2023-Йиллиқ “йәттә дөләт гуруһи” мәҗлисидә уйғурлар мәсилиси күнтәртиптин орун алди

Мухбиримиз әзиз
2023.04.19
Antony-Blinken-g7-2.jpg G7 Ташқи ишлар министирлири йиғининиң гуруппа сүрити. 2023-Йили 17-апрел, токйо, японийә.
AP

Дуня вәзийитидә көп қирлиқ җиддий өзгиришләр көрүлүватқанда “йәттә дөләт гуруһи” ниң ташқи ишлар министирлири 16-апрелдин 18-апрелғичә японийәдә 2023-йиллиқ йиғинни чақирди. Йиғинда мәзкур гуруһқа әза болған һәрқайси дөләтләр өзлири үчүн ортақ хәвпсизлик мәсилисигә айлиниватқан темилар бойичә кәң-кушадә пикир алмаштурди һәмдә бәзи мәсилиләрдә пикир бирлики һасил қилди. Болупму хитай вә русийә түпәйлидин хәлқара вәзийәттә көрүлүватқан бәзи җиддий мәсилиләр йиғин җәрянида нуқтилиқ муһакимә қилинди.

Бу қетимқи йиғин аяғлашқандин кейин һәрқайси ахбарат васитилириниң әң зор диққитини қозғиған бир нуқта улар бирликтә имза қоюп елан қилған қошма баянат һесаблиниду. “ню-йорк вақти гезити” ниң 19-апрелдики обзор мақалисидә көрситилишичә, бу қетим елан қилинған баянат “толиму күчлүк рәвиштә хитай вә русийәгә қарши мустәһкәм болған йеңи бирликниң һасил болғанлиқи” ни намаян қилған. Қошма баянатта ениқ қилип “биз дуняви өзгиришләргә қарита коллектип һәрикәттә болуш, очуқ вә әркин болған хәлқара тәртипни һимайә қилиш, шуниңдәк бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) әһдинамисигә һөрмәт қилиш тоғрисидики мәҗбурийәтләрни толуқ иҗра қилидиғанлиқимизни йәнә бир қетим җакарлаймиз. Ортақ һалда кишилик һоқуқ вә адаләтни бәрпа қилиш саһәсидә давамлиқ йетәкчилик рол ойнаймиз” дейилди. Шуниң билән биргә русийәниң украинаға таҗавуз қилиши, хитайниң кишилик һоқуқ саһәсидики дәпсәндичилик қилмишлири кәскин тәнқидләнди. Шу қатарда бу мәсилә айрим орун елип: “биз хитайниң мәлум болуватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидин давамлиқ әндишә қиливатимиз. Җүмлидин шинҗаң вә тибәттики вәзийәт шундақ болуватиду. Биз хитай һөкүмитини хәлқараға бәргән қануний вәдисини әмәлдә көрситишкә чақиримиз” дегән қурлар шәклидә җакарланди. Бу қетимқи йиғин җәрянида японийә ташқи ишлар вәзири йошимаса хаяши (Yoshimasa Hayashi) мухбирларға сөз қилип: “биз русийәгә қарши җаза тәдбирини иҗра қилиш, шуниңдәк русийәни үчинчи бир дөләт арқилиқ һәрбий қорал билән тәминләшкә чәк қоюш мәсилисидә зич һәмкарлишишқа келиштуқ” деди.

Америка ташқи ишлар министири антоний биллинкен(Antony Blinken) әпәнди G7 ташқи ишлар министирлири йиғинидин кейин өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилмақта. 2023-Йили 18-апрел, токйо, японийә.
Америка ташқи ишлар министири антоний биллинкен(Antony Blinken) әпәнди G7 ташқи ишлар министирлири йиғинидин кейин өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилмақта. 2023-Йили 18-апрел, токйо, японийә.
AP

Йиғин җәрянида хитайниң җәнубий хитай деңизи тәвәсидики зомигәрлики тәнқидлинип “хитайниң җәнубий деңизда зомигәрлик қилишиниң һечқандақ қануний асасий мәвҗут әмәс” дәп көрситилди. Бу һәқтики мухбирларни күтүвелиш йиғинида хитай һәққидә қандақ музакириләрниң болғанлиқи америка ташқи ишлар министири антони билинкен әпәндиниң баянлиридин мәлум болди. У бу һәқтики мухбирларни күтүвелиш йиғинида һазир көплигән дөләтләрниң хитай билән сиясий, иқтисад вә һәрбий саһәләр бойичә охшимиған мунасивәтләрдә болуватқанлиқини, шу қатарда “йәттә дөләт гуруһи” ға әза бир қисим дөләтләрниң рәһбәрлири йеқинқи мәзгилләрдә бейҗиңға зиярәткә барғанлиқини тилға елип: “хитайниң тәңсиз сода паалийәтлири пүтүн дуня мәнпәәт елип келиватқан хәлқара тәртипни бузушқа йочуқ ечиватиду. Биз бирликтә хитайға шуни ениқ җакарлаймизки, тәйвәнниң нөвәттики әһвалини өзгәртиш йолидики һәрқандақ урунушқа биз бирликтә қарши туримиз” деди.

“японийә вақти” гезитиниң 19-апрелдики хәвиридә ейтилишичә, японийә ташқи ишлар вәзири йошима бу һәқтә қилған сөзидә: “йәттә дөләт башлиқлири оттурисидики барлиқ асаслиқ пикир ихтилаплириға хатимә берилди. Йиғинға қатнашқан министирлар оттурисидики һәмкарлиқ вә бирлик буниңдин илгири задила көрүлүп бақмиған бир сәвийәдә оттуриға чиқти” дегән. Обзорда буниңдики асаслиқ сәвәб қатарида хитайниң тәйвәнгә һуҗум қилиши йеқин кәлгүсидә худди русийәниң украинаға һуҗум қилишидәк бир һадисә болуп қелиштин әндишә қилиш хаһиши икәнлики тәкитләнгән. Шуниңдәк хитайниң нөвәттики иқтисадий вә һәрбий тәһдитлириниң бу хил пикир бирликини әң тез сүрәттә әмәлгә ашурған муһим амил икәнликини әскәрткән.

Бу қетимқи қошма баянат елан қилинғандин кейин хитай һөкүмити буниңға дәрһалла инкас қайтурди. “йәр шари вақти гезити” ниң 19-апрелдики обзорида ейтилишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқи бу баянатни “толиму көрәңлик, ян бесиш вә дөлитимизгә қарши зәһәрлик сөз-ибариләргә орун бериш билән характерлиниду” дәп көрсәткән. Шуниңдәк бир қисим җайларда тездин “японийәгә қарши намайишларниң барлиққа кәлгәнлики” ни буниңға дәлил қилған. Обзорниң ахирида болса “бу һал америка башчилиқидики сиясий-җуғрапийәлик қоралниң оттуриға чиқиши” дәп хуласә чиқирилған.

Бу қетимқи қошма баянат елан қилинғандин кейин муһаҗирәттики уйғурлар буниңдин аз-тола үмидниң шолисини көргәндәк болди. Бу һәқтә радиомизниң зияритини қобул қилған “уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши” ниң директори мәмәт тохти бу баянаттики ибариләрниң өзлири күткәндәк күчлүк шәкилдә оттуриға қоюлмиғанлиқини тәкитләйду. Униң қаришичә, “йәттә дөләт гуруһи” намидин тарқитилған мушундақ бир баянатта уйғурлар һәққидә сөз болушниң өзи бир түрлүк иҗабий һадисә.

“йәттә дөләт гуруһи” 1975-йили қурулған хәлқаралиқ һөкүмәтләр бирлики болуп, униңға америка, канада, әнглийә, фирансийә, германийә, италийә вә японийә қатарлиқ йәттә дөләт муқим әза һесаблиниду. явропа иттипақи болса “санақта аталмас әза” сүпитидә мәзкур тәшкилатқа қошулған. “йәттә дөләт гуруһи” дуня нопусиниң 10 пирсәнтини тәшкил қилидиған болуп, дуня миллий ишләпчиқириш омумий қиммитиниң 43 пирсәнтини игиләйду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.