“5-июл қирғинчилиқи” ниң 12 йиллиқи мунасивити билән түркийәниң 4 шәһиридә түрлүк паалийәтләр өткүзүлди
2021.07.06
5-Июл күни түркийә пайтәхти әнқәрә, коня, қәһраманмараш вә кастамону қатарлиқ шәһәрлиридиму “5-июл қирғинчилиқи” ниң 12 йиллиқи мунасивити билән түрлүк паалийәтләр өткүзүлди.
Түркийә пайтәхти әнқәрәниң мәркизигә җайлашқан зафәр каршиси рәсим көргәзмә залида “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 12 йиллиқи мунасивити билән рәсим көргәзмиси ечилди. Мәзкур рәсим көргәзмисигә “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” билән уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити әкс әттүрүлгән 110 парчә рәсим қоюлған. Рәсим көргәзмисиниң ечилиш мурасимиға бу көргәзмини уюштурған маарип вә мәдәнийәт төрә җәмийити рәиси ишил исгин ханим, тонулған обзорчи профессор күршат зорлу әпәнди башта көп санда аммивий тәшкилат мәсуллири, “ийи” партийә парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди, мустәқил парламент әзаси үмид өздағ әпәндиләр қатнашти.
Парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди ечилиш мурасимида зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “мәлум болғинидәк, бундин 12 йил бурун шәрқий түркистанниң үрүмчи шәһридә хитай қериндашлиримизни қәтли қилди. Бу қирғинчилиқни хатирләш үчүн бүгүн зафәр чаршисидики рәсим көргәзмиси залида бир көргәзмә ечилди. Бу рәсимләрни көргән вақтимизда шәрқий түркистанда зулумниң изчил һалда давам қиливатқанлиқини, күнсайин күчийиватқанлиқини көрүвалалаймиз. Бүгүн америка башчилиқидики нурғун дөләтләр бу һәқтә қарар мақуллап, хитай ширкәтлиригә қарши тәдбир еливатқанда түркийә һөкүмити йәнила сүкүттә. Мән бир парламент әзаси болуш сүпитим билән һөкүмәтни уйғур қериндашлиримизға игә чиқишқа чақиримән.”
Бу көргәзмини ачқан ишил исгин ханим көргәзмә тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи әкс әттүрүлгән рәсимләрни қойдуқ. Биз зулумни әмәс, шәрқий түркистаннниң мустәқил болған күнлири әкис әттүрүлгән рәсимләрни көргәзмә қилишни арзу қилимиз.”
5-Июл күни түркийә пайтәхти әнқәрә шәһиридә “5-июл қирғинчилиқи” ни хатириләш үчүн рәсим көргәзмиси өткүзүлүпла қалмай, шу күни йәнә түркийәниң коня шәһридиму ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлгән. Султан сатуқ буғрахан вәхписи коня шөбисиниң рәиси абдуләхәт удун әпәнди бу һәқтә мәлумат бәрди.
Булардин сирт түркийәниң шәрқий-җәнуп райониға җайлашқан қәһраманмараш шәһридиму “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” мунасивити билән ахбарат елан қилиш паалийити өткүзүлгән. Мәзкур паалийәткә шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлиридин сирт түрк тәшкилатлириму қатнашқан. Султан сатуқ буғрахан вәхписиниң қаһраманмараш шөбиси рәиси зикруллаһ әпәнди бу һәқтә мәлумат бәрди.
Уйғур оқуғучилар әң көп болған шәһәрләрдин бири түркийәниң кастамону шәһридур. Мәзкур шәһәрдики оқуғучилар ахбарат елан қилиш йиғини чақирип, “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ни хатирлигән. Кастамону университети магистер оқуғучиси сүбһинур өмәр ханим бу һәқтә мәлумат бәрди.
Түркийәниң пайтәхти әнқәрәдә ечилған рәсим көргәзмисигә, “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” билән уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити әкс әттүрүлгән рәсимләрдин сирт ирақ, қирим вә хоҗаелидики түркләр дучар болуватқан бесим сиясити әкс әттүрүлгән рәсимләрму қоюлған. Бу паалийәтни уюштурған 44 тәшкилаттин тәркип тапқан мунбәр 4-айниң 12-күни әнқәрә улус мәйданида ахбарат елан қилиш йиғини чақирип хитайни уйғурларға елип бериватқан ирқий қирғинчилиқни дәрһал тохтитишқа чақирған иди.