“5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ню-йорктики б д т баш шитаби алдида намайиш арқилиқ хатириләнди

Мухбиримиз әзиз
2023.02.07
new-york-5-fewral-namayish-1.jpg “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ни хатириләш йүзисидин ню-йорк шәһиридики бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш штаби алдида өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2023-Йили 5-феврал.
Photo: RFA

Муһаҗирәттики уйғурлар һәр йили түрлүк паалийәтләр арқилиқ хатириләп келиватқан хатирә күнләрниң бири “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” һесаблиниду. Чүнки бу қирғинчилиқ уйғур дияридики бастурушниң бир қетимлиқ бурулуш нуқтиси болуп, уйғурлар тәшкиллигән тинч намайишниң қораллиқ бастурушқа дуч келидиғанлиқини ашкара җакарлиған иди. Чүнки 1997-йили 5-феврал күни қолида төмүрниң сунуқиму йоқ йүзлигән уйғур яшлири ғулҗа шәһириниң чоң кочисида коллектип намайиш қилип, хитай һөкүмитиниң “мәшрәп” паалийитини чәклигәнлики һәмдә бир түркүм уйғур яшлирини бигунаһ қолға алғанлиқиға наразилиқ билдүргән. Әмма бу хил тинч шәкилдики тәләп қоюш һәркитини “дөләт һакимийитини ағдуруп ташлаш урунуши” дәп хуласилигән хитай һөкүмити қораллиқ сақчи қисимлири вә мунтизим армийә арқилиқ бу яшларға оқ чиқарған. Шуниң билән биргә намайиш бастурулғандин кейин өйму-өй адәм тутуп, ғулҗаниң бүгүнки заман тарихидики әң зор бир қетимлиқ бастурушни әмәлгә ашурған. Аридин узун өтмәй бир қисим яшларни өлүмгә вә еғир қамаққа һөкүм қилған. Бир қисим шаһидлар “аз дегәндиму миңдин артуқ уйғур тутқун қилинди. Йүздин артуқ адәм етип ташланди” дәп қарайдиған бу һадисә, уйғур һазирқи заман тарихида “5-феврал қирғинчилиқи” дәп аталған иди.

“5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ни хатириләш йүзисидин ню-йорк шәһиридики бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш штаби алдида өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2023-Йили 5-феврал.

2023-Йилидики “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ни хатириләштики бир муһим паалийәт 5-феврал күни нйо-йорк шәһридики бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш шитаби алдида өткүзүлди. Дуня уйғур қурултийи, уйғур һәркити тәшкилати, уйғур академийиси қатарлиқ тәшкилатлар бирликтә уюштурған бу намайишта ай-юлтузлуқ көк байрақ вә “5-феврал қирғинчилиқи” дики бир қисим шаһидларниң баш сүрәтлири алаһидә намайән қилинди. Намайишқа йәнә җәнубий моңғулийә мустәқилчилири вә бир қисим йәһуди тәшкилатлириниң вәкиллириму қатнашти.

Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин рәиси елшат һәсән алди билән сөз елип, “5-феврал қирғинчилиқи” ниң арқа көрүнүши һәққидә қисқичә мәлумат бәрди. Шундақла “биз бу мәйданда уйғурларниң әркинлики вә шәрқий түркистанниң мустәқиллиқини тәләп қилимиз” деди.

Шуниңдин кейин уйғур академйәисиниң рәиси доктур решат аббас, уйғур паалийәтчилиридин турди ғоҗа, абдулһәким идрис, арслан һидайәт қатарлиқлар сөз елип, бу қирғинчилиқниң өзлири, шуниңдәк уйғур җәмийити үчүн немиләрдин дерәк беридиғанлиқи һәққидә сөз қилди. Шуниң билән биргә б д т дин һелиму давам қиливатқан уйғур қирғинчилиқини тохтитиш, хитай һөкүмитиниң җавабкарлиқини сораққа тартиш, әйни вақитта натсистлар германийәсини күчләндүргәнгә охшаш хитайниң фашистик тәбиитини күчәйтидиған сода вә мәбләғ селиш паалийәтлиригә чәк қоюш, хитай һәққидики хам хияллардин ойғинишни тәләп қилди.

“5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ни хатириләш йүзисидин ню-йорк шәһиридики бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш штаби алдида өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2023-Йили 5-феврал.

Нутуқ паалийитидин кейин намайишчилар “уйғурларға әркинлик”, “уйғурлар адаләт изләйду”, “лагерлар тақалсун”, “шәрқий түркистанға әркинлик” дегәндәк мәзмунда шоар товлиди.

Намайишниң иккинчи басқучида намайишчилар хитайниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида даимий турушлуқ вәкилләр өмики бинаси алдиға топланди. Бу җайдиму хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруши, уйғурларниң қирғинчилиққа учриши қатарлиқ реаллиқ һәққидә нутуқлар сөзләнди. Шуниңдәк хитай һөкүмитигә қарши шоарлар товланди.

Намайиштин кейин илшат һәсән айрим зияритимизни қобул қилип, бу намайишни б д т бинаси алдида орунлаштурушта уйғурларниң авазини аңлитиш, шуниңдәк уйғур қирғинчилиқиға болған диққәтни қозғаш мәқсәт қилинғанлиқни алаһидә тәкитлиди.

Илшат һәсәнниң билдүришичә, бу хилдики намайишлар ялғуз шеһидләрни хатириләштин башқа йәнә яшларни тәрбийәләштиму муһим әһмийәткә игә икән. Шуңа у шараити яр бәргән уйғурларниң һәммисигә өз қәһриманлирини ядлаш мәҗбурийити артилған, дәп қарайдиғанлиқини алаһидә тилға алди.

Бу йилқи “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ни хатириләш паалийити дуняниң һәрқайси җайлирида, җүмлидин америка, канада, германийә, түркийә қатарлиқ дөләтләрдики бирқанчә шәһәрдиму өткүзүлди. Америка пайтәхти вашингтон шәһридики уйғур тәшкилатлириму охшимиған шәкилләрдә бу күнни хатирилиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.