Америка вә әнглийә қатарлиқ 23 дөләт б д т да уйғурлар һәққидә ортақ баянат елан қилди
2019.10.30
29-Өктәбир күни америка, әнглийә, германийә қатарлиқ 23 дөләт бирләшкән дөләтләр тәшкилатида ечиливатқан ирқий айримичилиққа қарши туруш һәққидики 3-комитет йиғинида уйғурлар һәққидә бирләшмә баянат бәрди. Мәзкур бирләшмә баянат әнглийәниң б д т да турушлуқ әлчиси керин пийерс ханим тәрипидин оқуп өтүлди. У баянатида төвәндикиләрни деди:
“мән төвәндики 23 дөләткә вакалитән бу баянатни шәрәп билән оқуп өтмәкчимән. Улар, албанийә, австралийә, австрийә, белгийә, канада, данийә, естонийә, финландийә, фирансийә, германийә, исландийә, иреландийә, японийә, латвийә, лихштәнтәйн, литва, луксемборг, голландийә, йеңи-зеландийә, норвегийә, шиветсийә, америка вә әнглийә.
Биз 2018-йили 8-авғусттики ирқий айримичилиққа қарши туруш комитети тәрипидин ишәнчлик доклатлар асасида хитай һөкүмитиниң шинҗаң уйғур аптоном районида кәң көләмлик тутқун қилиш һәрикити йүргүзүватқанлиқи, миллий вә дини паалийәтләрни чәкләватқанлиқи вә уйғурларни асасий нишан қилған зор көләмлик назарәт вә башқа кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини йолға қойғанлиқи һәққидә оттуриға қойған әндишилиригә ортақлиқимизни билдүримиз. Биз хитайниң өзиниң дөләт қанунлири вә хәлқаралиқ қанунларға әмәл қилишини вә шундақла шинҗаң вә башқа җайларда дини етиқад әркинлики қатарлиқ кишилик һоқуқларға һөрмәт қилишқа чақиримиз. Хитай һөкүмити ирқий кәмситишкә қарши туруш комитети тәрипидин шинҗаңға мунасивәтлик берилгән 8 түрлүк тәклипни дәрһал әмәлийләштүрүши, уйғур вә башқа мусулман милләтләрни халиғанчә тутқун қилишни аяғлаштуруши керәк. юқиридики әһвалға асасән биз барлиқ дөләтләрни илтиҗа қилғучиларни кәлгән дөлитигә қайтурмаслиқ һәққидики қанун принсиплириға әмәл қилишқа дәвәт қилимиз.
Буниңдин сирт биз йәнә, хитай һөкүмитини б д т кишилик һоқуқ алий комиссари вә б д т алаһидә тәкшүргүчилириниң шинҗаң уйғур аптоном райониға тосалғусиз һалда тәкшүрүш елип беришиға йол қоюшқа чақиримиз.”
Юқиридики бу бирләшмә баянат дуня уйғур қурултийи, хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати қатарлиқ кишилик һоқуқ органлириниң күчлүк алқишиға еришти. Дуня уйғур қурултийи баянатида “биз б д т ға әза дөләтләрниң хитай һөкүмитиниң уйғурлар вә башқа мусулман милләтләрниң кишилик һоқуқиға һөрмәт қилиши вә зор көләмлик тутқунни тохтитиши үчүн көрситиватқан тиришчанлиқини алқишлаймиз” деди.
Бирақ улар йәнә, хәлқарада уйғурларниң вәзийити һәққидә әндишиләр шунчә күчәйгән болсиму, бирләшкән дөләтләр тәшкилатидин техи үнүмлүк бир нәтиҗә чиқмайватқанлиқини әскәрткән. Дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса баянатта “әсли вәзиписи мушундақ кризисларға қарши аваз чиқириш болған бирләшкән дөләтләр тәшкилатидин қаттиқ үмидсизләнгән болсақму, әмма юқириқидәк авазларниң давамлиқ көтүрүлүватқанлиқини көрүш бизгә үмид беғишлиди” дегән.
Бу йил 7-айниң 10-күни, б д т қармиқидики 22 әза дөләт бирликтә б д т кишилик һоқуқ алий комиссариға қаритип очуқ хәт елан қилип, уйғурларниң вәзийити һәққидики әндишилирини оттуриға қойғаниди. Шу қетимлиқ мәктуптиму улар хитай һөкүмитини уйғур елидики уйғур қатарлиқ мусулман милләтләргә қаратқан назарәт вә тәқибләшни вә шундақла зор көләмлик тутқунни дәрһал тохтитишқа, б д т вә башқа мустәқил тәкшүргүчиләрниң районда һәқиқий йосунда тосалғусиз тәкшүрүш елип беришиға йол қоюшқа чақирған.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай ишлири директори софи ричардсонниң радийомизға билдүрүшичә, бу нөвәтлик ортақ баянат мана бу мәктупниң б д т 'да һәрқайси дөләтләр вәкиллири қатнашқан чоң сорунда оқулуши, болуп һесаблинидикән. Софи ханим буни “бәк қалтис иш болди” дәп қаришидики сәвәбләрни төвәндикидәк изаһлиди:
“алди билән, бу дөләтләр пәқәтла мәктупни йоллап қоюп, җим олтурувалмиди. Бәлки уни йәниму кәң аммибаблаштурмақчи болди. Уни рәсмийләштүрүп, пәқәтла җәнвәдики кишилик һоқуқ кеңишидә әмәс бәлки йәниму кәң даиригә игә болған ню-йорктики омумий кеңәштә оттуриға қойди. Ундин қалса бу, бу юқиридики дөләтләрниң б д т кишилик һоқуқ комиссарлиқиниң шинҗаңни чәклимисиз һалда зиярәт қилиши үчүн давамлиқ бесим қилидиғанлиқиниң шундақла райондики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә зор көләмлик тутқунни аяғлаштуруш үчүн давамлиқ һәрикәт қилидиғанлиқиниң рошән ипадиси.”
Хитайму шу күни пакистан, русийә, мисир, сербийә, конго қатарлиқ 54 дөләт имзалиған ортақ баянатни беларусийәниң б д т турушлуқ вәкилигә оқутқан. Баянатта улар юқиридики дөләтләрни “кишилик һоқуқ мәсилисини сиясийлаштурди, хитайни очуқ-ашкара сазайи қилди” дәп тәнқидлигән.
Бүгүн йәни, 30-өктәбир күни, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси гең шуаң буниңға инкас қайтуруп “америка вә әнглийә қатарлиқ бир учум ғәрб дөләтлири шинҗаң мәсилисини баһанә қилип хитайға һуҗум қилди. Лекин шу мәйдандики 60 дин артуқ дөләт хитайниң шинҗаңдики әмәллирини қоллап, кишилик һоқуқ нами астида хитайниң ички ишлириға арилишишиға қарши турди” дегән.
Һалбуки, софи ричардсон ханим хитай һөкүмитиниң худди хитайға охшаш еғир кишилик һоқуқ мәсилиси бар дөләтләрниң ағзи арқилиқ бу баянатни беришиниң һечқандақ мәниси йоқлиғини, әксичә хитайниң өзини күлкилик орунға чүшүргәнликини билдүрди.
Софи ханимниң ейтишичә, әмдики қәдәмдә б д т ниң кишилик һоқуққа мунасивәтлик органлириниң өзи уйғур елидики уйғур қатарлиқ мусулман милләтләр йолуққан бу кризисқа қарита һәрикәткә өтүш еһтималини зор, дәп қарашқа болидикән.