NBA Ниң сабиқ васкетбол маһири ройис вайит: “уйғурларға әркинлик”
2021.07.23
NBA Ниң сабиқ васкетбол маһири ройис вайт йеқинда өткүзүлгән 3-бирләшмә мусабиқә арилиқида телевизийә зияритини қобул қилғанда “уйғурларға әркинлик” дегән хәт бесилған майкини көрсәткәниди. Риясәтчи “буниң мәниси немә?” дәп сориғанда, у буниңға җавабән: “шәрқий түркистандики икки милйон аз санлиқ милләт җаза лагерлирида тутуп турулмақта. Бу биз сөзләшкә тегишлик иш, билисиз, мән һәмишә һәқиқий ишлар тоғрисида сөзләймән” дегән вә зиярәт хатирисини өзиниң твиттер һисабидинму һәмбәһирлигәниди.
Ройис вайт әпәндиниң бу йолланмисни дуня уйғур қурултийини өз ичигә алған нурғун кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә паалийәтчиләр һәмбәһирлигән. Америкадики уйғур адвокат, “атлантик мунбири тәтқиқат мәркизи” ниң тәтқиқатчиси рәйһан әсәтму ройс вайт әпәндиниң йолланмисини һәмбәһирләш арқилиқ келәр йиллиқ олимпик мусабиқисини бейҗиңдин йөткәш, тәнһәрикәтчиләрни уйғурлар мәсилидә аваз чиқиришқа чақириқ қилған. Ройс вайт әпәнди рәйһан әсәтниң йолланмисиға “мән һәрдаим сиз билән биллә” дәп җаваб қайтурған.
22-Июл күни харвард кишилик һоқуқ гурупписи рәйһан әсәтниң риясәтчиликидә ройс вайт әпәнди билән “тәнһәрикәтчиләрниң уйғур қирғинчилиқини тохтитишта ойнайдиған роли” дегән темеда тор сөһбити елип барди.
Ройс вайт әпәнди сөзини мундақ башлиди: “сөзүмни уйғур мәсилисиниң ‛ирқи қирғинчилиқ‚, ‛вәһшийлик‚ мәсилиси икәнликидәк һәқиқәтни етирап қилиш билән башлиғум бар. Бу мәсилә әң җиддий мәсилә қатарида бир тәрәп қилиниши керәк. Әгәр уйғурларға вә шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлидиған вә бу мәсилиниң муһимлиқини чүшәнгән тәдбир бәлгилигүчиләр болса бу мәсилини алдинқи орунға қоюлуши керәк”.
У йәнә мундақ деди: “сәмимий гәп қилғанда мән кишилик һоқуқ, адаләт вә һәқиқәт мәсилилиригә наһайити сәзгүр. Шуңлашқа уйғур мәсилисигә болған диққитим һәргиз мениң мундақла бир шәхси қизиқишим әмәс. Мән тунҗи қетим ‛уйғур қирғинчилиқи‚ ни аңлиғинимда ‛униң мән билән немә алақиси бар‚ дәп ойлимидим. Әсли нормал болған инкас бу. Тәнтәрбийә саһәсидә ‛биримиз һәммимиз үчүн‚ дәймиз, йәни бир әза пүтүн гуруппиниң мувәппәқийити үчүн һәр даим қурбанлиқ бериду вә бериши керәк. Шуңлашқа әслидә әң алди билән тәнһәрикәтчиләр уйғур мәсилисини көтүрүп чиқиши керәк иди. Әнҗила дәйвисниң бир сөзи бар: ‛күндүзи мени тутқили кәлгәнләр кәчтә сени тутқили келиду‚. Һазирқи әһвал нәқ мушу. Бүгүн уйғурларниң бешиға кәлгән күн әтә қара тәнликләрниң бешиға келиши мумкин. Хитай дуняға хоҗа болуш пиланини соқуватиду, әгәр пилани әмәлгә ашса бурунқи һәр қандақ бир күчниң залимлиқини ашуруп қилиду. Шуңа әхмәқ болмаңлар, қара тәнликләр буни халимайду”.
Рәйһан әсәт хитай һакимийитиниң бастурушиниң аллибурун башқа милләт вә районларға кеңийип болғанлиқини әскәртип мундақ деди: “әмәлийәттә улар канадалиқларни, австралийәликләрни тутуп туруватиду. Коруна мәзгилидә гуаңҗуда туруватқан қара тәнликләргә ирқи кәмситиш елип берип туруватқан өйлиридин мәҗбурий чиқиривәтти. Биз аллибурун хитайниң кишини чөчүтидиған бу қилмишлирини көрдуқ.”
Өткән йили апрел айлирида хитайниң гуаңдуң өлкисидин тарқалған син көрүнүшлири вә хәвәрләрдә хитайларниң қара тәнликләрни мәҗбурий һалда вирус тәкшүрүшидин өткүзүватқанлиқи, уларни өйлиридә яки башқа җайларда мәҗбурий карантинға алғанлиқи, қара тәнликләрниң иҗарә өйлиридин қоғлиниш, меһманханиларда йәр берилмәслик түпәйли кочиларда түнәшкә мәҗбур болуштәк әһваллар ашкарилинип зор инкас қозғиғаниди.
Ройс вайит әпәнди сөһбәт җәрянида хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлири директори софий ричардсон вә дуня уйғур қурултийи хадими зумрәтай әркин қатарлиқларниң соаллириға җаваб бәрди. Тәнтәрбийә саһәсидикиләрниң уйғур мәсилисидики роли һәққидә у тәнтәрбийә кулублири, тәнһәрикәт кийим-кечәклири маркилириниң хитайға қаттиқ позитсийә тутушиниң наһайити үнүмлүк болидиғанлиқини тәкитлиди.
Найки ширкити, хитайниң уйғурларни мәзкур ширкәтниң хитайдики мал тәминлигүчи карханилирида мәҗбурий әмгәккә селишиға көз юмуватқан вә бу һәқтики тәнқидләрни рәт қилип келиватқаниди. Ройс вайит әпәнди телевизийә зияритидә көрсәткән майкидики “уйғурларға әркинлик” дегән хәтниң астиға найки маркисиниң бәлгисини қойған.
Сөһбәт давамида харвард кишилик һоқуқ гурупписидин лайлина естабин рәйһан әсәтниң тутқунда туруватқан иниси әкбәр әсәткә атап язған нахшисини оқуп, йиғин қатнашқучилирини тәсирләндүрди.
Рәйһан әсәтниң иниси әкбәр әсәт хитай һөкүмити тәрипидин лагерға қамалған вә кейин 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи дәлилләнгәниди. Әкбәр әсәтниң америка ташқи ишлар министирлиқи уюштурған паалийәткә қатнашқанлиқи униң қолға елиниш еһтималлиқи болуши илгири сүрүлмәктә.
Ройс вайит әпәнди ахирида мундақ деди: “NBA һәққидә демәкчи болғиним, бирләшминиң иҗраийә әмәлдари болған марк татумниң шәрқи түркистандики NBA академийәси һәққидә соралған соалға ‛дунядики һәр бир кишилик һоқуқ мәсилисигә инкас қайтуруш мениң яки NBA ниң иши әмәс‚ дәп җаваб бериши бәлким һаятимдики әң әпсуслинарлиқ вәқә. Күчлүк орунда турған бириниң бундақ җаваб бериши бәкму әпсуслинарлиқ. Кишини аң чөчүтидиғини болса буларниң сиясий оюнлиридур. Уйғурлар әслидә бәш йил илгирила әркинликкә чиқиши вә бүгүнки һалға чүшмәслики керәк иди. Әпсуслинарлиқи нөвәттә уйғур мәсилиси кишилик һоқуқни қоғдашниң ‛чемпийони‚ болуш үчүн ишлитиливатиду. Бәзиләр худди хамелеонға охшайду, мән ундақларни ‛иқтисади паалийәтчи‚ дәп атаймән. Хитайниң бәргән чәклири бизниң һәқни сөзләйдиған йоллиримизни тосуп қоймаслиқи керәк. Биз бу мәсилидә иқтисади мәнпәәтни бир яққа қайрип қоюшимиз керәк”.
Американиң “ESPN” телевизийәсиниң мухбири сетив файинару өткән йили NBA ниң хитайдики мәшиқ базилири һәққидә хәвәр ишлигән болуп, бу һәқтә зияритимизни қобул қилған иди: у: “биз һәрхил усуллар билән нурғун қетим NBA ниң ‛шинҗаң‚ дики кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидики ипадисини соридуқ. Улар ‛хитайдики кишилик һоқуқ һәққидә ипадә билдүрүш бизниң вәзипимиз әмәс‚ дәйду. Америкадики ‛қар тәнликләрниң һаятиму һаят‚ һәрикитидә улар хили күчлүк аваз чиқарған. Мениңчә, биз бир дуняда яшаймиз. Бу пәқәт икки йүзлимичиликниң ипадиси. NBA Ниң муавин башлиқи марк татумни зиярәт қилдуқ, у қисқила ‛мениң дунядики һәр бир кишилик һоқуқ мәсилисигә ипадә билдүрүшимниң һаҗити йоқ‚ дәп җаваб бәрди”, дегәниди.
Сөһбәтниң ахирида ройис вайт вә рәйһан әсәт бирликтә хитайда өткүзүлмәкчи болған келәр йиллиқ қишлиқ олимпик мусабиқисиниң башқа бир дөләткә йөткилиши керәкликини тәкитлиди вә барлиқ тәнһәрикәтчиләрни бу чақириққа аваз қошушқа чақирди.