5-Июл күни явропаниң лондун, берн, карлисрухе шәһәрлиридиму хитайға қарши намайиш өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2021.07.06
london-5-iyul-namayish-2.jpg

“5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 12 йиллиқини хатириләш мунасивити билән әнглийә пайтәхти лондон шәһиридә өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2021-Йили 5-июл.

london-5-iyul-namayish-1.jpg

“5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 12 йиллиқини хатириләш мунасивити билән әнглийә пайтәхти лондон шәһиридә өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2021-Йили 5-июл.

shiwetsariye-bern-5-iyul-namayish-2.jpg

“5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 12 йиллиқини хатириләш мунасивити билән шиветсарийәниң пайтәхти берн шәһиридә өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2021-Йили 5-июл.

shiwetsariye-bern-5-iyul-namayish-1

“5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 12 йиллиқини хатириләш мунасивити билән шиветсарийәниң пайтәхти берн шәһиридә өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2021-Йили 5-июл.

germaniye-karlisruxe-5-iyul-namyish-2.jpg

“5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 12 йиллиқини хатириләш мунасивити билән германийәниң карлисрухе шәһиридә өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2021-Йили 5-июл.

germaniye-karlisruxe-5-iyul-namyish-1.jpg

“5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 12 йиллиқини хатириләш мунасивити билән германийәниң карлисрухе шәһиридә өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2021-Йили 5-июл.

“5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 12 йиллиқи мунасивити билән дуняниң һәрқайси җайлирида хитайға қарши намайишлар елип берилди.

5-Июл күни д у қ ниң чақириқиға бинаән “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 12 йиллиқини хатириләш мунасивии билән дуняниң һәрқайси җайлирида һәрхил көләмдә намайишлар өткүзүлгән иди. Шу күни әнгилийә пайтәхти лондун шәһридиму намайиш елип бәрилған. Д у қ лондун ишханисиниң мудири рәһимә ханим бу һәқтә зияритимизни қобул қилғанда бу намайишқа уйғурлар, тибәтләр, хоңкоңлуқларниң қатнашқанлиқини әскәртти.

5-Июл күни шиветсарийәниң пайтәхти берн шәһридиму намайиш өткүзүлгән. “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң шаһидлиридин бири, һазир шиветсарийәдә яшаватқан уйғур зиялиси һәбибуллаһ изчи бу һәқтә мәлумат берип, намайишниң қизғин кәйпият ичидә давам қилғанлиқини тилға алди. Шиветсарийәдики “уйғурларға адаләт” тәшкилатиниң рәиси доктур абдушүкүр абдурешитму берндики намайиш тоғрисида тохтилип өтти. Бу намайишқа иштирак қилған шиветсарийәдики уйғур зиялийлиридин гүлнар мәмтимин ханимму намайиш тоғрисида өз тәсиратлирини ипадә қилди.

5-Июл күни йәнә германийәниң карлисрухе шәһридиму кәң көләмлик намайиш елип берилған. Намайиш мәйданидин зияритимизни қобул қилған карлисрухе шәһридики уйғур зиялийси әнвәр әһмәт әпәндиниң билдүрүшичә, бу намайишқа хәлқара кәчүрүм тәшкилати, хәлқара кишилик һоқуқни қоғдаш мәркизи, тәһдит астидики хәлқләр тәшкилати қатарлиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң шу райондики вәкиллириму қатнашқан һәмдә нутуқлар сөзләп, хитай һакимийитиниң шәрқий түркистандики зулумлирини қаттиқ әйиблигән.

Д у қ рәһбәрлириниң билдүрүшичә, бу йилқи “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 12 йиллиқини хатириләш намайиши бирла күндә 20 дин артуқ дөләттики 30 дин көп шәһәрдә елип берилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.