Шаир вә әдиб абдуқадир җалалидинниң муддәтсиз кесиветилгәнлики ашкариланди
2023.01.19

Илгирики енқилашлиримизда шаир вә әдиб абдуқадир җалалидинниң тутқунда икәнлики дәлилләнгән болсиму, әмма униңға берилгән җаза һөкөми техи айдиңлашмиған иди. Униң өткән йили сиртқа ашкариланған “янарим йоқ” намлиқ шииридин, униң түрмидә җаза өтәватқанлиқи мәлум болған болсиму, униң кесим муддити йәнила айдиң әмәс иди. Йеқинқи ениқлашлиримиз давамида, шаирниң муддәтсиз кесиветилгәнлики әшкариланди.
Инкаслардин мәлум болушчә, хитай даирлири уйғур хәлқи тәрипидин сөйүлгән шаир вә әдибләрни түрмиләргә ташлап, уларни хәлқниң қәлбидин өчүрүшкә урунуп кәлгән. Һалбуки, абуқадир җалалидинға охшаш шаирларниң оқурмәнлири, шагиртлири вә муһаҗирәттики қәләмдашлири, уларни бир күнму есидин чиқармиған. Шаир абдуқадир җалалидинниң оқурмәнлиридин нөвәттә норвегийәдә яшаватқан һүсәнҗан әпәнди, 5 йилдин буян изчил сүрүштә қилиш арқилиқ, буниңдин алтә ай аввал, шаирниң муддәтсиз кесиветилгәнлики һәққидә учур алған. У хәвәрниң чинлиқини айдиңлаштуруш үчүн йәнә бир мәзгил издәнгәндин кейин, шаирниң ичкий өлкиләрдики бир хитай кәсипдишидинму охшаш учур алған.
Биз бу учурниң тоғрилиқини айдиңлаштуруш үчүн, алди билән шаирниң хизмәт орни болған шинҗаң педагогика ониверситетиға телефон қилдуқ. Телефонимизни қобул қилған хадимлардин бири, шаирниң җаза һөкүмидин хәвәрсизликини ейтса, йәнә бири һәтта бу ониверситетта абдуқадир җалалидин дәйдиған бирсиниң болғанлиқиниму инкар қилди. Әмәлийәттә икки йилниң алдидики ениқлашлиримизда, бу мәктәпниң сиясий бөлүм хадими фең венчяң, архипқа қарап чиққандин кейин, абдуқадир җалалидинниң 2108-йили 28-январ күни үрүмчи шәһәрлик дөләт аманлиқ сақчилири тәрипидин тутуп кетилгәнликини дәлиллигән иди.
Хитай даирилири уйғур елида тутқунларниң ақивитини пәқәт аилисигила билдүрүп, җәмийәттин сир тутуп келиватқили хели йиллар болған болсиму, йәнә бәзи алаһидә делоларда тутқунниң аилә тавабиатиғиму билдүрмәй кәлгән. Мәсилән, шаир абдуқадир җалалидин, жорналист қурбан мамут, профессор раһилә давутларниң ақивити әнә шундақ пәвқуладдә чиң тутулуватқан тутқунлардур.
Шаир абдуқадир җалалидинниң америкада яшаватқан оғли бабур абдуқадирниң радийомизға инкас қилишичә, у дадисиниң җаза һөкүми һәққидә та һазирғичә һечқандақ учур алалмиған.
Биз илгирики ениқлашлиримиз давамида қурбан мамутниң җаза муддитини куча сақчилиридин, нахшичи заһиршаһниң тутқунда икәнликини атуш сақчилиридин игилигән идуқ.
2017-Йилдики чоң тутқундин кейин, тутқунларниң хизмәт яки турушлуқ орнидики әмәс, бәлки әсли юртидики сақчи органлириға йоллап берилгәнлики вә яки сот һөкүмлириниң мәһкумниң юртидики әдлийә органлириға йоллап берилгәнлики мәлум болған иди. Шуңа биз шаир абдуқадир җалалидинниң кесим муддитини ениқлаш үчүн, қәшқәр бәшкерәмдики әдлийә понкитиға телефон қилдуқ. Нөвәтчи хадим дәсләптә абдуқадир җалалидинниң җаза һөкүмнамисиниң өзлиридики архипта барлиқини тилға алди. Арқидин бу учурларни мәхпий тутуш һәққидә агаһландуруш барлиқини әскәртип, кесим муддити һәққидә мәлумат бәрмиди.
Бәшкерәмдики бир кәнт сақчиси, абдуқадир җалалидинниң уруқ-туғқан вә йеқин өткән кишилири билән сөһбәтлишиш арқилиқ, униң муддәтсиз кесилгәнликидин хәвәр тапқанлиқини ашкарилиди. Дейилишичә, абдуқаир җалалидин үстидин 2019-йилниң оттура-ахирлири мәхпий сот ечилған. Абдуқадир җалалидинниң юрти бәшкерәмдики йеқинлиридин бири, униң адвокати билән көрүшүп, униң җазасини йениклитиш үчүн йол меңип беқиш арзусини билдүргән. Әмма адвокат униңға абдуқадир җалалидинға артилған җинайәтниң бәкла еғирлиқини әскәртип, артуқчә пул вә күч сәрп қилмаслиқини тәвсийә қилған.
Абдуқадир җалалидинниң муддәтсиз кесилгәнлики учурини аңлиған униң бәзи қәләмдашлири, униң түрмидә язған “янарим йоқ” намлиқ шиирини әсләшти. Тәтқиқатчи абдувәли аюп, шаирниң “янарим йоқ” намлиқ шиири арқилиқ, пүтүн уйғур мәһбусларниң ечинишлиқ ақивитини ипадиләпла қалмай, бәлки йәнә өзиниң муддәтсиз кесилгәнликини аңлиқ яки аңсиз һалда йәткүзгән болуши мумкинликини оттуриға қойди.
Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, шаир вә әдиб абдуқадир җалалидин 1964-йили қәшқәрдә туғулған. 1986-Қәшқәр педагогика институтини пүттүргән. 1990-Йилидин 2009-йилиғичә шинҗаң маарип иниститутиниң филологийә шөбә иниститутида 20 йилға йеқин оқутқучилиқ қилған. Кейин шинҗаң педагогика университетиға йөткилип, бу мәктәптә таки 2018-йили тутқун қилинғучә аспирант оқуғучилар йетәкчиси болуп хизмәт қилған. Шаир вә әдиб абдуқадир җалалидин көп санда шеир, әдәбий хатирә, илмий мақалә, саяһәт хатириси вә тәрҗимә әсәрләр арқилиқла тонулуп қалмастин, бәлки йәнә түрлүк илмий вә аммивий сорунларда сөзлигән лексийәлири һәм нутуқлири биләнму уйғур җәмийитидә зор тәсир қозғиған зиялийларниң бири иди.