Д у қ баянат елан қилип, пүтүн дунядики уйғурларни “5-феврал ғулҗа вәқәси” ниң 24 йиллиқини хатириләшкә чақирди
2021.02.02
Дуня уйғур қурултийи “5-феврал ғулҗа вәқәси” ниң 24-йиллиқи мунасивити билән мәхсус мәтбуат баянати елан қилип, һәр қайси дөләтләрдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлирини, сиясий паалийәтчиләрни вә барлиқ уйғурларни 5-феврал ғулҗа вәқәси тоғрисида һәр хил паалийәтләрни уюштурушқа вә бу арқилиқ шеһитларға болған һөрмәт вә садақитини ипадиләшкә чақирди. Қурултай елан қилған мәтбуат баянатида 1997-йилидики уйғурларниң наразилиқ намайиш һәрикитини “ғулҗа инқилаби” дәп атиған.
Баянатта мунулар дейилгән: “әзиз қериндашлар, вәтинимиз шәрқий түркистанниң йеқинқи заман тарихидики зор сиясий һадисиләрниң бири һесабланған вә 1997-йили йүз бәргән 5-феврал ғулҗа инқилабиниң 24-йиллиқ хатирә күни келиш алдида турмақта. Бу мунасивәт билән биз 5-феврал инқилаби җәрянида миллитимизниң әркинлики вә азадлиқи үчүн әзиз җанлирини пида қилған қәһриман шеһитлиримизға, ғазийлиримизға чоңқур һөрмитимизни вә чәксиз сеғинишимизни билдүримиз!
Бүгүн уйғурлар мәсилисиниң хәлқаралиқ зор бир мәсилигә айлиниши әнә шу вәтән ичидики қәйсәр хәлқимизниң төлигән еғир бәдәллириниң, һаяти бәдилигә елип барған тинимсиз күрәшлириниң, зулумға вә өлүмгә тиз пүкмәйдиған шанлиқ роһиниң биваситә мәһсули вә нәтиҗисидин ибарәт! шуниң үчүнму миллитимизниң һөрлүки, әркинлики вә азадлиқи үчүн әзиз җанлирини пида қилған қәһриманлиримизни қәлбимиздә әбәдий яшнитиш, уларниң күрәшчан ирадиси вә миллий роһиға варислиқ қилиш болса муһаҗирәттә яшаватқан пүтүн шәрқий түркистанлиқларниң миллий вә виҗдани бурчидин ибарәт!
5-Феврал ғулҗа инқилабидин буян муһаҗирәттики пүтүн тәшкилатлиримиз, сиясий паалийәтчилиримиз вә авам хәлқимиз бу шәрәплик күнни һәрхил наразилиқ паалийәтлири арқилиқ кәң көләмдә изчил хатириләп кәлгән идуқ, әпсуски хитайниң вухән шәһиридин пүтүн дуняға ямриған корона вабаси кәлтүргән интайин пайдисиз шараит вә һәрқайси әлләрдә йолға қоюлуватқан еғир карантин тәдбирлири сәвәбидин өткән йилдин буян кәң көләмдә намайиш вә хатириләш паалийәтлири өткүзүштин мәһрум қалдуқ, бу җәрянда көплигән қериндашлиримиз корона вируси сәвәбидин һаятидин айрилди яки бу ниҗис кесәлликкә гириптар болди!
Әмма, шундақтиму биз шараитимиз яр бәргән вә өзлиримиз туруватқан дөләтләрниң қанун-түзүмлири йол қойған даирә ичидә 5-феврал ғулҗа қирғинчилиқиниң 24-йиллиқини хатириләшкә вә бу арқилиқ әзиз шеһитлиримизға болған һөрмәт вә садақитимизни намаян қилишқа ғәйрәт қилишимиз лазим”.
Дуня уйғур қурултийи баянатида пүтүн дунядики тәшкилат вә авам хәлқни өзлири туруватқан дөләтләрниң шәрт-шараити яр бәргән асаста 5-феврал ғулҗа қирғинчилиқиниң 24-йиллиқини хатириләшкә чақирип мунуларни тәкитлигән: “дуня уйғур қурултийи 5-феврал ғулҗа қирғинчилиқиниң 24-йиллиқи мунасивити билән тор арқилиқ мәхсус муһакимә вә хатириләш йиғини уюштурмақчи, башқа тәшкилатлиримиз вә паалийәтчилиримизниңму һеч болмиғанда ялғуз кишилик намайишларни вә тор йиғинлирини өткүзүшини, сиртқа чиқиш имканийити болмиған қериндашлиримизниңму өйлиридә шеһитлиримизниң роһиға атап дуа-тилавәт өткүзүш арқилиқ өзлириниң миллий мәҗбурийитини ада қилишини үмид қилимиз.
Әзиз қериндашлар, әйни чағда қәйсәр ғулҗа хәлқи нөлдин төвән 30 гирадуслуқ қәһритан соғуққа вә мустәбит хитай һакимийитиниң милтиқ-зәмбирәклиригә писәнт қилмай мәрданиләрчә көкрикини керип мәйданларға төкүлүп, өзлириниң әркинлик вә һөрлүккә болған тәшналиқини вә өзлиригә пүтмәс-түгимәс балайиапәтләрни елип кәлгән таҗавузчи хитай һакимийитигә болған наразилиқлирини намаян қилишқаниди, шуңа биз муһаҗирәттә яшаватқан шәрқий түркистанлиқлар вәтән ичидики батур әзимәтлиримизниң қәһриманлиқ җасаритидин өрнәк елип, езиливатқан вә қириливатқан хәлқимизниң дат-пәрядлирини дуня җамаәтчиликигә туйғузуш үчүн техиму зор пидакарлиқ көрситишимиз лазим! пүтүн әзиз шеһитлиримизниң роһи шад болсун!”.
. Дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса әпәнди дуня уйғур қурултийиниң қурулған күндин тартип ‛5-феврал ғулҗа вәқәси‚ни хатириләшкә алаһидә әһмийәт берип келиватқанлиқини, шуңа бу йилму ‛корона вируси‚ хәвпигә қаримастин тәдбир алған һалда дуняниң һәр қайси җайлирида һәр хил паалийәтләрниң өткүзүлидиғанлиқини баян қилди.
Мәлум болушичә ғулҗа яшлири әнә шу йилларда җәмийәттә ямриған зәһәрлик чекимликни чәкләш үчүн мәшрәп паалийәтлирини кеңәйткән вә бу мәшрәптин тәһдит һес қилған хитай даирилири мәшрәптә йетәкләш роли алған диний затларни тутқун қилған. Буниңға наразилиқ билдүрүш үчүн бир гуруппа яш намайиш қилған. Мәзкур намайишини бастурушта хитай даирилири сотсиз етиветиш, халиғанчә тутқун қилиш вә түрмиләрдә қейин-қистаққа елиштәк дөләт зораванлиқини қолланған. Немә үчүн хитай бундақ қаттиқ қоллуқ билән бастурди? әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институти мудири истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди буниң сәвәблири һәққидә тохталди.
Доктор әркин әкрәм әпәнди шәрқий түркистанниң һәммила йеридә шеһит қанлири барлиқини, өз вәтининиң әркинлики үчүн җенини пида қилған шеһитларни хатириләшниң һәр уйғурниң миллий вә диний бурчи икәнликини тәкитлиди.
1997-Йили “5-феврал ғулҗа вәқәси” тоғрисидики синалғу көрүнүши түркийәдики а т в қанилида көрситилгәндин кейин түркийәниң истанбул вә әнқәрә шәһәрлиридә миңлиған киши қатнашқан наразилиқ намайишлири өткүзүлгәниди. Дуняда уйғур мәсилисигә болған көңүл бөлүш күчәйгәниди. Буниңға җаваб бериш үчүн истанбулда шәрқий түркистан миллий мәркизи қурулған. Шәрқий түркистан вәхпиниң сабиқ рәиси һамутхан гөктүрк әпәнди “5-феврал ғулҗа вәқәси” ниң шәрқий түркистан дәвасини түркийәдә юқири пәллигә көтүргәнликини, дәваниң хәлқаралишишиини тезләткәнликини баян қилди.