6-Июл қәшқәр һейтгаһ намайишиниң сири йешилмәктә

Мухбиримиз гүлчеһрә
2021.07.12
6-Июл қәшқәр һейтгаһ намайишиниң сири йешилмәктә Хитай сақчилириниң кочида пуқраларни тутқун қилиш көрүнүши. 2009-Йили июл, қәшқәр.
Oqurmen teminligen

2009-Йили 26-июн күни шавгуәндә йүз бәргән хитайларниң уйғур ишчиларға һуҗум қилиш, уруп өлтүрүш вә яриландуруш вәқәси мәсилисидә һөкүмәт тәрәпниң буни адил биртәрәп қилишини тәләп қилиш үчүн 5-июл ялғуз үрүмчидила намайиш партлиған болмастин, бәлки 6-июлда қәшқәр һейтгаһ мәйданидиму уйғур яшлириниң намайиш елип барғанлиқи вә охшашла бастурулғанлиқи мәлум иди. Әпсуски қәшқәрдики бу намайиш өз вақтида пәқәт иҗтимаий таратқуларда ашкариланған бир қанчә парчә сүрәт вә қисқа учур биләнла чәкләнгән болғачқа ахбаратлардинму йәр алмиғаниди.

“5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 12 йиллиқи хатирилиниватқан бир пәйттә, қәшқәрдә йүз бәргән мәзкур намайишниң тәпсилатиму су йүзигә чиқмақта.

Намайишчиларни тутуш үчүн қәшқәр һейтгаһ әтрапидики орда алди мәһәллисигә йиғилған хитай сақчилири. 2009-Йили июл, қәшқәр.
Намайишчиларни тутуш үчүн қәшқәр һейтгаһ әтрапидики орда алди мәһәллисигә йиғилған хитай сақчилири. 2009-Йили июл, қәшқәр.

Хитай һөкүмити қораллиқ сақчи вә һәрбий қисимлирини ишқа селип, үрүмчидә 2009-йили 5-июл намайишини қаттиқ бастурғандин кейин, 6-июл күни, уйғурларниң бу намайишиға сәвәб болған “26-июл шавгуән вәқәси “ни адил бир тәрәп қилиш тәлипигә җаваб беришкә мәҗбур болған. Буниң үчүн әйни вақиттики уйғур аптоном райони рәиси нур бәкрини телевизийә нутқи сөзләткән.

Нур бәкри мундақ дегән: “26-июн вәқәси типик аммиви бихәтәрлик делоси, әмма дөләт ичи вә сиртидики үч хил күчләр буниңдин яман ғәрәздә пайдилинип, амалиниң баричә җуңго компартийәси вә һөкүмитигә һуҗум қилди. Һәқиқәтни билмәйдиған кишиләрни қутритиш арқилиқ намайиш елип барди. Милләткә еғир зиян салди. Иттипақлиқ инақлиқ вә муқимлиқни бузди “.

Хитай һөкүмити үрүмчидики намайишниң характерини” еғир дәриҗидики бузуп-чеқиш, көйдүрүш җинайити “дәп бекитип, үрүмчидики намайишқа қатнашқан, уни көргән вә башқа өзи гуманлиқ дәп қариған уйғурларға қарита кәң көләмлик тутқунни башлиған. Дәл бу пәйттә уйғурларниң мәдәнийити вә тарихиниң символлуқ мәркизи һесаблинидиған қәшқәрниң һейтгаһ мәйданиға уйғур яшлири йиғилип намайиш елип барғанлиқи вә узун өтмәй бастурулғанлиқи шу күнләрдә уйғурлар ишлитидиған бирқисим торларда қисқа учурлар арқилиқ тарқалди вә кейин тосуветилди. Уйғур көзәткүчиләр қәшқәрдики вәқәни ениқлаш вә айдиңлаштурушни тәшәббус қилип кәлгән болсиму, хитайниң бу һәқтики учурларни пүтүнләй қамал қилиши сәвәблик бу һәқтә мәлумат йоқ дейәрлик болғачқа, қәшқәрдә 2009-йили 6-июлда немиләр йүз бәргәнлики һазирға қәдәр дуняға тонулмай кәлгәниди.

Йеқинда бу һәқтә өзиниң қәшқәрдики вәқәни өз көзи билән көргәнлики һәққидә учур йәткүзгән, фәйсибокта” һеким салам “тәхәллуси қолланған бир яш бу һәқтә бизни мәлуматлар билән тәмин әтти.

Әйни чағда униң алий мәктәптин тәтил қилип қәшқәргә қайтип кәлгән мәзгили болуп, қәшқәр һейтгаһ йенидики базарниң иккинчи қәвитигә җайлашқан дуканда аилисигә ярдәмлишиватқан мәзгили икән. Бу дуканниң балкони дәл һейтгаһ җамәсигә қарайдиған болуп у шу күнидә йүз бәргән намайиш вә униң бастурулуш җәрянини ениқ көргән һәтта телефонда ведийоғиму еливалғаникән.

Мухбир: 2009йили 5-июл үрүмчидә, 6-июл қәшқәрдә намайиш болидиғанлиқидин хәвириңиз бармиди?

Шаһит: бар иди, кю кю торида 5-июл үрүмчидә намайиш болғанлиқи һәққидә хәвәр таралғандин кейин, давамлиқ түрдә-6 июл қәшқәрдә намайиш болидиғанлиқи һәққидә учур тохтимай тарқилип турғаниди.

Мухбир: һейтгаһта 6-июл намайиш болдиму? у җайда немиләр йүз бәрди?

Шаһит: 7-айниң 6-күни қәшқәр шәһириниң вәзийити кәскин, һәр йәрдә сақчи машинилири, қораллиқ хитай әскәрлирини тошуйдиған машинилар уяқтин-буяққа меңип һәйвә көрситип айлинип йүрәтти.

Чүшкә йеқин һейтгаһ мәйданға йиғилған яшларниң сани мениң тәхминимчә 100-200 әтрапида. . . Улар “. . . Қоюп бәрсун! . .” дәп варқирап шоар товлиди. Вараң-чуруң болғачқа башқа йәнә немә дегәнликини ениқ аңқиралмидим. . .

Мухбир: бу намайиш қанчә узун давам қилди?

Шаһит: узун болмиди. Бир дәмдин кейинла һейтгаһ мәйданиниң алдидики чоң йолға сақчи машинилири вә калтәк тоқмақ, қораллиқ җабдунған хитай әскәрлири йеғип кәтти. Бу, қораллиқ сақчилар қандақтур буйруқ күтүп тутушуватқаниди. Йиғилған уйғур яшлири намайишини давамлаштурувәрди. Туюқсиз қаттиқ варқириған бир аваз аңланди, бәлким “тутуңлар!” дегән буйруқ берилгән болуши мумкин. Шу яшлар топиниң йенида йеқин турған пуқрачә кийингән сақчилар актип башламчилиқ қиливатқан яшларни туюқсиз йәргә йиқитип қолини кәйнигә қилип бағлиди. Буйруқ авази билән тәң, қораллиқ сақчи вә һәрбийләр яшлар топиға йопурулуп кәлди. Қачалиған яшлар һейтгаһ җамәсиниң йенидики кочиларға қарап қечишти, тутулғанларни машиниға селип әп кетишти, андин кейинла нәччә үсти очуқ козуплуқ машинида қораллиқ әскәрләрни арқа-арқидин тошуп әкелип һейтгаһ мәйданни толдурди.

Мухбир: һейтгаһ җамәси бәкму ават бир җай, вәқә чүштә болғаникән, әтрапта адәм хели коп болуши керәк, уларничу, сақчилар уларни қандақ қилди?

Шаһит: җамәниң ичидики намаз оқушқа киргән кишиләрни чиқириветип ишикигә қулуп салди, шу әтраптики пүтүн дуканларға кирип, дукандарларни дуканлирини тақап өйгә кетишкә буйруқ қилди.

Шу әснада бизму дуканни йеғип өйгә қайтишқа мәҗбур болдуқ.

Мухбир: үрүмчи намайиши болуштин илгирила хитай даирилириниң бастуруш тәйярлиқи көргәнлики мәлум, сизниңчә һейтгаһ мәйданидики намайиштин даириләрниң хәвири бармиду?

Шаһит: униң алдида 7-айниң 5-күни үрүмчидики намайиш хәвири тарқалғандин кейин, қәшқәрдики яшларниңму һейтгаһ мәйданда йиғилип намайиш қилидиғанлиқи кию-кию топлиридин тарқилип йүргәнликини көргәнидим.

Мениңчә әйни вақитта һөкүмәт шу ишлардин башлиништин бурунла хәвәр тапқан вә алдини алалайтти. Әмма бу хитай һөкүмитиниң мәқсити ениқла униң алдини елиш әмәс, суни лейитип белиқ тутуш, қәстән шу уйғур яшларниң йиғилишқа йол қоюп, шуни баһанә қилип нурғун бигунаһ уйғурларни тутуп түрмигә солап йоқитиш. Чүнки мениң ениқ көргиним, яшлар топиға яндин пуқрачә кийингән сақчиларни орунлаштурғаникән. Шуниң өзила мәқсәтлик вә пиланланғанлиқиға купайә.

Мухбир: вәқәдин кейин қәшқәр вәзийитидә өзгириш болдиму?

Шаһит: шу күни кечисидин башлап қәшқәр шәһиридә кәң-көләмлик тутқун қилиш башланди. Кечидә сиртта йүргән кишиләрни, меһмандарчилиқ үчүн топланған кишиләрни, шу күнки йиғилишқа қатнашқан вә әтрапта шу ишларни көзитиватқан камераға чүшүп қалғанларни өйлиридин тутуп әп чиқип кетипту дәп аңлидуқ. Бизниң мәһәллидики бир достимизму шу күни шу яшларниң намайишни көрүш үчүн һейтгаһ әтрапида туруптикән уму хели бир вақитқичә дәккә-дүккә ичидә йүргәниди.

Мухбир: сиз алған видийо қандақ болди?

Шаһит: мән шу видийони таки алий мәктәпкә оқушқа маңған вақитқичә компютеримда сақлиғантим, кейинчә телефон тәкшүрүш, компютер тәкшүрүш башланғандин кейин юювәткәнидим. Есимгә кәлгәнлири мушу.

Уйғур көзәткүчиләрдин абдувәли аюп өзиниң 2014-йили тутқун қилинғанда, әйни вақитта, йәни 2009-йили-6 июлда қәшқәр һейтгаһта йүз бәргән яшлар намайишида тутулуп, кесилгән вә җаза муддитини түгәткәндин кейинму йәнә қайта тутулғанлар билән бир түрмидә ятқанлиқини билдүрди.

Бәзи мәнбәләрдин 5-июл үрүмчидә намайиш йүз бериштин аввал хитай һөкүмити бир қисим ахбарат васитилирини үрүмчигә тәклип қилғанлиқи мәлум. Үрүмчидики вәқәниң салмиқи бир қәдәр зор вә хитайниң уни бастурушта қолланған пәвқуладдә қаттиқ васитилири дуняни һәйран қалдурған. Униң үстигә, 5-июлға улинип, үрүмчидә уйғур аяллириниң наразилиқ намайиши, хитайларниң уйғур мәһәллилиригә һуҗум қилиш вәқәси дегәндәк, бир қанчә күнгичә давамлашқан әгәшмә вәқәликләр үрүмчини пүтүн мәтбуатларниң асаслиқ диққәт мәркизигә айландурған. Буниң билән 2009-йили 6-июлда қәшқәр һейтгаһ мәйданида йүз бәргән вәқәликләр сир болуп кәлгән.

Абдувәлиниң қәйт қилишичә, қәшқәрдин ибарәт уйғурлар зич олтурақлашқан символлуқ бир шәһәрдә, болупму 5-июл үрүмчидики намайиш қанлиқ бастурулғандин кейин униң әтисила қәшқәр яшлириниң давамлиқ намайиш елип бериши кичик вәқә әмәс иди. Әмма хитайниң үрүмчидики бастурушдин кейинла учур вә ахбаратниң қамал қилиниши билән бу вәқә көп билинмигәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.