Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши хитайлаштурушқа қарши туруп, уйғур тилидики миллий маарипни раваҗландуруш һәққидә мәхсус доклат елан қилди
2019.05.17
Уйғур тил-йезиқи вә мәдәнийити қаттиқ чәклимигә учрап, уйғур тил-йезиқидики китаб-материяллар йиғивелинған, уйғур тили маарипиниң орнини хитай тили маарипи игиләватқан бир мәзгилдә вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши 16-май күни “хитай тилиниң мутләқ һөкүмранлиқиға қарши туруш: абдувәли аюп вә у тәшәббус қилған уйғур ана тилидики маарип һәрикити” сәрләвһилик бир доклат елан қилди.
Мәзкур доклатта хитай һөкүмитиниң уйғур диярида уйғур тилини сиясий, иҗтимаий, мәдәнийәт вә маарип саһәсидин сиқип чиқарғанлиқи, буниң нәтиҗисидә уйғурларниң миллий кимликиниң җиддий рәвиштә хирисқа дуч кәлгәнлики, районда уйғурға мунасивәтлик һәрқандақ бир йәрлик вә мәһәлливи мәдәнийәт амиллириниң йоқитилиш нишани қилиниватқанлиқи нуқтилиқ баян қилинған.
Мәзкур доклатта уйғур зиялийси вә тилшунас абдувәли аюпниң уйғур тилини қоғдаш һәққидики тәшәббуслириға алаһидә орун берилгән. Доклатта униң уйғур ана тилини қоғдаш вә ана тиллиқ маарипни раваҗландуруш йолида наһәқ түрмигә ташланғанлиқидәк кәчмишлири тилға елинип, тарихтин буян давам қилип келиватқан уйғур тил-йезиқи вә бу тилдики миллий маарипниң нөвәттә хитай һөкүмити тәрипидин қанчилик дәриҗидә йоқитишқа учраватқанлиқи мәркәзлик ипадиләнгән.
Доклатта абдувәлиниң сөзлиридин нәқил кәлтүрүлүп, мундақ дейилгән: “уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң бу доклатида мениң тәрҗимиһалимму бар болуп, оқурмәнләр буниңдин мениң уйғур диярида уйғур ана тилини асас қилған көп тиллиқ маарип системисидики мәктәп қуруш җәрянимдин хәвәрдар болалайду. Гәрчә зиялийлар бу хил тил вә мәдәнийәт өгинишни асасий чиқиш нуқтиси қилған маарип шәклини қоллиған болсиму, лекин хитай һөкүмити уни йоқилаң баһаниләр билән тохтатқузивәтти.”
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси һенрий шаҗевиски әпәнди уйғурлар мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан шундақла уйғур тил-йезиқиниң тәқдири һәққидә җиддий ойлиниватқан мутәхәссисләрниң бири. У мәзкур доклатта оттуриға қоюлған әң муһим темилар үстидә тохтилип мундақ деди: “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши елан қилған бу доклатта асаслиқи муһаҗирәттики уйғурларниң уйғур тилини сақлап қелиш вә уни гүлләндүрүш үчүн қандақ тиришчанлиқларни көрситиватқанлиқи оттуриға қоюлди. Уйғур тили кишиләрниң күндилик турмуши, хизмәт муһити вә уйғур ахбаратчилиқ үчүн кәм болса болмайдиған бир тилдур, биз доклатта мушу нуқтиларни тилға елиш арқилиқ уйғур тилиниң хитай һөкүмитиниң зиянкәшликигә учраватқанлиқини аңлаттуқ.”
Хитай һөкүмити уйғур тил-йезиқини “заманға маслашмиған, қалақ бир тил”, хитай тилини болса “заманивилиқниң үлгиси” дегәндәк қип-ялиңач ибариләр билән тәшвиқат елип берип, уни уйғур миллий кимликини йоқитишниң һуҗум нишани қилған иди. Уйғур аптоном райониниң сабиқ секретари ваң лечүән 2002-йили бу һәқтә сөз қилип, “аз санлиқ милләтләр тил-йезиқиниң даириси интайин чәклик болғанлиқтин, заманиви пән вә технологийәгә аит мәзмунларни өгиниш мумкин әмәс. 21-Әсиргә нисбәтән бу бир қалақлиқ,” дегән иди. Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң бу қетимлиқ доклатида мушу мәзмунларму өз ичигә елинип, хитай һөкүмитиниң хитай тилини һөкүмран орунға қоюп, уйғур тилини мәдәнийәт вә маарип саһәсидин пүтүнләй сиқип чиқириветиштәк қара нийити паш қилинған.
Доклатта мундақ дейилгән: “әгәр бир тилниң җәмийәттә бәлгилик орни вә қиммити йоқалса яки бу тилни ишләткүчиләргә түрлүк җинайәтләр артилса, бу иҗтимаий топқа мәнсуп кишиләр өз тилини очуқ сорунларда ишлитиштин хәвп һес қилидиған болуп қалиду. У чағда аилә уларниң ана тилини ишлитидиған бирдин-бир бихәтәр җайи болуп қалиду.”
Доклатниң ахирида мундақ дейилгән: “нөвәттә уйғур диярида хитай тилиниң мутләқ һөкүмранлиқи давам қиливатқан мәзгилдә муһаҗирәттики уйғур җамаәтчилики вә уйғур тәшкилатлири уйғур тил-йезиқи һәмдә мәдәнийитини сақлап қелиш үчүн тиришчанлиқларни көрситиши керәк. Улар бу тиришчанлиқлири үчүн пәхирлиниши керәк.”
Бәзи көзәткүчиләрниң дейишичә, уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң мәхсус уйғур тили һәққидә елан қилған доклати уйғур тили вә уйғур кимлики дуч келиватқан хирисларни дуняға аңлитишта муһим рол ойнайдикән. Һенрий шаҗевиски әпәндиму бу һәқтә төвәндикидәк пикир баян қилди: “хитайниң уйғур мәдәнийитини пүтүнләй йоқитиш һәрикитидә болуватқанлиқи ениқ. Буниң рошән ипадилириниң бири уйғурларниң уйғур тили вә диний етиқадиға қилинған йошурун һуҗум, йәнә бири даңлиқ қурулушлардин қәшқәр кона шәһири вә башқа мәсчитләрниң чеқилишидәк ашкара һуҗумдур. Тил бир милләтниң миллий кимликидур. Биз мушу нуқтиларни чиқиш қилған асаста дуняға хитай һөкүмитиниң уйғур кимликини йоқитиш урунушида ғәлибә қилалмайдиғанлиқини билдүрүшимиз керәк.”