Түрмидики содигәр абдуҗелил абдухелил үстидин қайта мәхпий сот ечилғанлиқи вә үстиләп гунаһ артилғанлиқи ашкариланди
2021.03.23

Қанун саһәсидики вәзийәттин хәвәрдар кишиләрдин бириниң инкас қилишичә, 2018-йили 14 йиллиқ кесилгән вә 2019-йили наразилиқ әрзи қобул қилинған түрмидики содигәр абдуҗелил абдухелил үстидин 17-март күни пәйзиват қалғач бинам түрмисидә қайтидин мәхпий сот ечилған вә униңға үстиләп еғир аталмиш “җинайәт” ләр артилған. Сотта абдуҗелил абдухелилниң шәхсән өзи вә униң адвокатлири униңға артилған “җинайәт” ләрни пүтүнләй рәт қилған. Мухбиримизниң телефонини қобул қилған қәшқәр вилайәтлик оттура сот хадимлири абдуҗелил абдухелил һәққидә өткән һәптә түрмидә сот ечилғанлиқини дәлиллиди.
Уйғур районида қанун саһәсидики вәзийәттин хәвәрдар бир кишиниң инкас қилишичә, нөвәттә 14 йиллиқ җаза муддитини өтәватқан қәшқәр вилайәтлик содигәрләр бирләшмисиниң сабиқ муавин рәиси абдуҗелил абдухелил үстидин өткән һәптә қайтидин сот ечилған. Сот пәйзиваттики қалғач бинам түрмисидә 17-март күни әтигән саәт 10 да башланған. Сотта абдуҗелил абдухелил өзигә артилған кона-йеңи пүткүл әйиблимиләрни рәт қилған. Дийилишичә, абдуҗелил абдухелилниң сичүәнлик икки адвокатиму қатнаштурулған мәзкур сот 2 саәт давам қилған вә хуласисиз ахирлашқан, һөкүм кейингә қалдурулған.
Абдуҗелил абдухелил һәққидә илгири ишлигән икки қетимлиқ тәпсилий хәвиримиздә хатирилинишичә, абдуҗелил абдухелил 2017-йили 3-айниң 13-күни тутқун қилинған вә 5-айниң 28-күни “терорлуққа ярдәм бериш” гумани билән әйиблинип қолға елинған. 2018-Йили7-айниң 28-күни униң үстидин сот ечилип 14 йиллиқ кесиветилгән. Шу қетимлиқ сотта абдуҗелил абдухелилға 73 милйин йүән, ширкитигә 5 милйон йүән җәриманә қоюлған. Абдуҗелил абдухелил мәзкур сот һөкүмигә наразилиқ әрзи сунған. Униң наразилиқ әрзигә қарап чиққан уйғур аптонум районлуқ юқури сот мәһкимиси қәшқәр вилайәтлик оттура сотниң 14 йиллиқ кесим һөкүмини бикар қилған вә делоға қайтидин қарап чиқишни буйруған. Мана бу мәзгилдә абдуҗелил абдухелилниң саламәтликидә еғир мәсилә көрүлүп түрмидин дохтурханиға йөткәлгән.
Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң алаһидә әскәртишичә, абдуҗелилниң адвокатлири юқури сотниң һөкүми вә униң саламәтлик әһвалиға асасән униң қоюп берилиши вә яки нәзәрбәнт астида делосиға қайта қарилишини тәләп қилған. Әмма қшқәр вилайәтлик парткомниң секритари ли ниңпиң, абдуҗелил абдухелилниң қәшқәрдики “ғоллуқ бир җинайәтчи” икәнликини илгири сүрүп, уни давамлиқ түрмигә қамашқа буйриған вә үстидин бир йерим йилға йеқин қайтидин тәкшүрүш елип барғузуп, қәшқәр оттура остниң һөкүмини күчкә игә қилиш вә һөкүмгә нарази болған абдуҗелилға қарита җазани техиму еғирлаштурушниң йолини ачқан.
Телефонимизни қобул қилған қәшқәр оттура сотниң йәнә бир хадимиму абдуҗелил абдухелил делосиниң бир җинайи ишлар делоси икәнликини әскәртип, өзиниң бу һәқтә мәлумат беришкә салаһийәтсиз икәнликини билдүрди, әмма у абдуҗелил абдухелил һәққидә пәйзиваттики қалғач бинам түрмисидә сот ечилғанлиқини инкар қилмиди.
Инкаста дейилишичә, абдуҗелилни 14 йиллиқ қамаққа буйриған дәсләпки сотта униң түркийәдики бир уйғур тиҗарәтчиниң үрүмчидики аялиға пул салғанлиқи үчүн буниң “терорлуққа ярдәм” дәп қаралғанлиқи вә мушу сәвәбтин кесилгәнлики елан қилинған. Абдуҗелилниң наразилиқ әрзини тәстиқлиған уйғур аптонум районлуқ юқури сот абдуҗелил үстидики мәзкур сот тәртипиниң мувапиқ болмиғанлиқи вә аталмиш терорчиларға пул әвәтиш җинайитидә қәстәнлик барлиқиға аит йетәрлик пакит йоқлуқини оттуриға қойған. Қәшқәр вилайәтлик партком секритариниң буйруқи билән ечилған бу қетимқи сотта абдуҗелилниң “терорлуққа иқтисадий ярдәм бәргән” ла әмәс, бәлки “терорлуқ тәшкилатиға әза болған” лиқи, йәни “шәрқи түркситан ислам тәшкилати” ниң қәшқәр төгә гурупписиға әза болғанлиқи бир қатар аталмиш “пакитлар” билән илгири сүрүлгән.

Қәшқәр вилайәтлик сот мәһкимиси иҗра бөлүминиң хадими дәсләптә мәзкур соттин хәвәрсизликини ейтти. Илгириләп соралған соаллиримиздин кейин өзиниң мәзкур сот һәққидә аңлиғанлири барлиқини етирап қилди.
Инкаста дийилишичә, бу қетимқи сот учури абдуҗелил абдухелилниң адвокатлириға соттин пәқәт бир һәптә бурунла билдүрүлгән. 10-Март күни мәзкур сот һәққидә уқтуруш тапшурувалған сичүән яфең адвокатлиқ ширкитиниң мәзкур икки адвокати қәшқәргә йетип кәлгинидә уларниң қолиға дело һәққидә бир һәптидә көрөп болуш мумкин болмиған дәриҗидә көп санда аталмиш “җинайәт пакитлири” вә алақидар материяллар тутқузулған. Адвокатлар материялларни толуқ көрүп чиқиш үчүн сотни бирқанчә күн кечиктүрүшни тәләп қилған болсиму, бу тәләп рәт қилинған. Нәтиҗидә адвокатлар қолидики материялдики әйиблимиләрдин әң еғиррақи болған “терорлуқ тәшкилатиға әза болуш” қисмини көрөп чиққан. Материялниң бу қисмида абдуҗелил абдухелилниң 2008- вә 2009-йиллири 9-айниң 17-күни қәшқәрдә ечилған “шәрқи түркистан ислам һәркити” тәшкилатиниң төгә гурупписи йиғиниға қатнашқанлиқи қәйт қилиниған вә материялларда әң күчлүк пакит сүпитидә 30 нәччә нәпәр аталмиш гуваһчиниң бу йиғин һәққидики гуваһлиқ баяни вә бәзи мәһкумларниң абдуҗелил абдухелил билән бирликтә мәзкур йиғинға қетилғанлиқи һәққидики иқрарнамиси орун алған. Адвокатлар абдуҗелил абдухелил билән сөзлишиш вә униң сәпәр хатирисини көзитиш арқилиқ “мәзкур йиғинға қатнашти” дейилгән күнләрдә униң қәшқәрдә әмәслики, әксинчә сода иши билән чәт әлдә икәнликини байқиған. Улар сотта абдуҗелилниң паспорт бәтлирдики тамға вә числалар арқилиқ әйиблигүчиниң әң күчлүк пакитини пүтүнләй ағдуруп ташлиған. Әмма йәнила бу соттин хуласә чиқирилмиған вә һөкүм кейингә қалдурулған.
Қәшқәр вилайәтлик сот мәһкимиси иҗраийә ишханисиниң һелиқи хадими йәнә бир қатар соаллиримиздин кейин өзиниң абдуҗелил абдухелил һәққидә ечилған соттин хәвири барлиқини очуқ һалда тилға алди.
Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, инкаста алаһидә әскәртилишичә, үстидин сот ечилиш яки делосиға қайта қарап чиқилиш йеқинқи 4 йилдики уйғур мәһбуслар үчүн аз көрүлгән бир әһвал болғинидәк, сотта җинайитини инкар қилиш җасаритиму интайин аз сандики мәһкумларда көрүлгән. Қолимиздики алақидар сот материяллирида қәйт қилинишичә, абдуҗелил абдухелил әйни вақитта йәнә қәшқәр шәһәрлик сода-санаәтчиләр уйшмиси партийә ячейкисиниң баш секритари, уюшма рәиси, қәшқәр шәһәрлик сиясий кеңәшниң даимий әзаси қатарлиқ вәзипләрниму өтигән икән. 17 -Март күни пәйзиваттики қалғач бинам түрмисидә ечилған бу мәхпий сотниң абдуҗелил абдухелилниң тәқдири үчүн бир пурсәт икәнлики вә яки җазасиниң техиму еғирлиши үчүн тәһдит икәнлики һазирчә мәлум әмәс.