Архип
2013-06-30
“тарих вә бүгүн” программисиниң бу йәкшәнбилик қисимида қазақистан уйғурлириниң тәрәққият мусапилири вә уларниң мәдәнийәт вә миллий кимлик мәсилилири шуниңдәк тарихчи вә язғучи мәрһум мәсүмҗан зулпиқарофниң ахирқи иҗадий паалийәтлири һәққидә сөз болиду.
2013-06-23
“тарих вә бүгүн” ниң 23 - июндики қисмида диққитиңларда болидиған программилар төвәндикичә: сабиқ миллий армийә офитсери, тарихчи, һазир алмутида яшаватқан 87 яшлиқ батур әршидинофниң миллий армийә һәрбий мәктипи һәққидики әслимлири. Түркийиниң гүмүшханә университетиниң оқутқучиси, доктор нурәхмәт қурбанниң ислам дининиң уйғур елиға кириш тарихи һәққидики баянлири вә башқилар.
2013-06-18
“ тарих вә бүгүн” ниң бу йәкшәнбилик қисимида совет иттипақиниң уйғур диярида елип барған мәхсус җасуслуқ паалийәтлири мәсилилири һәққидә баянлар болиду.
2013-06-09
“тарих вә бүгүн” программисиниң 9 - июндики қисимида төвәндики программилар болиду: гәнсудики серқ уйғурларниң тили вә мәдәнийити тоғрисида мәлумат. Чар русийә вә совет иттипақиниң уйғур елидә елип барған җасуслуқ һәрикәтлири һәққидә сөһбәт шуниңдәк уйғур таамлириниң түркийидә зор қизиқиш қозғаватқанлиқи һәм уйғур йемәк - ичмәк мәдәнийити һәққидики сөһбәт.
2013-06-09
Бүгүнки күндә нопуси аран 13 миңдин ашидиған сериқ уйғурлар тарихий, сиясий вә иҗтимаий сәвәбләр түпәйлидин түркий вә моңғул тилида сөзлишидиған икки гуруппиға айрилған. Моңғул тилида сөзлишидиған шәрқий сериқ уйғурларниң сани 4 миңдин артуқ болуп, улар моңғул тилиниң 13 - әсирдики әң қәдимий диалекти һесабланған еңгар тилини сақлап кәлгән.
2013-06-09
Мәркизий асияниң сиясий, иқтисадий вә мәдәний һаятида муһим рол ойниған уйғур елиниң әнглийә, германийә, русийә сияһәтчилири тәрипидин өгинилишиниң болупму 19 - әсирниң иккинчи йеримида әвҗ алғанлиқи яхши мәлум. Униң әсли мәқсиди вә вәзипилири бүгүнки күндиму тәтқиқатчиларни қизиқтуруп кәлмәктә.
2013-06-05
Тәйвәнлик гүзәл - сәнәт тарих тәтқиқатчиси җу әпәндиниң хитай тилида язған“хитайниң турмуш, мәдәнийәт өрп - адәтлири” намлиқ хитай тилидики китаби японийидә япон тилида нәшир қилинған болуп, җу әпәндим мәзкур китабидики “хитайдики хулар” намлиқ мақалисидә хитай тарихидики “ху” дәп аталған милләтниң һонларниң әвлади болған уйғурлар икәнлики,хуларниң өз заманисида хитайниң таң дәври мәдәнийитигә қошқан төһписини гәвдиләндүрүш билән биргә хуларниң яратқан гүзәл - сәнәтлириниң та һазирғичә хитай мәдәнийитниң тәркибидә сақлиниватқанлиқини йорутуп бәргән.