Қазақистанлиқ 4 уйғур яш бирақла дуня чемпийони болди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2021.12.16
Түркийәдә чемпийон болған қазақистанлиқ тәнһәрикәтчиләр тренерлири билән. 2021-Йил декабир, түркийә.
RFA/Oyghan

Бир нәччә күндин буян болупму иҗтимаий таратқуларда түркийәниң анталия шәһиридә өткән тәнһәрикәтниң универсал, йәни йәкмуйәк елишиш түри бойичә төт нәпәр қазақистанлиқ уйғур яшниң, шу җүмлидин аллияр қәмирдиноф, рәвқәт зерипоф, турғанҗан расул вә илһам ғаппарофларниң биринчиликкә елишип, дуня чемпийони болғанлиқи һәққидә хәвәрләр тарқалғаниди.

Бу уйғур яшлири қайтип кәлгәндә көп санда уйғур айродромға чиқип, дақа-думбақларни челип өз миллитидин чиққан бу дуня чемпийонлири қарши алди.

Түркийәдә откән дуня мусабиқиси җәрянида қазақистан маһирлири хатирә сүрәттә. 2021-Йил декабир, түркийә.
Түркийәдә откән дуня мусабиқиси җәрянида қазақистан маһирлири хатирә сүрәттә. 2021-Йил декабир, түркийә.

8-Декабирдин 12-декабиргичә давам қилған мәзкур мусабиқигә 10-11, 14-17 вә 18-20 яшлар әтрапидики тәнһәрикәтчиләр қатнашқан болуп, әнә шулар қатарида қазақистандин барған 4 уйғур яш дуня чемпийони болғаниди.

Биз түркийәниң анталия шәһиридә өткән дуня йәкмуйәк елишиш мусабиқисидә алтун медалға еришип, чемпийон болған төт нәпәр қазақистанлиқ уйғурдин аллияр қәмирдиноф вә уларниң тренери өмәрҗан идиллайефни зиярәт қилдуқ.

Аллияр қәмирдиноф радийомиз зияритини қобул қилип, мундақ деди: “тәнһәрикәткә болған иштияқни мәндә мәрһум дадам долқун ойғатти. Мени қолумдин йетәкләп алмута шәһири қайрат йезисиға орунлашқан ‛нийәт‚ тәнһәрикәт мәһкимисигә елип барди. Шу күндин мушу күнгичә идиллайеф өмәрҗан дилмурат оғли мәшиқләндүрүп кәлмәктә. 8-13-Декабир күнлири арилиқида түркийәниң анталия шәһиридә өткән хәлқара мусабиқидә аммибаб күрәш бойичә йәкмуйәк елишип, дуня чемпийони аталдим. Пурсәттин пайдилинип, устазим һәм тренерим идиллайеф өмәрҗан акамға вә мени һәр даим қоллап-қуввәтләйдиған юртдашлирим һәм қериндашлиримға өз миннәтдарлиқимни изһар қилимән. Мән дуня чемпийони болуп, вәтиним қазақистанниң байриқини егизгә елип чиққинимдин вә өзүмниң уйғур хәлқиниң бир пәрзәнти болушумдин пәхирлинимән”.

Түркийәдә чемпийон болған қазақистанлиқ тәнһәрикәтчиләрни күтүвалған көрүнүш. 2021-Йил декабир, түркийә.
Түркийәдә чемпийон болған қазақистанлиқ тәнһәрикәтчиләрни күтүвалған көрүнүш. 2021-Йил декабир, түркийә.

Алмута вилайити уйғур наһийәсиниң долата йезисида 2002-йили дуняға кәлгән аллияр долқун оғли қәмирдиноф шу йезидики оттура мәктәпни тамамлиған. Андин у алмутадики қазақ тәнһәрикәт вә саяһәтчилик академийәсигә оқушқа чүшүп, бүгүнки күнгичә шу йәрдә билим тәһсил көрүватмақта.

Биз юқирида исми аталған алмута шәһиридики “нийәт” тәнһәрикәт кулубиниң шагиртлири болған төт нәпәр дуня чемпийонлириниң тренери өмәрҗан идиллайефни зиярәт қилдуқ.

Өмәрҗан идиллайеф 1984-йили алмута вилайити уйғур наһийәсиниң ават йезисида туғулуп, шу йезидики һезим искәндироф намидики оттура мәктәпни тамамлиған. Андин у алмута шәһиридики тәнһәрикәт университетиға оқушқа кири, тәнһәрикәтниң йәкмуйәк түри бойичә узун йиллар шуғулланған һәмдә җумһурийәтлик вә дуня мусабиқилиригә қатнишип, чемпийон аталған.

Өмәрҗан идиллайеф әпәнди зияритимизни қобул қилип, өзиниң 2008-йилдин буян “нийәт” тәнһәрикәт кулубида тренер болуп ишләп, бу җәрянда 150тин ошуқ тәнһәрикәт маһирлирини, шу җүмлидин төт-бәш хәлқара чемпийонларни тәйярлиғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди. “2009-йили асия мусабиқисигә бардуқ. Ғаппароф илһам вушу-санда, йәни чамбашчилиқ бойичә 2-орун, ғопурова фариңиз 3-орун алди. Бу йили сентәбирдә йәкмуйәк елишиш бойичә қазақистан мусабиқисидә төт балимиз чемпийон болди”.

Өмәрҗан идиллайеф мушу йили сентәбирдә ташкәнттә өткән мәркизий асия мусабиқисидиму өз шагиртлириниң яхши нәтиҗиләргә еришип, бу қетим түркийәдә болидиған дуня мусабиқисигә яхши тәйярлиқлар билән кәлгәнликини оттуриға қойди.

Өмәрҗан идиллайеф түркийәдә өткән мусабиқигә 34 мәмликәттин 400 дин ошуқ тәнһәрикәтчиниң, шу җүмлидин қазақистандин 50 әтрапида тәнһәрикәтчиниң қатнашқанлиқини, улардин 12 синиң, шу җүмлидин 8 уйғурниң чемпийонлуқ вә башқа нәтиҗиләрни алғанлиқини билдүрди. Әнә шуларниң ичидики 4 нәпири дуня чемпийонлири болғаникән. Униң ейтишичә тиҗарәтчи, җамаәт әрбаби тиләпҗан бавудун оғли йүсүпоф башқуруватқан “нийәт” тәнһәрикәт кулубида 150 кә йеқин яш тәрбийәлинип келиватқан болуп, у келәчәктә уларниң йәниму чоң утуқларға еришидиғанлиқиға ишәнч билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.