Архип
2015-10-11
Хитай һөкүмити 10-айниң 1-күни хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 66 йиллиқи вә шинҗаң уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 60 йиллиқини , уйғур елидә наһайити дағдуғилиқ өткүзди.
2015-10-04
Боснийә- һерзеговинаниң пайтәхти сарайевада 10-нөвәтлик "хәлқаралиқ бүйүк түрк тили қурултийи" өткүзүлди.
2015-09-20
"дәдә қорқут "китабиниң байқалғанлиқи вә дуняға тонуштурулғанлиқиниң 200-йилини хатириләш мунасивити билән түркийәдә хилму хил мәдәний паалийәтләр вә илмий муһакимә йиғинлири уюштурулмақта.
2015-09-13
Мәлумки, дуня сәнити өз тарихида бир нәччилигән дәврләрни бесип өткән. Сәнәт әнә шу дәврләр шараитиға маслишип, бирдә егиз пәллиләргә йетип, бирдә чүшкүнлүкләргә учриған болсиму, нәтиҗидә вақит өтүши билән шәкли вә мәзмуни җәһәттин бейиди.
2015-09-06
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, йеқинқи йиллардин буян түркийәниң һәрқайси университетлирида уйғур тили вә уйғур әдәбияти мәхсус дәрс программиға киргүзүлгәндин кейин бу саһә бойичә нурғун аспирант вә докторантлар тәрбийилинип чиққан иди. Бу кишиләр һазир һәрқайси университетларда уйғур тили вә әдәбияти бойичә техиму көп мутәхәссисләрниң йетишип чиқиши, уйғуршунаслиқ илминиң үзлүксиз раваҗлиниши, уйғур мәдәнийитиниң дуняға тонулуши үчүн тиришчанлиқ көрсәтмәктә.
2015-08-17
Түркийәниң әң чоң партийәлиридин адаләт вә тәрәққият партийәси билән җумһурийәт хәлқ партийәси бирләшмә һөкүмәт қурушқа мувәппәқ болалмиди.
2015-08-17
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, тәйвәнлик тәтқиқатчи ву чинаниң "шинҗаң: милли кимлик: хәлқаралиқ риқабәт вә хитай инқилаби: 1944 - 1962 - йиллар" намлиқ китаби уйғур елиниң йеқинқи заман тарихи үчүн наһайити қиммәтлик бир илмий әсәрдур. Бу китаб мол архип материяллири асасида тәйярланған болуп, гәрчә хитай тарих ноқтинәзири асасида йезилған болсиму, хитай һакимийитиниң уйғурларға қаратқан ассимилятсийә сияситиниң тарихий арқа көрөнүшини наһайити рошән йорутуп бәргән.
2015-08-02
Тунҗи қетимлиқи 2009 - йили қиримда өткүзүлгән дуня қирим татарлири қурултийиниң иккинчи нөвәтлики 8 - айниң 1 - 2 - күнлири әнқәрә билкәнт йиғин залида өткүзүлди. Қурултайға 12 дөләттин 100 әтрапида татар аммиви тәшкилатлириниң мәсуллири вә вәкиллиридин болуп көп санда вәкил қатнашти. Русларниң қаттиқ бесимиға, тосушиға қаримай қиримдинму 150 әтрапида татар қурултайға кәлди.
2015-07-26
Мәркизи түркийәниң истанбул шәһридә турушлуқ шәрқий түркистан тәтқиқат вәхпи тәрипидин нәшир қилиниватқан "түрк дуняси тарих журнили"ниң 7 - айлиқ санида уйғур мәсилисигә алаһидә орун берилди.
2015-06-28
"оғузнамә" дастани уйғур әдәбиятıнıң әң муһим әсәрлиридин бири болупла қалмай, омумий түрк әдәбиятиниңму йирик вә қиммәтлик әсәрлиридин биридур. Шуңа бу дастан үстидики тәтқиқатлар хели бурунла башлиған.
2015-06-21
Әнглийилик түрколог вә екиспәдитсийәчи роберт баркклей шавниң "қәшқәр вә йәркәнд диалекти" намлиқ әсири түркчигә тәрҗимә қилинип, түркийә җумһурийәти тил тәтқиқат идариси тәрипидин нәшир қилинди.
2015-06-21
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, бу йил уйғур хәлқи арисида "үч әпәндиләр" дәп тонулған мәшһур шәхсләрниң бири муһәммәд әмин буғраниң вапат болғанлиқиға дәл 50 йил болди. Бу мунасивәт билән чәтәлләрдики уйғур аммиви тәшкилатлири муһәммәд әмин буғрани хатириләш паалийити өткүзмәктә.
2015-06-21
Қазақистан уйғур әдәбияти, шу җүмлидин униң шеирийәт саһәсиниң мәзмун вә шәкил җәһәттин бейишиға өзиниң мунасип төһписини қошуп келиватқан шаирларниң бири җәмшит розахунофтур.
2015-06-07
Австралийигә берип олтурақлишип қалған сөйүнгүл җанишеф ханим язған "көз йешида нәмләнгән земин" намлиқ китабниң түркчә нәширидин башқа йәнә русчә вә татарчә тәрҗимилириму нәшир қилинип, оқурмәнләргә сунулған.
2015-05-25
Қараханийлар дәвриниң тарихини тәтқиқ қилғучи, ғази университетиниң оқутқучиси проф. Др. Решат гәнчкә атап "қәшқириниң тарихчи нәвриси рәшат гәнч мақалилар топлими"намлиқ китаб әнқәрәдә нәшир қилинди. Түркийә түрк күлтүрини тәтқиқ қилиш иниститути тәрипидин нәшир қилинған китабниң тәһрирликини ғази университети тарих оқутқучиси проф. Др. Мәмәт шаһингөз қилған китабға уйғур вә қараханилар мәзгилигә аит 20 парчә мақалә киргүзүлгән.