр кочиси” намлиқ мақалисини елан қилған. Апторниң мақалисидә қәшқәр шәһириниң тарихтики дуканларға толған кочилири билән һазирқи һалити селиштурулған.
2013-05-05
Уйғур тарихи тәтқиқати узун тарихқа игә болсиму, илмий йосунда елип берилған тарих тәтқиқатиниң тарихи анчә узунға бармайду. Бәзи тарих тәтқиқатчилириниң ейтишичә хитайда 1930 - йиллардин башлап уйғур тәтқиқати елип берилишқа башлиған. 1950 - Йилидин кейин йеңи бир тарих тәтқиқати оттуриға чиққан.
2013-04-28
Йеқинда японийидә нара қизлар университетидин ивасаки масами, мурата масайо қатарлиқ тәтқиқатчилар бирликтә нәширгә тәйярлиған “уйғур ханим - қизлириниң миллий кийими - әтләс” мавзулуқ тәтқиқат мақалиси елан қилинған.
2013-04-28
27 - Април күни д у қ вә яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң уюштуруши билән, түркийидин кәлгән про. Др. Муһәммәд өмәр нәзәр әпәнди германийиниң мюнхен шәһиридики дуня уйғур қурултийиниң паалийәт залида уйғурларға тиббий илимләрдин сават бәрди.
2013-04-28
Өткән әсирниң 30 - йиллиридики уйғур елидики вәқәләргә аит көплигән әсәрләр мәйданға кәлди. Бу саһәдики тәтқиқатларни һәр қайси әл алимлири елип барған болуп, бу һәқтә йәнә уйғурларниң өзлириниң язған нурғун әслимилирим бар. Өткән әсирдә яшиған имин ваһиди өзи шаһид болған ишларға аит мәхсус әсәр язған иди.
2013-04-21
Бүгүнки программиларниң мәзмунлири төвәндикичә: түркийидики хәлқаралиқ оқуғучилар паалийитиниң мәзмунлири, японийидә елип бериливатқан уйғур ислам қануни һөҗҗәтлири тәтқиқати, муһәммәд имин буғраниң әдәбий мираслири вә 1986 - йилидики чернобил ядро апити мәсилиси вә башқилар.