Алмутада 5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи хатириләнди
2025.02.04

3-Феврал күни алмутаниң “ақбулақ” ресторанида 1997-йили йүз бәргән “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ниң 28 йиллиқиға беғишланған хатириләш мурасими өткүзүлди. Мурасимни дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики вәкиллири уюштурди.
Хатириләш мурасимиға риясәтчилик қилған дуня уйғур қурултийиниң әзаси рәһим мәнсуроф мәзкур йиғилишниң асасий сәвәби вә мәқситини чүшәндүрүп өтти. У ғулҗа вәқәсини хатириләшкә беғишланған паалийәтләрниң дуняда һәр хил шәкилләрдә өткүзүлүп келиватқанлиқини, шу җүмлидин қазақистанда нәзир шәклидә уюштуруватқанлиқини билдүрди.
Азадлиқ вә әркинлик үчүн қурбан болған шеһитләргә атап қуран тилавәт қилинғандин кейин рәһим мәнсуроф қазақистандики уйғурларниң уйғур дәвасини йүргүзүшкә бир мунчә шараитларниң бар икәнликини тәкитләп, мундақ деди: “ана вәтинимиз үчүн узун йиллардин буян вәтән дәвасида меңиватқан қериндашлирим. Һәр даим мушундақ һармай-талмай өз ишимизни елип маңсақ нур үстигә нур болиду дәймән. Һәммимизгә мәлум, һазир йәршарида нурғунлиған өзгиришләр болуватиду. Буларни билип турсақму, бизниң сиясийон қәһриман ака һәр вақитта йүз бериватқан сиясәтләрни тоғра чүшәндүрүватиду.”
Шуниңдин кейин сөзгә чиққан дуня уйғур қурултийиниң баш мәслиһәтчиси, сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди ғулҗа қирғинчилиқиниң келип чиқиш сәвәблири, униң тарихий әһмийити, дуня вәзийити, болупму америка, русийә вә хитай мәмликәтлири арисидики мунасивәтләр, коммунист хитай һакимийитиниң қирғинчилиқ сияситиниң бүгүнму уйғур елидә давам қиливатқанлиқи, дуня уйғур қурултийиниң кейинки вақитлардики паалийити һәққидә тәпсилий доклат қилди.
Қәһриман ғоҗамбәрди ғулҗа вәқәсиниң тарихий әһмийитини чүшәндүрүп, мундақ деди: “биринчи, бу ғәпләт уйқуда ятқан уйғур миллитиниң ғурурини, сунмас ирадисини намаян қилди. Уйғур миллитиниң бешини егип ятмайдиғанлиқини, мустәқиллиқ үчүн күрәш қилидиғанлиқини намаян қилди. Иккинчи, ғулҗа вәқәсидә пүткүл дунядики, биринчи нөвәттә, инсан һоқуқи тәшкилатлири вә дөләтләр қизиқишқа һәм чәт әлгә қечип чиққанларға панаһ берилишқа башланди.”
Алмутида өткән ғулҗа вәқәсигә беғишланған хатириләш мурасимида сөзгә чиққан дуня уйғур қурултийи рәисиниң орунбасари әркин әхмәтоф вә дуня уйғур қурултийи мәбләғ фонди рәисиниң орунбасари турсунҗан сайитоф қурултай фондиниң бүгүнки әһвали, рәһбәрлик, вәкиллик һәққи, уйғур бәдәл һәққи мәсилилири һәққидә өз пикир-тәклиплирини оттуриға қойди.
Радийомиз зияритини қобул қилған дуня уйғур қурултийиниң вәкили, алмута вилайитиниң қизилтуғ йезисиниң турғуни фармен тайипоф әпәнди мундақ деди: “бүгүнки паалийәттә хәлқимизниң бешиға чүшкән еғир синақлар, шу җүмлидин ғулҗа қирғинчилиқиниң савақлири йәнә бир қетим аңлитилди. Ғулҗа вәқәси йүз берип, мана 28 йил өтсиму хәлқимизниң көз йеши техила қурумиди. Барин, ғулҗа, үрүмчи вәқәлири уйғур хәлқиниң азадлиққа, әркинликкә болған тәшналиқиниң, өзлириниң инсаний һоқуқлирини қоғдашқа болған интилишиниң мисали, хәлқимизниң қәһриманлиқиниң, чидамлиқниң үлгиси дәп һесаблаймән. Бизниң һазирқи вәзипимиз мушу тарихларни, мушу паҗиәләрни аһалә арисида, болупму яшлиримиз арисида тәшвиқ қилиш дәп ойлаймән. Сөзгә чиққан тонулған сиясәтшунас, тарихчи қәһриман ака ғоҗамбәрди вә башқиму сәпдашлиримиз бүгүнки хәлқара вәзийәт, дуня уйғур қурултийиниң қиливатқан ишлири һәм келәчәктики вәзипилири, қазақистандики уйғурларниң алдида турған вәзипиләр һәққидә орунлуқ тәклипләрни бәрди. Мән пүткүл уйғур хәлқигә бәхт-тәләй тиләймән.”
Ғулҗа вәқәсигә беғишланған хатирә мурасимида сөзгә чиққан дуня уйғур қурултийиниң башқиму вәкиллири вә меһманлар қазақистандики уйғурларниң әһвали, уйғур аммиви тәшкилатлириниң паалийити, бирлик, иттипақлиқ һәққидә өз пикирлирини баян қилди.
Зияритимизни қобул қилған дуня уйғур қурултийиниң алмута вилайитиниң уйғур наһийәсидики вәкили сәйдалим амутоф әпәнди қәһриман ғоҗамбәрдиниң ғулҗа вәқәси, дуня вәзийити, дуня уйғур қурултийиниң паалийити һәққидә һәққаний вә тәсирлик мәлумат бәргәнликини оттуриға қоюп, мундақ деди: “һазирқи вәзийәттиму коммунист ши җинпиңниң уйғурларға, йәни шәрқий түркистанлиқ башқиму мусулман милләтлиригә қиливатқан таҗавузчилиқи һәддидин ешип кетиватқанлиқини наһайити чоңқур чүшәндуқ. Наһайити еғир әһвалда қеливатқан хәлқимизгә қәлбимиз ечишиду. Амал йоқ, қолимиздин келидиған ишнила қилалаймизкән. Мән вәтинимизниң сиртидики уйғурларниң бирлишишини үмид қилимән. Балилиримизни сәвийәлик қилип оқутушқа бәл бағлисақ наһайити яхши болиду. Бөлүнүп кәткән тәшкилатларниң һәммисини бир йәргә йиғип, бирликтә болушиға һәрикәт қилишни арзу қилимән. Биз, қазақистандики уйғурлар вәтинимизниң азадлиқини наһайити халаймиз. Вәтинимиз азад болғучә биз бу яқта тилимизни, динимизни, өрп-адәтлиримизни, кимликимизни сақлап қелиш үчүн һәрикәтни һеч қачан тохтатмаймиз”.
Игилишимизчә, муһаҗирәттә яшаватқан уйғурлар билән бир қатарда қазақистандики уйғурларму һәр йили уйғур елидә йүз бәргән түрлүк вәқәләрни хатириләп, өзлириниң һесдашлиқини билдүрүп кәлмәктә. Улар шуниңдәк дуня уйғур қурултийини мәниви һәм маддий қоллап қуввәтлимәктә.