“CGTN” қанили хитайниң уйғур дияридики мазарлиқларға бузғунчилиқ қилмиғанлиқини илгири сүрди
2020.01.23
CNN Телевизийәси йеқинда уйғур елидики қәдимий мазарлиқларниң қаттиқ вәйранчилиққа учраватқанлиқи һәққидә бир мәхсус хәвәр тарқатқан иди. CNN Телевизийәси бу программисида мушу саһәдә издиниватқан тәтқиқатчилар вә гугул хәритисидә тартилған сүрәтләрни анализ қилип, уйғур елида йеқинқи икки йил ичидә 100 дин ошуқ қәдимий мазарлиқ вәйран қилинғанлиқини билдүргән иди. CNN Телевизийәси бу программисида йәнә лондонда яшайдиған уйғур зиялийлиридин әзиз әйса әлкүн әпәндини зиярәт қилған болуп, әзиз әйса дадиси әйса абдулла 2017-йили 11-айда вапат болғанда йәрликкә қоюлған шаяр мазарлиқиниң түзливетилгәнликини, һазир бу мазарлиқниң гугул хәритисидин көрүнмәйдиғанлиқини ейтқан. У йәнә өзиниң аилиси биләнму алақиси кесилгәнликтин дадисиниң мазарлиқиниң қәйәргә йөткәлгәнликидинму хәвәр алалмайватқанлиқини ейтқан.
Нәтиҗидә хитайниң һөкүмәт авази болған “йәршари вақти гезити” вә хитай мәркизи теливизийәсиниң чәтәлләргә қаратқан тәшвиқат апарати болған “CGTN” тор телевизийәси 13-январ күни дәрһал буниңға қарши бир видийо ишләп тарқатти. Униңда CNN телевизийәсигә һәмдә униңда гуваһлиқ бәргән әзиз әйсаға һуҗум қилди.
“CGTN” өз хәвиридә әзиз әйсаниң ақсудики аписи һәпизәм хенимни вә сиңлисини екранға чиқарған. “CGTN” мухбирлири бу вийдейолуқ хәвиридә “улар бизгә әзиз әйсаниң дадисиниң қәбрисини көрситип қойди,” дәп баян қилиду.
Әзиз әйса радийомизниң зияритини қобул қилип, өзиниң “CGTN” ниң аталмиш бу видийосини көрүшкиму тақәт қилалмиғанлиқини, чүнки униңда аписиниң шундақ сөзләрни қилишқа мәҗбурланғанлиқини көрүшкә йүрики чидимиғанлиқини баян қилди.
Әзиз әйсаниң бизгә ейтишичә, у икки күндин кейин җасаритини йиғип ахири бу видийони көргән. Видийода әзиз әйсаниң аписи үстигә номур қоюлған бир қатар қәбриләрниң ичидин 47 дәп номур йезилған бир қәбрә алдида туруп, мана мушу қәбриниң мәрһум әйса абдулланиң қәбриси икәнликини илгири сүриду. Момай йәнә кона қәбристанлиқниң ямғур яғсила еқип кетидиғанлиқини, һөкүмәт көңүл бөлүп бу йеңи қәбриләрни ясап бәргәнликини дәйду. Әзиз әйса болса аписиниң намәлум йәрдики, үстидә номурдин башқа һечнимиси болмиған бир қәбрини көрситишкә мәҗбур болғанлиқини ейтип, “бу көрүнүш һечнимини испатлиялмайду,” деди.
CNN Телевизийәсиниң мухбири мәт риверс әйни чағда программисида сүний һәмраһ көрүнүши вә башқа сүрәтләрни селиштуруш асасида райондики бузуветилгән мазарлиқларниң 60 тин артуқиниң исими вә бузуветилгән вақитлирини тепип чиққан. Хотәндики миң йилдин ошуқ тарихқа игә болған шундақла уйғурларниң муһим зиярәт орунлириниң бири һесаблинидиған “султаним мазарлиқи” шуларниң бири болуп, бу мазарлиқниң 2019-йили 4-ай әтрапида түзливетилгәнлики тәхмин қилинмақтикән. Хәвәрдә ейтилишичә, уйғур елида йеқинқи икки йил ичидила 100 дин ошуқ қәдимий мазарлиқ вәйран қилинған болуп, мазарлиқлардики нурғун қәбриләрниң қәйәргә йөткиветилгәнликиму намәлум икән. Әзиз әйса радийомизға қилған сөзидә бу қәдимий мазарлиқларниң бузғунчилиққа учриғанлиқини, әйни чағда фирансийә агентлиқиниң мухбирлириниң берип өз көзи билән көрүп кәлгәнликини, буниң аллиқачан испатлинип болған пакитлиқини ейтти.
“CGTN” қанили өзиниң тәшвиқат видийосида шаярдики мазарлиқларниң вәйран қилинишини ақлап: “уйғурларниң мазарлири аддий топилиқ иди, һәрқетим ямғур яғса еқип кетәтти, әмма һөкүмәтниң бир туташ орунлаштуруши билән һазир рәтлик чирайлиқ мазарлиқлири болди,” дегәндәк сөзләрни ишләткән. Әзиз әйса “CGTN” ниң бу сөзлирини тәнқидләп, қәдимий мазарлиқларни һәрқандақ сәвәб билән йөткәшниң өзи бир җинайәт, дәп тәкитләп “хитай һөкүмити өлүкләргиму арам бәрмәйватиду,” деди.
Әзиз әйсаниң бизгә билдүрүшичә, “CGTN” телевзийәсиниң бу тәшвиқат видийосида аписини йөләп чиққан қиз дәл униң сиңлиси болуп, у интайин ишәнчлик мәнбәләрдин ашу сиңлисиниңму лагерда бир йилдин артуқ йетип чиққанлиқидин хәвәр тапқан. У: “буни аңлап мениң аччиқим нәччә һәссә артти,” дәйду.
Бирақ әзиз әйса хитай һөкүмитиниң бундақ сахта тәшвиқат видийолири арқилиқ һечкимни өзигә ишәндүрәлмәйдиғанлиқини вә бу қилғанлириниң сорақсиз қалмайдиғанлиқини тәкитлиди.
Әзиз әйса CNN телевизийәси мухбири мәт риверсқа қилған сөзидә мазарлиқларни йоқитиш һәрикитини хитай һөкүмитиниң уйғурларниң миллий вә диний йилтизини йоқитишни нишан қилған һәрикәтлириниң бир парчиси икәнликини тәкитлигән. У йәнә “хитай һөкүмити уйғурларға ‛миллий қирғинчилиқ йүргүзүватиду‚ дегән. У хитай һөкүмитиниң өзи әмәлийәтни ашкарилиғанлиқи үчүн аписини сөзлитиш арқилиқ униңға һуҗум қилғанлиқини “бир бичарилиқ” дәп тәкитлиди.
Хитайниң бу тәшвиқат видийоси “земистан” тори вә шундақла австралийәниң “ABC” телевизийәси қатарлиқ хәвәр органлириниңму диққитини қозғиди. Уларму хитайниң бу сахта тәшвиқат қанилиниң программилири вә уларға қарита мутәхәссисләрниң инкаслирини хәвәр қилди.