Америка уйғур дәпсәндичиликигә четишлиқ 2 хитай әмәлдари билән 3 хитай ширкитигә җаза қойди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2023.12.08
antony-blinken-AP Дөләт ишлири катипи антоний билинкен вашингтондики дөләт ишлири мәһкимисидә сөз қиливатиду, 2023-йили 17-июл, вашингтон
AP

9-Декабир күни дуня уйғур қурултийиниң “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни хатириләш күни, шундақла б д т “ирқий қирғинчилиқ әһдинамиси” мақулланғанлиқиниң 75 йиллиқ хатирә күни һарписида, америка һөкүмити хитайниң уйғурларни дәпсәндә қилишқа қатнашқан икки әмәлдари билән униң 3 ширкитигә җаза йүргүзгән. Бу америка һөкүмитиниң 2021-йили 3-айда явропа иттипақи, канада, әнглийә қатарлиқ дөләтләр билән хитайниң уйғур районидики юқири дәриҗилик 4 әмәлдариға җаза йүргүзгәндин бери униң тунҗи қетим  райондики әмәлдарлириға җаза йүргүзүшидур .

Америка ташқи ишла министирлиқиниң 8-декабир елан қилған язма баянатида көрситилишичә, америка һөкүмити “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қануни” ға асасән или қазақ аптоном областлиқ җ х идарисиниң сабиқ башлиқи, областлиқ һөкүмәтниң муавин башлиқи гав чи билән хитай мәркизи һөкүмити шинҗаң хизмити рәһбәрлик гурупписи ишханисиниң сабиқ муавин башлиқи ху лйәнхеға җаза йүргүзгән.

 Америка ташқи ишла министирлиқиниң баянатида, гав чи билән ху лйәнхениң һәр иккисигә “кишилик һоқуқни еғир дәпсәндә қилишқа қатнишиш, болупму шинҗаңдики уйғур вә башқа аз санлиқ милләт һәм диний гуруппиларниң халиғанчә тутқун қилинишиға қатнишиши сәвәблик 7031-маддиниң (c) тармиқиға асасән тәдбир йүргүзүлгәнлики” тәкитләнгән.

 Баянатта қәйт қилинишичә, ху лйәнхе илгири муавин мудирлиқ вәзиписини өтигән мәркизи шинҗаң хизмити рәһбәрлик гурупписи ишханиси, хитайниң 2017-йили “шинҗаңда радикаллиқни түгитиш низами” ни мақуллап, шинҗаңниң қайта тәрбийәләш арқилиқ “диний радикаллиқни түгитиш ” һәрикитиниң рамкисини түзүшкә биваситә һәм йеқиндин иштирак қилған икән. Баянатта, “бу низам хитай хәлқ җумһурийити һөкүмитиниң нәзәридә, шинҗаңниң қайта-тәрбийәләш үчүн (кишиләрни) пәрәз билән тутқун қилишиниң қануни асас яратқанлиқи” билдүрүлгән.

Байдин һөкүмитиниң бу қарари уйғур тәшкилатлириниң қарши елишиға еришмәктә. Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйсаниң 8-декабир радийомизға билдүрүшичә, бу қарар уйғурлар үчүн “тарихи әһмийәткә игә” болуп, бу байдин һөкүмитиниң уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш ирадисиниң “бошашмиғанлиқи” ни көрситидикән. Лекин долқун әйса йәнә америка һөкүмити башчилиқидики ғәрб әллирини “бу ирқий қирғинчилиқниң баш җинайәтчилири болған ши җинпиң” қатарлиқларни җазалашқа чақирди. 

Бир ишчи уйғур аптоном райони бай наһийәсидики бир көмүр канда ишләватиду. 7-январ, 2007-йили, бай
Бир ишчи уйғур аптоном райони бай наһийәсидики бир көмүр канда ишләватиду. 7-январ, 2007-йили, бай
REUTERS

Бу саһәдики нопузлуқ мутәхәссисләрниң ейтишичә, байдин һөкүмитиниң  гав чиға җаза тәдбири йүргүзүши “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири”дики дәлилләр билән зич мунасивәтлик икән. Америкадики коммунизм қурбанлири хатирә фонди” ниң алий тәтқиқатчиси, доктор  адриян зениз 8-декабир радийомизниң бу һәқтики зияритини қобул қилғанда мундақ дәйду: “шундақ, бу җаза тәдбири интайин муһим. Гав чиға қаритилған җазаниң ‛шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири‚ дики  дәлилләр билән йеқиндин мунасивити болуши мумкин”.  Доктор адриян зенизниң қәйт қилишичә, ху лйәнхе америка һөкүмитиниң уйғур районидики вәһшийлик сәвәбидин җаза йүргүзгән тунҗи хитай мәркизи һөкүмәт әмәлдари болуши билән диққәт қозғимақта икән. Адриян зениз: “ ху лйәнхе (уйғур районидики) вәһшийлик сәвәбидин җазаланған тунҗи мәркизи һөкүмәт әмәлдари. Бу қәдәм басқучлуқ ирқий қирғинчилиқниң мәсуллириниң җавабкарлиққа тартилидиғанлиқиниң интайин муһим сигнали” дәп көрсәтти.

Америка һөкүмитиниң җаза тәдбири б д т “ирқий қирғинчилиқ әһдинамиси” ниң 75 йиллиқи, лондон “уйғур сот коллегийәси” хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт садир қилғанлиқини җакарлиғанлиқиниң 2 йиллиқ хатирә оттуриға чиқти, шуниңдәк “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни етирап қилған һөкүмәт вә парламентлар 10 дин ашқан болсиму, лекин хитайни уйғур ирқий қирғинчилиқи яки инсанийәткә қарши җинайәттин тохтитишта қандақ илгириләшләрниң болғанлиқиға соал қоюлуватқан бир вақитта елан қилинди.

 Буниң алдида дуня уйғур қурултийи “уйғур ирқий қирғинчилиқ күни” мунасивити билән баянат елан қилип, хитайни җавабкарлиққа тартишта “өткән икки йилдин бери нурғун илгириләш болған болсиму, лекин хәлқара җәмийәтниң диққити азайғансери уйғур ирқий қирғинчилиқи хитай компартийәсиниң тәшвиқати астида техиму вәһший вә техиму очуқ-ашкара давамлишиватқанлиқи” ни илгири сүргән. Уйғур паалийәтчи, д у қ ниң әнглийәдә турушлуқ вәкили рәһимә мәһмут ханимниң 8-декабир радийомизға билдүрүшичә, нурғун һөкүмәтләр “ирқий қирғинчилиқ әһдинамиси”дики мәҗбурийәтләрдин қечиш үчүн уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилиштин өзини қачурмақта икән.

Шуңа һөкүмәтләрниң уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилиши йәнила муһим нуқта болуп қалған. Нөвәттә әнглийә вә германийә қатарлиқ бәзи дөләтләрдә бир қисим парламент әзалириниң һөкүмәткә уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилиши һәққидә бесим ишлитиватқанлиқи мәлум болсиму, лекин униң қанчилик үнүм бериши йәнила мәҗһулдур. Әнглийә парламенти юқири палатасиниң әзаси лорд алтон әнә шу сиясийонларниң бири. Лорд алтон 8-декабир күни елан қилған бу һәқтики видийолуқ баянатида, б д т ирқий қирғинчилиқ әһдинамиси елан қилинғиниға 75 йил болған болсиму, лекин уйғурлар йәнила бу қирғинчилиқниң қурбаниға айлиниватқанлиқини, әнглийә һөкүмитиниң уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилиши керәкликини билдүргән.

Лорд алтон мундақ дегән: “нөвәттә, шинҗаңдики уйғурлар пәрқлиқ бир милләт сүпитидә вәйран қилинмақта. Әрләр қуллуқ әмгикигә әвәтиливатиду, балилар қайта тәрбийәләш лагерлириға кирип хитай болушни өгиниватиду, аяллар мәҗбурий туғмас қилинмақта. Нурғун кишиләр кишәнлинип таяқ йемәктә вә басқунчилиққа учримақта. Бу бир милләткә қаритилған ениқ ирқий қирғинчилиқтур”.

Лорд алтонниң тәкитлишичә, әнглийә һөкүмити хитайниң “ирқий қирғинчилиқ қиливатқанлиқини хәлқара сот һөкүм қилсун” дегәнни баһанә қилмаслиқи керәк икән.

У мундақ дәйду: “шуңа мән әнглийә һөкүмитини буни ирқий қирғинчилиқ дәп елан қилишқа чақиримән. Әмма әнглийә һөкүмити бундақ қилмайду, чүнки улар сотниң қарари болуши керәк, дәйду. Лекин биз уларниң һәргиз сотниң қарариға мувәппәқ болалмайдиғанлиқини билимиз. Чүнки, хитай һәмишә өзиниң рәт қилиш һоқуқини ишлитиду. Шуңа, биз буни ирқий қирғинчилиқ, дәп җакарлиған дунядики башқа нурғун дөләтләргә охшаш айрим һәрикәт қилишимиз керәк” дегән.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйсаниң тәкитлишичә, уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитишта башқа һөкүмәтләрму байдин һөкүмитини үлгә қилип, хитай әмәлдарлириға җаза йүргүзүши керәк икән.

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатида көрситилишичә, америка һөкүмити бу қетим йәнә “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ниң алақидар маддилириға асасән, хитайниң уйғурларни йөткәп ишқа орунлаштуруш пирограммисиға қатнашқан 3 ширкитигә ембарго йүргүзгән. Баянатта, җоңляң қәнтчилик һәссидарлиқ чәклик ширкити , сичүән җиңвейда технологийә гуруһи, әнхуй шиня йеңи материял ширкәтлириниң “шинҗаң уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт билән һәмкарлишип, мәзкур райондин елип келингән уйғур, қазақ, қирғиз вә зулумға учриған башқа хәлқләрни қобул қилғанлиқи, тошуғанлиқи , тутуп турған яки мәҗбурий әмгәккә селиш үчүн қобул қилғанлиқи” билдүрүлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.