Архип
2013-09-22
“тарих вә бүгүн” сәһиписи бойичә оттура әсирләр уйғур пәлсәпиви пикирлири тарихи бойичә тунҗи қетим докторлуқ унвани алған уйғур алими абдуреһим турсунниң илмий һаяти вә униң “дәсләпки оттура әсир уйғурлириниң пәлсәпиви пикирлири” мавзулуқ китаби һәққидики мәлуматлар, осман батур һәққидики тарихий мәлуматлар вә шаһидларниң инкаслири түркийә билән оттура асияниң тарихи бағлиниш мәсилилири вә башқилар тонуштурулиду.
2013-09-22
Осман ислам оғли (1899 - 1951) өткән әсирниң 40 - йилирида уйғур елиниң шималий қисмида йүз бәргән зор тарихий вәқәләрдә сәһнигә чиққан мурәккәп шәхс. У дәсләп алтай қазақлириниң 1940 - йилидин башланған шеңшисәйгә қарши қозғилаңлириға қатнишип даңқ чиқарған. 1941 - Йилидин кейин тәтриҗий һалда қозғилаңчиларниң йетәкчисигә айланған.
2013-09-15
“ тарих вә бүгүн” сәһипимизниң бүгүнки қисмида 20 - әсирниң 20 - 30 - йиллири арисида алмута шәһиридә паалийәт елип барған тунҗи уйғур оттура мәктипи “сопи зарват мәктипи” ниң өтмүши һәққидики мәлуматлар билән 20 - әсирниң 20 - йиллирида уйғур әлидә қурулуп, совет иттипақи һөкүмитидин ярдәм күткән “яш қәшқәрлиқләр” җәмийитиниң паалийәтлири һәққидә тәйярланған мәлуматлар диққитиңларға сунилиду.
2013-09-15
Совет болшевиклар һөкүмити 1924 - йили уйғурларға қаратқан сияситини түптин өзгәрткәндин кейин, “яш қәшқәрлиқләр” җәмийитиниң инқилабий паалийәтлири бир мәзгил теңирқаш ичидә туруп қалиду.