17-өктәбир норвегийә уйғур комитети вә уйғур әдлийә архип амбириниң уюштуриши, д у қ ниң қоллиши, норвегийә парламентидики 4 партийәниң һәмкарлишиши билән норвегийә парламентида җаза лагерлири тоғрулуқ гуваһлиқ бериш йиғини өткүзилидиғанлиқи мәлум болди.
франсийәдин лагер шаһити гулбаһар хативаҗи һәмдә гулбаһар җелилова, шиветсийәдин лагер шаһити сайрагүл савутбай, голландийәдин лагер шаһити өмәр бекали вә қәлбинур сидиқ қатарлиқ 5 нәпәр лагер шаһити һәмдә "уйғур сот коллегийәси" ниң баш сотчиси җеффирий найис вә коммунизим қурбанлири фондиниң тәтқиқатчиси доктур адриян зенз қатарлиқларниң бу гуваһлиқ йиғиниға қатнишидиғанлиқи елан қилинди.
бу қетимқи лагер шаһитлириниң норвегийә парламентидики гуваһлиқи немә үчүн муһим?
норвегийәдики д у қ иҗраийә комитетиниң муавин рәиси сәмәт абла әпәнди бу суалимизға җаваб бәргәндә, мубада бу гуваһлиқтин кейин норвегийә парламенти уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилса, буниң әтраптики қошна дөләтләргиму тәсир көрситидиғанлиқини тилға алди.
"уйғур әдлийә архип амбири" ниң мудири, норвегийә уйғур комитетиниң рәиси бәхтияр өмәр әпәнди бу хусуста зияритимизни қобул қилғанда, бу қетимқи гуваһлиқниң норвегийә тарихидики зор һадисә икәнликини, бу гуваһлиқниң норвегийәниң уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилишиниң дәсләпки тәйярлиқ басқучи икәнликини ипадә қилди. у йәнә норвегийә парламентиниң ирқий қирғинчилиқ қарариниң қошна дөләтләргә көрситидиған тәсириниму әскәртти.
голландийәдики лагер шаһити қәлбинур сидиқ ханим бу һәқтә тохталғанда, бу муһим гуваһлиқ йиғиниға норвегийәдики барлиқ уйғурларниң қатнишишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
лагер шаһити гулбаһар хативаҗи болса, өзиниң бу қетимқи гуваһлиқ йиғиниға қатнишиштики мәқситиниң хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзиватқан ирқий қирғинчилиқ сияситини норвегийә һөкүмити вә парламентиға техиму илгирилигән һалда аңлитиштин ибарәт икәнликини баян қилди. лагер шаһити сайрагүл савутбайму мәзкур гуваһлиқ арқилиқ норвегийәниң хитай сияситиға тәсир көрситиш мумкинлики тоғрисида өз қарашлирини ипадиләп өтти.