амстердам вә карлсрухе шәһәрлиридиму "5-июл үрүмчи қирғинчилиқи" ни хатириләп намайишлар елип берилди

«5-ئىيۇل ئۈرۈمچى قىرغىنچىلىقى» نىڭ 13 يىللىقىنى خاتىرىلەش مۇناسىۋىتى بىلەن ئېلىپ بېرىلغان نامايىشتىن كۆرۈنۈش. 2022-يىلى 5-ئىيۇل، ئامستېردام، گوللاندىيە.
"5-июл үрүмчи қирғинчилиқи" ниң 13 йиллиқини хатириләш мунасивити билән елип берилған намайиштин көрүнүш. 2022-йили 5-июл, амстердам, голландийә. (RFA/Ekrem)

0:00 / 0:00

д у қ хадимлириниң бәргән мәлуматлириға асасланғанда, "5-июл үрүмчи қирғинчилиқи" ниң 13 йиллиқини хатириләш мунасивити билән дуняниң һәрқайси әллиридики 30 дин артуқ шәһәрдә 2-июлдин 5-июлға қәдәр һәрхил көләмдә намайишлар елип берилған. 5-июл күни германийәниң мюнхен шәһридиму намайиш елип берилған иди. шу күни йәнә германийәниң карлсрухе шәһиридиму 6 тәшкилатниң бирләшмә намайиши болуп өткән.

«5-ئىيۇل ئۈرۈمچى قىرغىنچىلىقى» نىڭ 13 يىللىقىنى خاتىرىلەش مۇناسىۋىتى بىلەن ئېلىپ بېرىلغان نامايىشتىن كۆرۈنۈش. 2022-يىلى 5-ئىيۇل، ئامستېردام، گوللاندىيە.

карлсрухе шәһиридин бизни мәлумат билән тәминлигән әнвәр әһмәт әпәндиниң билдүрүшичә, намайишқа уйғурлар вә германлардин сирт, украиналиқларму қатнашқан. у бу қетимқи намайишниң җушқун кәйпиятта өткәнликини әскәртти.

5-июл күни йәнә голландийәниң амстердам шәһиридики дам мәйданида намайиш өткүзүлгән. хитайниң җаза лагерлиридики тутқунларниң кейимлиригә охшаш мәһбуслуқ кейимлирини кийгән вә қоллирида ай-юлтузлуқ көк байрақларни көтүргән уйғурлар бу ават саяһәт мәркизидики кишиләрниң диққитини җәлп қилған.

«5-ئىيۇل ئۈرۈمچى قىرغىنچىلىقى» نىڭ 13 يىللىقىنى خاتىرىلەش مۇناسىۋىتى بىلەن ئېلىپ بېرىلغان نامايىشتىن كۆرۈنۈش. 2022-يىلى 5-ئىيۇل، كارلسرۇخې، گېرمانىيە.
"5-июл үрүмчи қирғинчилиқи" ниң 13 йиллиқини хатириләш мунасивити билән елип берилған намайиштин көрүнүш. 2022-йили 5-июл, карлсрухе, германийә. (RFA/Ekrem)

дам мәйданидики намайишқа қатнашқан җаза лагери шаһиди қәлбинур сидиқ ханим амстердамдики намайиш һәққидә бизни қисқичә мәлумат билән тәминлиди. униң билдүришичә, бу қетимқи намайишни көплигән кишиләр көзәткән вә уйғурлар һәққидә түрлүк соалларни сорашқан.

мәлум болушичә, явропадики уйғурлар топлишип олтурақлашқан көплигән шәһәрләрдә 2-июлдин 5-июлға қәдәр һәрхил көләмдә намайишлар елип берилған.

«5-ئىيۇل ئۈرۈمچى قىرغىنچىلىقى» نىڭ 13 يىللىقىنى خاتىرىلەش مۇناسىۋىتى بىلەن ئېلىپ بېرىلغان نامايىشتىن كۆرۈنۈش. 2022-يىلى 5-ئىيۇل، كارلسرۇخې، گېرمانىيە.