Қирғизистанда “ғулҗа вәқәси” ниң 24 йиллиқи хатириләнди
2021.02.09
Қирғизистандики уйғур җамаити 5-феврал күни бишкәк шәһириниң аламедин-1 мәһәллисигә җәм болуп, 1997-йилидики “5-феврал ғулҗа вәқәси” ниң 24 йиллиқини хатирилиди.
Мәзкур паалийәт қирғизистан уйғурлириниң “иттипақ” җәмийити вә дуня уйғур қурултийиниң қирғизистандики вәкиллириниң һәмкарлиқида уюштурулди. Йиғинға бишкәк шәһири вә униң әтрапидики йеза-районлардин кәлгән көплигән җамаәт вәкиллири қатнашти.
Хатириләш паалийити қирғизистан җумһурийитиниң дөләт марши вә шәрқий түркистан миллий марши билән башланди. Андин “5-феврал ғулҗа вәқәси” дә һаятидин айрилған шеһитларға атап қуран тилавәт қилинди.
Мәзкур паалийәткә қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң рәиси әсқәр қасими риясәтчилик қилди. У йиғин әһлигә салам йоллп, “иттипақ” гезити баш муһәррири әкбәрҗан бавудунофни доклат қилишқа тәклип қилди. Әкбәрҗан бавудуноф әпәнди 1997-йили ғулҗа шәһиридә йүз бәргән қанлиқ қирғинчилиқ һәққидә қисқичә әслитип өтүп, вә шу шәһиридә уйғур яшлириға тәлим-тәрбийәни күчәйтиш үчүн “или мәшрипи” тәшкиллигән абдухелил меҗит вә абдумеҗит һәмраһлар һәққидә тәпсилий тохтилип өтти. У сөзидә “хитай һакимийитиниң зораванлиқ сияситиниң қурбанлири болған уйғур йигитлири һеч қачан унтулмайду”, деди.
У доклатиниң ахирида қирғизистандики уйғур җамаити намидин хитай һакимийитиниң уйғур диярида йүргүзүватқан етник қирғинчилиқ сияситини қаттиқ әйиблиди.
Паалийәт давамида йәнә лагерлар, “корона вируси” вә уйғур хәлқиниң бүгүнки вәзийити мәсилисиму тилға елинди. Дуня уйғур қурултийиниң иш-паалийәтлири тонуштурулди. Қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң сабиқ рәиси дилмурат әкбәроф, радио зияритимизни қобул қилип “5-феврал ғулҗа вәқәси” уйғур тарихида унтулмайдиған бир вәқә дәп тәкитләп, бүгүнки күнләрдә уйғур аммиви җәмийәтлири вә тәшкилатлириниң лагерлар мәсилисини һәл қилиш һәм уйғурлар уч келиватқан бастурушларни ахирлаштурушта қандақ тәдбирләрни елиш һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.
Дилмурат әпәнди йәнә уйғурлар дуч келиватқан бастурушниң “ирқий қирғинчилиқ”, йәни “генотсид” икәнлики явропа дөләтлири вә башқа әлләр тәрипидинму худди америка һөкүмити бекиткәндәк бекитилсә, буниң уйғурлар үчүн муһим әһмийәткә игә болидиғанлиқини билдүрди. ( Аваз)
Ихтиярий сөзгә чиққан новопокровка йезисиниң йигит-беши ғәйрәт җаһаноф муһаҗирәттики уйғурларниң узун йиллардин буян бешидин кәчүрүватқан һәсрәтлириниң ахирлишидиған вақти кәлгәнликини тәкитләп өтти.
Мәзкур йиғинға қатнашқан сиясий мәсилиләр тәтқиқатчиси, “иттипақ” гезитиниң муһәррири рәһимҗан һапизи зияритимизни қобул қилип, “5-феврал ғулҗа вәқәси” ниң уйғур мәсилисини хитайниң ички ишлиридин хәлқара сәһнисигә елип чиққанлиқини илгири сүрди.
Қирғизистанниң җәнубидики җалал абад шәһиридики қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң шөбә рәиси розиахун қурбанофниң уюштуруши билән вә униң риясәтчиликидә “5-феврал ғулҗа вәқәси” җалал-абад шәһиридиму хатириләнди. Җалал абад шәһиридики уйғур җамаитиниң актип паалийәтчиси хуршидәм қурбанова ханим 5-феврал қанлиқ қирғинчилиқи тоғрисида тәпсилий доклат бәрди.
Игилинишичә, қирғизистан уйғурлириниң бәзи паалийәтләрни уюштуруши чәкләнгән болсиму, лекин уйғур хәлқиниң тарихий вәқәләрни хатириләш паалийәтлири, җүмлидин “5-феврал ғулҗа вәқәси”, “уйғур миллий армийә күни”, “икки җумһурийәт байрими” вә башқа аммиви йиғинлири йәнила өзара уюштурулуп келинмәктә. Уйғур тилида нәшр қилинидиған “иттипақ” гезити мундақ мәсилиләр һәққидә вә уйғур тили, мәдәнийитини сақлап қелишқа аит мақалиләрни давамлиқ елан қилмақта.