“5-феврал ғулҗа вәқәси” дә һаятидин айрилғанлар һәққидә әслимиләр (2)

Мухбиримиз меһрибан
2021.02.04
“5-феврал ғулҗа вәқәси” дә һаятидин айрилғанлар һәққидә әслимиләр (2) Хитай һөкүмити 1997-йили 5-феврал күни, ғулҗа яшлириниң тинч йол билән елип барған намайишини қанлиқ бастурған.
Yettesu

“5-феврал ғулҗа вәқәси” дә қорғаста тутқун қилинип өлүмгә һөкүм қилинған 7 қәһриман

1997-Йили хитай һөкүмити тәрипидин қанлиқ бастурулған “5-феврал ғулҗа вәқәси” 24 йил өткән бүгүнки күндиму чәт әлләрдики уйғур тәшкилатлири вә уйғур җамаити тәрипидин хатирилинип кәлмәктә.

Муһаҗирәттә яшаватқан уйғурлардин радийомиз зияритини қобул қилған мәрһаба ханимниң әслимә қилишичә, у илгири вәтән зияритидә болғинида, қорғас қошериқ йезисиниң шәрқий тәрипидики дөңлүккә җайлашқан кичик қәвристанлиқни көргән.

Униң билдүрүшичә, бу қәвристанлиққа 1997-йили йүз бәргән “5-феврал ғулҗа вәқәси” дә хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинип өлүмгә һөкүм қилинған 7 нәпәр уйғур яш дәпнә қилинған болуп, йәрлик уйғурлар тәрипидин “7 қәһриманниң зараткарлиқи” дәп атилидикән.

Хитайниң 1997-йилидики һөкүмәт хәвәрлири вә чәт әлләрдики уйғур тәшкилатлири вә бир қисим шаһитлар елан қилған доклат-язмилардин мәлум болушичә, 1997-йили 2-айниң 5-күни ғулҗа яшлириниң дәпсәндә болуватқан һәқ-һоқуқлирини қайтурвелишни тәләп қилип тинч йол билән елип барған намайиши қанлиқ бастурулғандин кейин, пүткүл или вилайитидә чоң тутқун башланған.

Шу қетимлиқ тутқунда қорғас наһийәсидинму зор түркүмдә уйғур яшлири тутқун қилинған. “5-феврал вәқәси” йүз берип икки йилдин кейин, йәни 1999-йили 1-аниң 25-күни қорғас наһийисидә 37 нәпәр уйғур яш үстидин сот ечилған. Мәлум болушичә, шу күни абдушукур нуруллам, һәсәнҗан мусаҗан, нурмәмәт исмаил, аблимит мәмәт, аблиз осман қатарлиқ йәттә яшқа өлүм җазаси берилип, улар шу күни етип ташланған. Хитай һөкүмити тәрипидин етиветилгән бу 7 нәпәр уйғур яшниң мейити қорғастики сақчи даирилириниң назаритидә мәҗбурий һалда қорғас наһийәси қошериқ кәнтиниң күн чиқиш тәрипидики янбулақ йолиниң бойиға көмүветилгән вә бу қәбристанлиқини хәлқиниң йоқлишини қаттиқ чәклигән.

Мәрһаба ханимниң билдүрүшичә, у қорғаста зиярәттә болған мәзгилләрдә, йәрликләр униңға йәнә гәрчә һөкүмәт бу дөңлүктики қәбриләрни йоқлашни чәклигән болсиму, әмма йәрликтики уйғурларниң бу қәбристанлиқини йошурунчә йоқлайдиғанлиқини, бу дөңлүктә һәр йили яз пәслидә рәңгарәң гүлләрниң ечилип кетидиғанлиқини ейтип бәргән

Мәрһаба ханимниң билдүрүшичә, у 2016-йили ахирқи қетим вәтән зияритидә болғинида мәзкур дөңлүкниң түзливетилгәнликини көргән болуп, тонушлири униңға кейинчә һөкүмәт даирилириниң “мәзкур дөңлүк йолға тоғра кәлип қалди” дегән баһанида түзливәткәнликини сөзләп бәргән икән

Материяллардин мәлум болушичә, әйни чағда қорғаста 37 нәпәр уйғур үстидин ечилған сотта даириләр йәнә пәрһад моллахун, һәсәнҗан мәмәт исимлик икки яшни мудәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилған. Нәби мәмәт, әркин әмәт, мәмәтҗан абдуреһмлар 20 йиллиқтин қамақ җазасиға, қалғанлириниң һәммиси 20 йилиқтин төвән қамақ җазасиға һөкүм қилинған.

“канада шәрқий түркистан җәмийити” ниң башлиқи туйғун әпәнди зияритимизни қобул қилип, гәрчә хитай һөкүмити “5-феврал вәқәси” гә аит учурларни чәкләп, вәқә һәққидә сөзләшни, 5-феврал қурбанлириниң қәврисини йоқлашни чәклигән болсиму, әл қәлбиниң сеғинишини вә әслишини тусуп қалалмиғанлиқини, уларниң варислириниң бүгүнки күндә дуняниң һәрқайси җайлирида уларниң арманлири үчүн көрәш қиливатқанлиқини билдүрди.

Туйғун әпәнди зияритимиз ахирида йәнә дуня уйғур қурултийиниң “5-феврал ғулҗа вәқәси” ниң 24 йиллиқини хатирләш чақириқиға асасән “канада шәрқий түркистан җәмийити” ниң 5-феврал күни канаданиң торунто, мелборни, ванковер қатарлиқ бирқанчә шәһридә “5-феврал ғулҗа вәқәси” ни хатирләш намайиши өткүзүлидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.