Архип
2013-03-31
Бу программимизда төвәндики икки мақалини аңлайсиләр: “1933 - йилидики шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң асасий қанун лайиһиси (2)” вә “японийә һәрбий разветкичилириниң уйғурларға аит топлиған учурлири”.
2013-03-24
“тарих вә бүгүн” сәһиписиниң бу йәкшәнбилик қисими диққитиңларға төвәндики мәлуматлар тәқдим қилиниду: қазақистандики уйғуршунаслиқ илминиң тәрәққият мусапилири вә тунҗи уйғур тарих мутәхәссиси әршидин һидайәтофниң әсәрлири, шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң асасий қанун лайиһиси һәққидә анализ һәм уйғур - тибәт вә моңғулларниң һәмкарлиқ паалийәт тарихидин учурлар. Диққитиңлар “тарих вә бүгүн” сәһипимизниң тәпсилитатида болсун.
2013-03-24
1933 - Йили 12 - ноябирда қәшқәрдә шәрқий түркистан ислам җумһурийити җакарлиниш һарписида мәхпий һалда тәшкилләнгән “истиқлал җәмийити” ниң миллий дөләт қуруш йолидики тәйярлиқ ишлириға җиддий йосунда киришкәнлики мәлум. Җумһурийәт елан қилиниши биләнла “истиқлал җәмийити” шу йилиниң рамизан ейида өзиниң орган зһурнили һесабланған “истиқлал” мәҗмуәси нәшир қилип тарқатқан. Мәҗмуәниң тунҗи санида мәзкур җәмийәтниң илмий һәйити тәрипидин шәрқий түркистан ислам җумһурийитигә беғишлап тәйярланған дөләт асасий қанониниң лаһийәси елан қилинған.
2013-03-17
“тарих вә бүгүн” сәһипимизниң 17 - март күнидики қисмида диққитиңлар төвәндики программиларда болиду.
2013-03-17
Тарихий мәнбәләрдин ашкарилинишичә, 1933 - йили 12 - ноябирда қәшқәрдә шәрқий түркистан ислам җумһурийити җакарлиништин бурун “истиқлал җәмийити” намидики бир мәхпий тәшкилатниң қәшқәрдә қораллиқ қозғилаңларни уюштуруш һәмдә миллий һакимийәт қуруш ишлириға йетәкчилик қилғанлиқи мәлум.
2013-03-03
“тарих вә бүгүн” сәһипимизниң 3 - марттики қисимида аңлайдиған программилар төвәндикичә: миллий инқилаб қатнашқучиси, миллий армийә туңган полкиниң офитсери, капитан ибраһим явахунофниң әслимилириниң давами. Униң 1946 - 1947 - йиллири арисида үрүмчидә әхмәтҗан қасиминиң йенида ишлигән вақитлиридики вәқәләр. Һиндистандики түркий хәлқләр вә қәшқәрдин көчүп чиққан һәм өзлирини бәгләр дәп атайдиған хәлқ тоғрисида түркийә мутәхәссиси мәрал учмаз ханимниңниң баянлири 20 - әсир уйғур әдәбиятиниң намайәндиси зунун қадириниң иҗадий һаяти вә униң иҗадий паалийәтлири һәққидә йеңичә қарашлар һәм баһалар.
2013-03-03
2011 - Йили түркийә радио - телевизийә идариси “ һиндистандики түркий хәлқләр” намлиқ һөҗҗәтлик филимни ишләп тарқатқандин кейин һиндистандики түркий хәлқләр түркийә һөкүмитиниң вә түрк җамаитиниң диққитини тартқан иди.
2013-03-03
Язғучи зунун қадири 20 - әсир уйғур әдәбиятидики йирик намайәндиләрниң бири шундақла уйғур һазирқи заман әдәбиятидики реалистик прозиниң асасчиси. У өзиниң 1930 - йилларда язған “ғунчәм” драмиси, 1940 - йилларда язған “муәллимниң хети”, “мағдур кәткәндә” намлиқ һекайилири шундақла 1955 - йили йили елан қилинған “чениқиш” намлиқ йирик повестлири билән уйғур бүгүнки заман һекайичилиқиниң ултешини салған язғучи сүпитидә тонулуп кәлмәктә.
2013-03-03
Һәммигә мәлумки, мисир, тунис вә ливийә қатарлиқ дөләтләрдә әрәб баһари ғәлибә қилип, һакимийәт хәлқниң қолиға өткәндин кейин, хәлқ қанунлуқ сайлам йоли билән өз рәһбәрлирини таллап чиққан иди.