“4-июн тйәнәнмен вәқәси” дин бүгүнгә нәзәр: уйғурлар йәнә хитайда демократийә болушидин үмид күтәмду?
2020.06.04

1989-Йил 6-айниң 4-күни хитайда демократийә вә адаләтни тәләп қилип партлиған оқуғучилар һәрикити қанлиқ бастурулған күн болуп, бу зор тарихий паҗиәгә 31 йил болди. Бүгүнки күндә хитайдики демократийә мәсилиси вә уйғурларниң буниңға болған көз қаришида қандақ өзгиришләр йүз бәрди? әйни чағда уйғур дияри вә чәтәлләрдә туруп хитайда демократийә болушини яқлап, хитай оқуғучилириниң һәрикитини қоллиған уйғурлар бүгүнму йәнә хитайниң демократийәлишишидин, уйғурларға мустәқиллиқ бәрмисиму әркинлик беришидин үмид күтәмду? биз бу һәқтә әйни чағда тйәнәнмендики бу вәқәләргә шаһит болған, һазир америкада яшаватқан доктор әркин сидиқ әпәнди билән голландийәдә турушлуқ паалийәтчи асийә ханимни зиярәт қилдуқ.
Доктор әркин сидиқ әпәнди “4-июн тйәнәнмен паҗиәси” йүз беришниң алди кәйнидә бейҗиңда он нәччә күн туруп қалған болуп, у бу һәқтә радийомизға өзиниң кәчмишлирини сөзләп бәрди.
Әркин сидиқ әпәндиниң ейтишичә, бу паҗиә йүз бериштин бурун у америкада туруп, хитайдики оқуғучилар намайиши тоғрулуқ хәвәрләргә һәр күни диққәт қилип турған. Бу кәң көләмлик һәрикәттин кейин хитай муқәррәр йосунда демократийәлишиш йолиға қарап маңиду дәп зор һаяҗан вә үмид билән бир нәччә айни өткүзгән.
Әркин сидиқ әпәнди америкаға қайтип кәлгәндин кейин оқуғучилар һәрикитиниң даһийлиридин өркәш дөләт, ваң дән қатарлиқлар билән көрүшкән. Әркин сидиқ әпәндиниң билдүрүшичә, у чағдики ортақ чүшәнчә хитайда демократийә болуп қалса, шәрқий түркистанниң тәқдирини шу йәрдики уйғур қатарлиқ йәрлик милләтләр өзи қарар қилиду дәйдиған чүшәнчә иди.
Әркин сидиқ әпәнди йәнә хитайдики оқуғучилар һәрикитини бастурулған 31 йиллиқ тарихқа нәзәр салғанда, хитайда демократийигә йол йоқ икәнлики, һазирқи хитай демократлириниңму уйғурларниң мустәқиллиқ мәсилисигә кәлгәндә йол қоймайдиғанлиқини, бу җәһәттә уларниң бурунқи хитай демократлириға йәтмәйдиғанлиқини, шуниң үчүн уйғурларниң өз мәсилисини чоқум өз күчигә тайинип һәл қилиши керәкликини оттуриға қойди.
Асийә ханимниң билдүрүшичә, хитай оқуғучилири демократийә тәләп қилип намайиш қилиштин 4 йил бурун, йәни 1985-йил 12-декабир уйғур оқуғучилири әркинлик, баравәрлик вә демократийә шоарини оттуриға қоюп намайиш қилған. Уйғурларниң 1989-йилдики хитай оқуғучилириниң намайишини қоллишидики сәвәб, әйни чағда пүтүн дуняда коммизим идеологийисигә вә мустәбит сотсиялизм түзүмигә қарши һәрикәт әвҗ алғаниди. Әгәр оқуғучилар һәрикити ғәлибә қазинип, хитайдики мустәбит түзүм ағдурулуп кәткән болса, бәлким уйғурларғиму совет иттипақидики милләтләрдәк өз тәқдирини өзи бәлгиләш пурсити келиши мумкин иди.
Асийә ханим “әгәр күнләрниң биридә хитайда демократийә әмәлгә ешип қалса, уйғурлар йәнә хитайлар билән биргә яшияламду?” дегән соалимизға җаваб берип мундақ деди: “хитай һазир уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватиду. Мениңчә, хитай демократийәгә маңсун, қандақ яхши бир дөләт болуп қурулсун, уйғурлар билән хитайларниң биргә яшаш йоли пүтүнләй үзүлди. Мәдәнийити, өрп-адити вә тарихий арқа көрүнүши бир-биригә түптин охшимайдиған милләтләрниң биргә яшаш имкани йоқ, шундақла мустәмликә қилинғучи милләтниң аталмиш дөләт пүтүнлүки дегәндәк мустәмликичилик идийә үчүн өзини қурбан қилиш мәҗбурийити йоқ”.
Асийә ханимниң билдүрүшичә, уйғурларға охшаш ирқий қирғинчилиққа учриған милләтләр “дуня кишилик һоқуқ хитабнамиси” вә б д т ниң мустәмликә астидики хәлқләрни қутулдуруш һәққидики 1514-номурлуқ қарариға асасән хитайдин айрилишни тәләп қилишқа тамамән һәқлиқ икән.
Анализчиларниң қаришичә, “4-июн тйәнәнмен паҗиәси” йүз берип 31 йилдин буян хитайда демократийәдин чөчүш, демократийәни тилға алмаслиқ яки уни хитайчә демократийә дәп бурмилаш асаслиқ еқим болуп қалған болуп, пуқралириниң еңиғиму “хитай аввал ғәрб әллиридәк тәрәққий қилиши керәк”, “хитай пуқралири қалақ, уларға демократийә мас кәлмәйду” дегәндәк идийәләр сиңдүрүлгән. Һалбуки, ши җинпиң тәхткә чиққандин кейин хитай демократийәлишиш йолиға әмәс, мустәбит солчиллиқ, чоң милләтчилик, җаһангирлик йолиға маңған.