Архип
2014-08-31
Өткәнки әсирниң 30-йиллири хоҗинияз һаҗи рәһбәрликидики қумул деһқанлириниң азадлиқ һәрикити арқисида мәйданға кәлгән шәрқий түркистан ислам җумһурийитини йоқитишта вә униң рәһбәрлирини җисманий уҗуқтурушта шиң шисәй совет иттипақиниң һәр тәрәплимә ярдимигә таянған иди.
2014-08-24
Уйғур милли һәрикитиниң муһим шәхислиридин бири болған полат қадири турфани бундин 44 йил бурун 8 - айниң 26 - күни түркийәниң истанбул шәһридә аләмдин өткән. У, бир тарихчи вә җурналист болуш сүпити билән йезип қалдурған әсәрлири түркийәдики шәрқий түркистан тәтқиқати билән шуғуллиниватқан кишиләр үчүн муһим тарихий мәнбә болмақта.
2014-08-24
Йеқинда алмата шәһиридә атағлиқ шаир абдумеҗит дөләтофниң иҗадийитигә беғишланған хәлқара илмий муһакимә йиғини өтти. “тинчлиқ дуняси” тәшкилатиниң уюштуруши билән өткән мәзкур хатириләш паалийитини тәшкилат президенти, иқтисад пәнлириниң доктори, профессор абен нурманоф кириш сөз билән ачти. У мундақ паалийәтләрниң бүгүнки күндики әһмийитини атап келип, шаир иҗадийитиниң икки хәлқ оттурисидики достлуқ алақилириниң мустәһкәмлинишидики орниға мунасип баһасини бәрди.