“5-феврал ғулҗа вәқәси” дә һаятидин айрилғанлар һәққидә әслимиләр (1)
2021.02.02
Зубәйрә шәмсидин: 1997-йилдики “5-феврал ғулҗа вәқәси” дики бастуруш вә аилимизниң паҗиәси
1997-Йили 2-айниң 5-күни ғулҗидики уйғур яшлири хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинған мәшрәп әзалирини қоюп беришини тәләп қилип намайиш қилған болуп, бу намайиш хитай аманлиқ күчлири тәрипидин қанлиқ бастурулғаниди.
Америкадики уйғур паалийәтчилиридин “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” ниң тәтқиқатчиси зубәйрә шәмсидин ханим радийомиз зияритини қобул қилип, 1997-йили йүз бәргән “5-феврал ғулҗа вәқәси” вә униңдин кейинки тутқун һәм бастурушларниң уларниң аилисигә кәлтүргән паҗиәлик қисмити вә буниң өзиниң кейинки һаят мусаписидә көрсәткән тәсирини аңлатти.
Зубәйрә ханимниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити 1997-йили 5-феврал ғулҗа яшлириниң тинчлиқ билән елип барған намайишини бастуруш билән биргә намайиштин кейинму узун бир мәзгил ғулҗа шәһиридә зор бир түркүм уйғур яшлирини тутқун қилған. Зубәйрә шәмсидинму икки иниси вә нәврә инисидин айрилип қелиштәк паҗиәгә учриған
Униң билдүрүшичә, әйни чағда хитай даирилириниң 5-фералдин кейин ғулҗида елип барған бастуруш қилмишлири вә тутқунлири бир йилчә давамлашқан. Униң иниси абдураззақ шәмсидин, 1998-йили ғулҗида қолға елинип 1999-йили сиясий җинайәт артилип муддәтсиз кесилгән. У, һазир үрүмчи 1-түрмисидә қамақлиқ икән. Йәнә бир иниси сәдирдин шәмсидин, 98-йили 6-айда суйиқәст қилип өлтүрүлгән. Униң нәврә иниси һәммат муһаммәт 1998-йили, 4-айниң 18-күни ғулҗида йүз бәргән уйғур яшлирини қораллиқ бастурған тоқунушта шеһит болғаникән.
Зубәйрә ханим йәнә, 1997-йилидики “ғулҗа вәқәси” хитайниң шәрқий түркистандики уйғурларға қаратқан сияситиниң бурулуш нуқтиси болуп қалғанлиқини тәкитлиди. Униң билдүрүшичә “шуниңдин бери хитай һөкүмити уйғурларниң һәрқандақ шәкилдики намайишлирини чекидин ашқан күч билән бастурушни давамлаштуруп кәлмәктә. ( Аваз)
Униң тәкитлишичә, хитайниң 1997-йилдики “ғулҗа вәқәси” гә қайтурған тинчлиқ намайишни қанлиқ бастуруштәк бу хил инкаси нурғун йиллардин кейинму, дуняниң хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистандики сиясий нийитини чүшиништә һалқилиқ рол ойнап кәлмәктикән.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.